Әзәрбәйҗандики илмий муһакимә йиғинида уйғурларға алаһидә орун берилди


2007.10.23

10-Айниң 17-кунидин 19-кунигичә әзәрбәйҗанниң пайтәхти баку шәһиридә ' туркләрниң ортақ өтмүшидин келәчикигә` мавзулуқ илмий муһакимә йиғини өткүзүлгән. Бу йиғинға германийә, түркийә, қазақистан, туркмәнистан вә полша қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән түркологлар вә фолклоршунаслар қатнашқан. Бу илмий муһакимә йиғинида әзәрбәйҗан дөләт университети оқутқучиси мустафа вугар өмәроғлу уйғур турклиридә норуз намлиқ мақалисини оқуған. Бу мақалә йиғинда қаттиқ талаш ‏- тартишқа йол ачқан.

Биз бу илмий муһакимә йиғини шундақла мустафа вугар өмәроғлуниң уйғурлар һәққидә елип бериватқан тәтқиқатлири һәққидә тәпсилий мәлумат елиш учун у киши билән сөһбәт елип бардуқ.

Әркин тарим : һөрмәтлик мустафа вугар өмәроғлу әпәндим әзәрбәйҗанда өткузулгән бу қетимқи илмий муһакимә йиғини һәққидә қисқичә мәлумат бәрсиңиз қандақ?

10-Айниң 17-кунидин 19-кунигичә әзәрбәйҗанниң баку шәһиридә туркләрниң ортақ өтмушидин келәчикигә мавзулуқ илмий муһакимә йиғини өткузулди. Бу йиғинға германийә, түркийә, қазақистан, туркмәнистан вә полша қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән туркологлар вә фолклоршунаслар қатнашти. Буларниң ичидә тонулған мәшһур туркиологларму бар. Мән бу йиғинда уйғурлар һәққидә сөз қилдим, мениң сөзум конфиранс әһлиниң қаттиқ диққәт етибарини қозғиди.

Әркин тарим : һөрмәтлик вугар өмәроғлу әпәнди бу илмий муһакимә йиғинида уйғурлар һәққидә сөзләпсиз, немә темида сөзлидиңиз?

`Уйғур турклиридә норуз әнәниси` намлиқ илмий мақаләмни оқудум. Һәммәйләнгә 15 минуттин сөзләш һәққи берилгән болсиму, мән уйғур турклиридә норуз әнәнисиниң келип чиқиши қатарлиқ мәсиләр үстидә тохталдим, бу тема йиғинда қаттиқ талаш ‏- тартиш кәлтуруп чиқарди. Шуңа маңа 52 минут вақит берилди. Мән уйғур фолклори билән әзәрбәйҗан фолклорини бир ‏- биригә селиштуруп чиқтим, булардин башқа уйғур қериндашлиримизниң бугунки вәзийити үстидиму тохталдим. Йиғин наһайити яхши өтти. Мән мақаләмдә уйғурлардики норузниң миладидин бурундин бугүнгичә давамлиқ қутлуқлинип кәлгәнликини аңлаттим.

Әркин тарим : ундақта әзәрбәйҗанлиқлардики норуз билән уйғурлар арисидики норуз оттурисида қандақ ортақлиқлар бар?

Мән әслидә ғәрбий әзәрбәйҗанда туғулған. 18-20 Йилдин бери бакуда туруватимән. Мән туғулған йәрдә уйғурлардикигә охшаш мәшрәп бар. Оғлақ тартишиш, койза танси дегәнгә охшаш әнәниләрму бар. Буларниң һәммиси уйғурлар билән әзәрбәйҗанлиқларниң қериндаш икәнликини көрситип бериду.

Әркин тарим : бу хил илмий муһакимә йиғинлириға путун туркий милләтләрдин тәтқиқатчилар қатнишиду, сизчә бу хил йиғинларниң әһмийити немә?

Әзәрбәйҗанлиқларниң 80 пирсәнтиниң уйғурлар һәққидә мәлумати йоқ. Бу хил йиғинлар узун йиллар айрим йәрләрдә яшиған қериндаш хәлқләрниң өз ‏- ара йеқинлишиши, бир ‏- бирини чүшиниши, һәмкарлишиши, бүгун хитайларниң ассимилятсийә сияситигә дучар болуватқан уйғур хәлқиниң тарихи, фолклори, бүгунки вәзийитини өгиниш учун наһайити чоң әһмийәткә игә дәп қараймән.

Әркин тарим : һөрмәтлик вугар омәроғлу әпәнди сиз уйғур хәлқ әдәбияти һәққидә тәтқиқат елип бериватамсиз?

Һә шундақ. 6 Йилдин буян уйғур әдәбияти устидә тәтқиқат елип бериватимән. Уйғур мақал ‏- тәмсиллири вә мәсәлләр. Һазирқи заман уйғур шеирлири һәққидә чоң һәҗимлик бир әсәр тәйярлидим, худайим буйриса йеқинда чиқиду. Уйғурчә ‏- әзәрбәйҗанчә, әзәрбәйҗанчә - уйғурчә бир луғәтму тәйярлидим. Һазирқи заман уйғур әдәбияти намлиқ 100 бәтлик китаб яздим. Уйғур 12 муқами һәққидиму тәтқиқат елип бериватимән. Уйғурлар һәққидә тәтқиқат елип барғанда көп қейинчилиқимиз бар.

Әркин тарим : ундақта уйғурларни тәтқиқ қилиш җәрянидики қейинчилиқиңиз немә?

Уйғурлар тәтқиқати җәрянидики қейинчилиқимиз китаб вә материялларниң кәмчил болуши. Мән дуняниң һәрқайси җайлирида яшаватқан уйғурлар билән алақә қуруп уйғурлар һәққидә материял топлаш учун нурғун уйғурларға хәт яздим, әмма һеч бирисидин җаваб кәлмиди. Әзәрбәйҗанда сабиқ совет иттипақи мәзгилидә москвада вә қазақистанда нәшр қилинған уйғурлар һәққидики бир қанчә китабтин башқа әсәр йоқ.

Шуңлашқа дуняниң һәрқайси җайлирида яшаватқан уйғурларниң бизләр билән алақә орнитишини, бизни уйғурлар һәққидики материяллар билән тәминлишини үмид қилимән. Әзәрбәйҗан йеңи қурулған мустәқил турк дөлити, уйғурлар билән қериндаш, бу йәрдиму уйғур қериндашлиримизниң тарихини, мәдәнийтини, тилини бүгунки вәзийитини қериндаш әзәрбәйҗан хәлқиғә аңлитишимиз керәк, қериндаш әзәрбәйҗан хәлқиниң һесдашлиқини қолға кәлтүрушимиз керәк. Йеқинқи йиллардин бери әзәрбәйҗанда уйғурлар һәққидә тәтқиқат елип бериватқан зиялийларниң сани барғансери көпәймәктә. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.