Уйғур миллити ахирқи нәписини еливатиду(1)
2006.03.03
Йеқинда канададики уйғур зиялийси вә сияси паалийәтчи ғулам әпәнди "миллитимиз ахирқи нәписини еливатиду" намлиқ мақалисини елан қилди. У бу мақалида хитай даирлириниң уйғур мәктәплиридә уйғур тилида дәрс өтүшни чәклигәнликиниң маһийити вә буниң уйғурларға елип келидиған ақивәтлирини йорутуп беришкә тиришқан. У илгири "уйғурлар өлүмгә һөкүм қилинди" намлиқ мақалә елан қилип, хитай даирлириниң уйғур мәктәплиридә уйғур тилини чәклигәнлики уйғурларни өлүмгә һөкүм қилишниң башлиниши дәп, әскәрткәниди.Ғулам әпәнди "миллитимиз ахирқи нәписини еливатиду" намлиқ мақалисини мундақ башлайду:
"2000-Йили таҗавузчи хитайлар оз вәтинимиздә оз тилимизни истималдин қалдурушниң биринчи қәдими болған. Алий мәктәпләрдә уйғур тили ишләтмәсликни елан қилғаниди. Бу кечиктүрүп иҗра қилинидиған өлум җазасиниң ули иди. Арқидинла аталмиш "қош тиллиқ маарип" сәпсәтиси қәпәздин чиқирилди. Йеқиндин буян хитай даирлири бу хил тил таҗавузини йәслидин башлаштәк нийәтлирини ашкарә оттуриға қоюшмақта".
Ғулам әпәнди мақалисидә, уйғур аптоном районидики хитай парткоминиң секретари ваң лечуәнниң "қош тиллиқ маарип 100 йиллиқ пилан" дегән сөзигә, "әнә шу өлум җазасиниң ахирқи һәл қилғуч чеки һәққидики еландур ,дәп тәбир бериду. У йәнә уйғур районидики хитай парткоминиң ,идеологийә саһәсигә мәсул секретари нур бәкриниң " қош тиллиқ маарип" ниң әвзәллики һәққидики "туңганлар хитайчә сөзләйду, уйғурларму хитайчә сөзләйдиған болуп кәтсә немә бопту, дегән сөзлирини тилға алиду вә буни уйғур болуп яшаш, туңганға айлинип яшаш, яки хитайниң өзи боп кетишниң пәрқини билмигән, әң төвән һаятлиқ тәлипидики яки һайванға айлинип кәткән тәқдирдиму пәқәт яшисамла болиду, дәйдиған қараштики кишиләргә хас аң, дәп чүшәндүриду.
Тил, мустәмликә қәпизиниң қулупини ачидиған ачқуч
Тил-милләт мәвҗутлиқиниң шәрти, тил-милләтниң муһим бәлгиси; тил -милләтниң барлиқи, миллий тил һәққидә қәдимдин келиватқан баһаларниң һәммиси көрситидуки, тил болмиса милләт болмайду, тил болмиса мустәмликә әл мәңгү йоқилиду.
Ғулам әпәнди тилниң бир милләтниң барлиқи икәнликини, оз ана тилидин айрилған милләтниң пут дәссәп турушиниң мумкин әмәслики, йәнә келип, уйғурлардәк мустәмликә астида яшаватқан хәлқниң тилиниң чәклиниши болса, тәбиий һалда уларниң мәвҗутлиқини йоқитиштин дерәк беридиғанлиқини әскәртип мундақ дәйду:
"Тил-милләт мәвҗутлиқиниң шәрти, тил-милләтниң муһим бәлгиси; тил -милләтниң барлиқи, миллий тил һәққидә қәдимдин келиватқан баһаларниң һәммиси көрситидуки, тил болмиса милләт болмайду, тил болмиса мустәмликә әл мәңгү йоқилиду. Бу һәқтә франсийә килассиклиридин алфунис дод "әң ахирқи дәрс" намлиқ әсиридә "тил, мустәмликә қәпизиниң қулупини ачидиған ачқуч" дегән иди. Мустәмликә әлләрниң тилини сақлап қелиши әнә шу қәпәзниң ачқучини өзидә сақлаш болса, тилни йоқитиш, бу ачқучни йоқатқанлиқтур; мәңгү әшу қәпәз ичидә қелиш вә шу қәпәз ичидә өлүп түгәш демәктур. Бу нуқтидин ейтқанда, хитайларниң алий мәктәпләрдә уйғур тилини чәклигәнлики, миллитимизни өлүмгә һөкүм қилғанлиқидур. Бу бир башлиниш икәнликини һәрким тәсәввур қилалайду. Әтә оттура мәктәпләрдә, өгүн башлан"ғуч мәктәпләрдә, андин җәмийәтниң һәммә саһәсидә тилимиз истималдин қалдурулиду. Бу һәқиқий түрдә мәвҗутлиқтин қелиш демәктур".
Чәт"әлләрдә яшаватқан уйғурларму ана тилини йоқитишқа қарап йүзләнмәктә
Ғулам әпәнди мақалисида, орта асия, түркийә вә сәуди әрәбистанлардики уйғурларниң әһвали һәққидә тохтилип:
"Орта асия, түркийә вә сәуди әрәбистанларда яшаватқан уйғурларниң алдинқи әвлади уйғур сүпитидә һаятини ахирлаштурди яки ахирлаштуриватиду. Шу йәрдә туғулғанлар аллиқачан миллий тилини билмәйдиған, миллий кимликини унутқан, һәтта миллий кимликидин чәтнәшкә майил бир әвлад болуп чиқмақта. Уларниң шу дөләттики асасий аһалә билән болған нопус нисбити, һаятниң һәрқайси саһәлиридә ишлитидиған тил, һакимийәтниң һәрқайси қатламлирида һаким тилниң тәкитлиниши, тәләп қилиниши, тәдриҗий йосунда әнә шундақ йоқилишқа елип кәлди. Гәрчә орта асиядики әһвал бир аз яхш, йәни һазир туғулуватқан балиларниңму уйғурчә тили чиқиватқан болсиму, бу асасий әқим әмәс." Дәп язиду.
Өзбекистандики уйғурниң милли кимликини йоқитиши техиму тиз болди.
Ғулам әпәнди мақалисида, өзбекистандики уйғурларни,болупму, өткән әсирниң 20 - йиллирида өзбекистанниң пәрғанә вадисида бир милйондин артуқ уйғурниң яшиғанлиқи, әнҗан шәһиридила бирнәччә уйғур оттура мәктәп вә драма-тиятирханиларниң болғанлиқини тилға елип:
"Бүгүн бу йәрләрдә бирәр уйғур мәктипини тапқили боламду" 40-йилларғичә ташкәнттә уйғур тилида мәтбуат бар иди ,журналлар нәшир қилинатти. Бүгүн буни тәсәввур қилиш мумкинму" өзбекистанниң қәшқәр дәря вилайитидики аһалә асасән уйғурлар
Иди. Бүгүн уларниң паспортиға қараң" һәтта мәтбуатлар "қәшқәр дәря" дегән йәр исмини мәқсәтлик өзгәртип "қашқа дәря" дәп омумлаштурмақта" дәп язиду.
Хитайниң көзи қазақистандики уйғурларда
Ғулам әпәнди мақалисидә чәт"әлләрдики уйғурларниң асасини қисмини тәшкил қилған қазақистандики уйғурларниң милли һаятиниң тарийиватқанлиқи һәққидә тохтилип:
"Қазақистанда бурундин мәвҗут болған уйғурларға аит илим " мәдәнийәт муәссәсилириниң мустәқиллиқтин кейин кичиклитилиши яки асасән әмәлдин қалдурилиши, уйғурчә йезиқтики "йеңи һаят гезити" ниң хитайниң тәлипи билән тақилиши, бу йәрдики уйғур нопусиниң күлкилик дәриҗидә аз көрситилиши қатарлиқларму мушу омумий еқимни көрситидиған әйнәктур. Бүгүнки хитай вә орта асия җумһурийәтлириниң мунасивәтлириниң йеқинлишиши, бу мәвҗутлуқни күндин " күнгә йоқ қилидиған күчлүк бир амил болуп турмақта", дәп әскәртиду.
Уйғур тилини чәкләш қарари хитайниң әң юқири рәһбәрлик оргинидин кәлгән
Ғулам әпәнди уйғур тилини чәкләшниң тасаддпий бир хаталиқ әмәслики , алла бурун хитайниң юқири дәриҗилик органлирида бу хил қарарниң елин"ғанлиқини вә уйғурларниң буниңға қандақ тақабил туруши керәкликини оттуриға қуюп, мундақ дәйду:
1998-Йили җаллатлар каттивеши җяң земин вәтинимизгә келип "хизмәтләрни көздин кәчүргән"дә сөзлигән "муһим сөзи" дә "һәр милләт оқутқучи, оқуғучилири шуни ениқ тонуши керәкки, җәмийәтниң тәрәққий қилишиға әгишип, тиллар көпәймәйду, бәлки азийиду" дәп бу һөкүмнаминиң йеқин арида җакарлинидиғанлиқидин бишарәт бәргән иди. Аридин 2 йил өтүпла алий мәктәпләрдә тилимизниң чәклиниши, хитайларниң йоқитиш қәдимини нәқәдәр тизләткәнликини, буни тәхрсиз қиливатқан қандақтур бир ичкий сәвәбниң барлиқини чүшиниш мумкин. Шуниң үчүн, қилин"ғуси вә қилиниши керәк болған бирдин бир иш, вәтән ичигә қаритилған тәшвиқат. Тәшвиқатлар арқилиқ хәлққә бу сүйқәстниң арқисидин келидиған бала-қазани һәр заман әслитип туруш, уларниң ана тилға болған муһәббитини күчәйтиш, бир түрлук "җим-җит қаршилиқ" усули билән, ассимилятсийигә җәң елан қилиш, мәвҗутлуқ үчүн тиркишиш керәк. Бу тиркишиш тил вә диний етиқадтин ибарәт 2 йөнүлүштә болуши зөрүр. Миллитимизниң мәвҗутлуқи мана шу 2 амилға бағлиқ. Бугүнки күндә бизни хитайдин айрип туридиған бир муһим чегра диний етиқадимиздур. Мана шу 2 муһим чегрини қанчә узақ қоғдиялисақ мәвҗутлуқимизму шунчә узун давамлишиду. У, хәлқни тил вә диний етиқаттин ибарәт икки нуқтида тәрбийиләш, йетәкләш, шәрқи туркистан тәшкилатларниң қилишқа тегишлик хизмәтлириниң әң муһим ноқтиси болиши керәк дәп қарайду. Ғулам әпәнди мақалисидә йәнә ана тилидин айрилип, өзиниң мәвҗутлуқини йоқатқан, башқа милләтләр һәққидиму мисаллар кәлтүриду. (Камил турсун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур миллити ахирқи нәписини еливатиду(2)
- Хәлқара ана тил күни мунасивити билән руслан арзийоф уйғур тили һәққидә тохталди
- Чәтәлләрдики уйғур зиялийлири хитайчилаштуруш маарипини тәнқид қилмақта
- Қош тил маарипи техиму күчәйтилмәктә
- Уйғур елидә күчәйтиливатқан қош тиллиқ оқутуш сияситигә болған инкаслар
- Исмаил тиливалди қош тиллиқ оқутушниң сүритини техиму тезлитишни тәләп қилди
- Алматидики уйғур оқуғучилар "идиқут" романини муһакимә қилди
- "Шинҗаң унверситети" дә, уйғур оқутқучилар җазаланмақта