Түркийидики фамилә намлири вә уйғурлар


2005.10.18

famile-Murat-Sayliq.jpg
Әркин тарим дохтор мурат сайлиқ әпәндини зиярәт қилмақта. RFA

Түркийидә фамилиси уйғур, ақсу, қәшқәр, ғулҗа вә сайлиқ кишиләрни учритисиз. Булардин фамилиңиз нәдин келип чиққан? немә үчүн бу фамилини ишлитисиз? дәп сориғиниңизда, улар өзлириниң уйғур икәнликини, шәрқи түркистандин кәлгәнликини дейишиду. Буларниң ичидә тонулған кишиләрму бар. Мана булардин бири истанбул истинйә дохтурханиси дохтури мурат сайлиқ әпәндидур.

Мурат сайлиқ әпәнди өзиниң фамилисиниң қәшқәр йеңисар наһийисидин келидиғанлиқини, ата-бовилириниң у йәрдин келип түркийиниң шәрқидики диярбақир дегән йәргә келип йәрлишип қалғанлиқини ейтип бәрди. У сөһбитимиз җәрянида йәнә бир уйғур дохтори болуш сүпити билән түркийәдә оқуватқан уйғур оқуғучиларни вә иқтисади әһвали бәк яхши болмиған уйғурларни өзиниң көз дохтурханисида һәқсиз давалап қоюдиғанлиқини билдүрди.

Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни ихтияри мухбиримиз әркин таримниң дохтур мурат сайлиқ әпәнди вә теги йеңисарниң сайлиқ йезисидин болған әркин алиптекин әпәнди билән елип барған сөһбитидин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.