Рабийә қадир ханим, 10 - нөвәтлик хәлқара кишилик һоқуқ һөҗҗәтлик филим фестивали баһалаш комитетиниң әзалиқиға сайланди
2007.10.09
Чех җумһурийитиниң сабиқ президенти всалав хавәл, чех мәдәнийәт минстири вә прага шәһириниң башлиқиниң риясәтчилики вә саһипханлиқида өткүзүлидиған 10- нөвәтлик хәлқара кишилик һоқуқ һөҗҗәтлик филим фестивали 2008- йили 3- айниң 5- күнидин 13- күнигичә давамлишидиған болуп, бу фестивал шәрқий яврупада коммунизм һакимийити гумран болғандин кейин, районда қурулған әң актип вә әң күчлүк кишилик һоқуқ вә инсани ярдәм тәшкилати һесабланған дуня һаҗәтмәнләр тәшкилати тәрипидин оюштурулған.
Рудолф врб а баһалаш комитети дәп аталған мәзкур комитет әзалири болса, өз хәлқиниң миллий мустәқиллиқ, кишилик һоқуқ вә демократийә күришигә йитәкчилик қилған, хәлқиниң әркинлики вә кишилик һоқуқини қолға кәлтүрүш үчүн дадиллиқ билән күрәшкә атлинип, өз җенини пида қилған, дуняда кишилик һоқуқ қәһриманлири дәп тонулған рәһбәрләр вә паалийәтчиләрдин тәшкил тапқан.
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, дунядики даңлиқ кишиләр қатарида, 10- нөвәтлик хәлқара кишилик һоқуқ һөҗҗәтлик филим фестивали баһалаш комитетиға сайланғанлиқидин наһайити хошал икәнликини ипадилиди.
Рабийә қадир ханим, фестивалға қатнишиш үчүн келәр йили март ейида чех җумһурийитигә баридиғанлиқини вә бу фестивал җәрянида чех һөкүмәт хадимлири вә сиясәтчилири билән көрүшүп, уйғур мәсилсини шәрқий яврупа дөләтлиридә техиму яхши тонуштурушқа вә чех һөкүмити, хәлқи шундақла пүтүн шәрқий яврупа дөләтлириниң диққитини уйғур мәсилисигә тартишқа тиришидиғанлиқини билдүрди. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кишилик һоқуқ олимпик мәшили амстердамға кәлди
- 5-Нөвәтлик хәлқара инсан һәқлири кино байрими өткүзүлди
- Рабийә қадир ханим әнглийә парламент әзалири билән көрүшти
- Хәлқара уйғур кишилик һоқуқ фонди җәмийити паалийәтлирини күчәйтмәктә
- Әркинлик сарийи: хитайда мустәбитлик түзүми демократийә тәрәққиятиға тосалғу болуватиду
- Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 62 - нөвәтлик қурултийи башланди
- Д у қ рәһбәрлири б д т йиғиниға қатнашти вә җәнвәдә намайиш елип барди
- Норвигийидики уйғурлар нобил сарийида өткүзүлгән паалийәткә иштирак қилди
- Хитай америкиниң дини етиқад әркинлики доклатиға наразилиқ билдүрди
- Америка дөләт мәҗлисидә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати мәсилиси һәққидә испат бериш йиғини ечилди