Русийидә фашистлиқ һәрикәтләр күчәймәктә


2005.05.03

Русийә хәвәр агентлиқлириниң учуриға қариғанда, 1-май күни москва шәһиригә зиярәткә кәлгән икки нәпәр алҗирийә һәрбий хадими фашиситлар тәрипидин қаттиқ уруп зәхмиләндүрүлгән. Русийә хәвәрлиригә асасланғанда русийә фашистлири асасән дегүдәк қара тәнликләр, қара чачлиқларни һуҗум нишани қилған болғачқа, бу хилдики адәмләрниң русийә шәһәрлиридә, болупму москва вә снакит петербургда даим уруп зәхмиләндүрүлүш һәтта өлтүрүлүш вәқәлири йүз берип туридикән.

Хәвәрләргә қариғанда һәтта русийигә хизмәт билән кәлгән америкилиқ қара тәнлик дипломатларму фашистлар тәрипидин зәхмиләндүрүлгән болуп, москваниң санлиқ мәлуматиға қариғанда 2004-йили русийидә фашистлар тәрипидин бир қанчә йүз қетим башқа милләтләргә һуҗум қилиш һәмдә 40 адәмни өлтүрүш вәқәси садир қилинған . Қара тәнликләр, қара чачлиқларниң русийә шәһәрлиридә әркин йүрәлмәслик вәзийити шәкиллинишкә йүзләнгән.

Русийидики фашистлар қандақ нәрсә?

Русийидики интерфакис агентлиқиниң учуриға қариғанда русийидики фашистлар адәттә "айпаң башлар" дәпму аталған болуп, бу тәшкилатқа әза боғанларниң һәммиси 15-18 яшлар әтрапидики чачлирини чүшүрип, пак-пакиз қирдуруп йүридиған рус яшлириниң топидур. Интерфакисниң мәлуматиға қариғанда һазир русийидә 50 миң фашист бар болуп, улар он нәччә фашист тәшкилатиға тәвә икән. Бу тәшкилатлар ичидә даңлиқлиридин " славиянлар иттипақи", "вәтән"," хәлқ милләт партийиси", "әркинлик" , "рус миллий бирлики" қатарлиқлардур.

Чечини чүшүривәткән фашист яшлар бир –бири билән худди гитлер германийисиниң усули бойичә оң қолини көтүрүп," хайил гитлер", вә яки " русийигә шәрәп болсун" дәп вақиришидикән.

Русийә фашистлириниң идийиси

Русийә анализчилириниң йезишичә. Русийидики бу хил фашизм әмәлийәттә рус шовинизиминиң юқири пәллиси болуп, уларниң идийиси "русийә пәқәт руслар үчүнла" дегәндин ибарәт.

Мәзкур йеңи рус фашизминиң нәзиридә русийә туприқидики барлиқ башқа милләтләр йоқулуши керәк. Шу вәҗидин улар алди билән кавказлиқларға, оттура асиядин кәлгәнләргә, хитайларға шуниңдәк мусулманлар вә сиганларға нисбәтән өчмәнлик көзи билән қарап, даим уларға һуҗум қилиш әһваллири көрүлгән.

Хәвәрләргә қариғанда таҗикистан мусапирлири ичидә бир қанчә он адәм әнә шулар тәрипидин өлтүрүлгән. Бу фашистлар топ-топ болушуп, сода базарлириға кирип, у җайлардики оттура асиялиқлар, кавказлиқлар вә башқа рус әмәс кишиләргә зорлуқ қилидиған, хилвәт җайларда уларни уруп-булайдиған ишлар даим йүз берип туриду.

Рус милләтчилики зиялийлар вә мәмурилар қатлимидиму мәвҗут

Русийидә йеқиндин буян рус шовинизиминиң күчийип кетиватқанлиқи хәлқара җәмийәтниң диққитини тартқан болуп, америка ташқи ишлар министирликиму бу һәқтә доклат тәйярлиған. Йеқинда русийә президенти путин исраилийини зиярәт қилғанда , исраилийә даирилири русийидики йәһудиларға қарши кәпйпиятниң әвҗи алғанлиқини билдүргән.

Хәвәрләрдин ашкарилинишичә, рус милләтчилики ялғуз юқирида ейтилған бир қисим аддий яшлардила әмәс, бәлки юқири қатламдиму мәвҗут. Русларда омумий йүзлүк һалда сабиқ совет иттипақидин айрилған һәтта һазирму русийә тәвәсидә яшаватқан башқа милләтләрни "русийә үчүн дүшмән" дәп қарайдиған кәйпиятлар көпәймәктә. Йәһудиларға қарши туруш, башқа милләтләр болупму, асиялиқларни йәкләш русийиниң һәммә қатламлириға сиңишкә башлиған.

Русийә агентлиқлиридин www.newsru.com Да көрситилишичә, йеқинда 20 нәпәр парламент әзасини өз ичигә алған 500 атақлиқ әрбап русийә дөләтлик баш тәптишигә мураҗәтнамә йезип, барлиқ диний бирликләр вә йәһудиларниң диний бирликлирини чәкләшни тәшәббус қилған. Улар хетидә ашкара һалда "йәһудиларниң динини" әйиблигән икән.

Русийидики инсан һоқуқлирини һимайә қилиш тәшкилатлири русийидә күчүйиватқан бундақ башқа милләт вә ирқни чәткә қеқиш ,уни дүшмән қатарида көрүштәк фашизмниң раваҗлинишиға йол қоюшниң хәтәрлик икәнликини, әгәр буни қаттиқ җазалимиғанда русийигә техиму зор балайи-апәтләрни елип келидиғанлиқлирини агаһландурған. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.