Америка дөләт мәҗлисидә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати мәсилиси һәққидә испат бериш йиғини ечилди
2007.09.20

Америка қошма штатлири дөләт мәҗлисиниң кишилик һоқуқ комитети 19-сентәбир күни дөләт мәҗлисиниң райбурн намидики сарийида " шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати кишилик һоқуққа тәһдит болуватамду яки районниң муқимлиқи вә һәмкарлиқини тәмин етиватамду? " дегән тема астида бир гуваһлиқ бериш йиғини ачти.
Мәзкур паалийәт дөләт мәҗлиси кишилик комитетиниң бирләшмә рәисилик вәзиписини беҗириватқан мәҗлис әзалиридин том лантос әпәнди вә франк волф әпәнди тәрипидин уюштурулған, йиғин уқтуруши мәзкур икки әрбабниң имзаси билән елан қилинған иди.
Йиғинға дөләт мәҗлиси кишилик һоқуқ комитетиниң рәисиниң вәкили һанс әпәнди риясәтчилик қилған болуп, йиғинда хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң асия-тинч окян райони бойичә директори т .Кумар, хәлқара кризис гурупписиниң директори җенифер леонард, әркинлик өйиниң хадими данниан мурпи, америка уйғурлири бирләшмисиниң секритари алим сейитоф қатарлиқлар мәхсус түрдә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң шәкиллиниши вә роли, униң хәлқара җәмийәткә көрситиватқан тәсири, оттура асия райониниң хәлқара җуғрапийиви сиясәттә, шуниңдәк хитай-русийә мунасивәтлиридә тутқан орни, һәр қайси мәмликәтләрниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидин көзлигән мәқсәтлири һәмдә уйғурларниң дуч келиватқан мәсилилири қатарлиқ көплигән әһваллар оттуриға қоюлди.
Шаңхәй гуруһидики дөләтләрдә кишилик һоқуқ мәсилиси еғир
Йиғинда сөзлигүчиләр бирдәк һалда шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қилишни техиму күчәйтиватқанлиқини илгири сүргән болуп, әркинлик өйиниң вәкили данниан мурпи әпәнди сөзидә , әркинлик өйиниң 2007-йили , шаңхәй гуруһидики хитай, русийә, қазақистан, қирғизистан , таҗикистан вә өзбекистан һәққидә елан қилған мәхсус доклатини асас қилип туруп, мәзкур дөләтләрниң охшимиған дәриҗидә өз хәлқлириниң кишилик һоқуқ вә пуқралиқ һәм демократик һоқуқлирини дәпсәндә қиливатқанлиқини мисаллар билән тәкитләп өтти.
Данниан әпәнди өзбекистанниң вәзийити һәққидә тохталғанда, 2005-йилидики әнҗан вәқәсини тилға елип, ташкәнт даирилириниң хәлқара җәмийәтниң тәнқидигә қаримай, кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә һоқуқ қоғдиғучиларни җазалашни давамлаштуриватқанлиқини тәкитлиди.
Данниан әпәнди йәнә оттура асия дөләтлиридин қазақистан, қирғизистан вә өзбекистанларниң сиясий мусапир уйғурларни хитайға қайтуруп беришни давамлаштуруп, хәлқара әһдинамиләрни бузғанлиқини оттуриға қойди. Униң ейтишичә, русийә федератсийисиму охшашла сиясий мусапирларни өз дөлитигә қайтурған мәмликәт болуп, русийә һөкүмити өзбек өктичилирини тутуп өзбекистан һөкүмитигә тапшуруп бәргән.
Әркинлик өйи вәкилиниң хуласисиға асасланғанда, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр кишилик һоқуққа тәһдит пәйда қилмақта.
Русийә вә хитай мәзкур гуруһтики һәл қилғуч күч
Хәлқара кризис гурупписиниң директори җенифер леонард болса, оттура асиядики өзбекистан қатарлиқ дөләтләрниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қилишта мундақ кризис дәриҗисигә йетип беришта униң русийә вә хитай билән болған мунасивәтлири җүмлидин бу дөләтләрниң уни йеқиндин қоллиши билән бағлинишлиқ икәнликини илгири сүрди. Униң қарашлириға асасланғанда, русийә-хитай һәмкарлиқи шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики муһим һәл қилғуч нуқта болуши мумкин.
Америка уйғурлири бирләшмисиниң секритари алим сейитоф әпәнди болса, мәхсус түрдә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң уйғурларға көрсәткән тәсири , хитай һөкүмитиниң бу тәшкилаттин пайдилинип, қазақистан, қирғизистан вә өзбекистанлар билән келишим түзүп, уйғурларниң сиясий һәрикәтлиригә зәрбә бәргәнлики һәмдә бу дөләтләрниң уйғур мусапирлирини хитайға тутуп бәргәнлики һәққидә тохталди.
У йеқинда русийә билән хитайниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр билән бирликтә русийиниң челябински вә уйғур елиниң үрүмчи шәһиридә бирләшмә маневир өткүзгәнлики, бу маневирниң уйғурларға қаритилғанлиқини тәкитлиди. Бирақ, алим сейитоф әпәнди зияритимизни қобул қилип, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң аталмиш "үч хил күчкә зәрбә бериш" нами астида уйғур сиясий һәрикәтлиригә зәрбә бериш вә өктичиләрни җазалаш һәрикәтлирини давамлаштурғанлиқи үчүн улар һеч қачан районға муқимлиқ елип келәлмәйдиғанлиқи , әксичә муқимсизлиқ амиллирини кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини оттуриға қойди.
Америка бесим көрситиш керәк
Хәлқара кәчүрүш тәшкилатиниң асия вә тинч окян райони бойичә директори т.Кумар әпәнди сөзидә русийә билән хитайниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатида һәл қилғуч рол ойнаватқанлиқи, русийә билән хитайниң бу тәшкилаттин көзлигән ортақ һәм айрим мәқсәтлиригә игә икәнлики, хитайниң мәзкур тәшкилатқа тайинип, уйғурларниң җүмлидин оттура асия пуқралириниң кишилик һоқуқ вә демократик тәләплиригә зәрбә бериватқанлиқини оттуриға қойди.
У, америка қошма штатлириниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға бесим көрситип, бу тәшкилатқа әза дөләтләрниң демократийигә қарши һәрикитигә чәк қоюши лазимлиқини тәләп қилди.
Шаңхәй гуруһидики дөләтләрниң айрим вә ортақ мәнпәәтлири мәвҗут
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати 1996-йили шаңхәй бәш дөләт тәшкилати дегән нам астида қурулғандин кейин, үзлүксиз түрдә өз даирисини кеңәйтип,, 2001-йили өзбекистанни киргүзүш билән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати дәп аталған.
Бу тәшкилатниң өз һәмкарлиқ даирисини әслидики чегра мәсилисидин бара-бара кеңәйтип, һәрбий һәмкарлиқларни күчәйтти. Нәтиҗидә, көзәткүчиләр бу тәшкилатни асияниң "нато"си вә яки йеңи "варшава шәртнамисиға әза дөләтләр иттипақи" дәп тәриплишип, русийә вә хитай рәһбәрлириниң мәзкур тәшкилат арқилиқ америка башлиқ ғәрб дөләтлириниң оттура асиядики тәсирини сиқип чиқиришқа интиливатқанлиқини илгири сүрүшти.
Йиғин қатнашқучилири оз пикирлиридә бу нуқтиниму муәййәнләштүрүп өткән болсиму, бирақ район дөләтлириниң һәммисиниң өз алдиға көзлигән мәқсити вә мәнпәәтлири барлиқи, шуңа уларниң қурған һәмкарлиқлириниң бәрибир пухта әмәсликини тәкитләшти. Алим сейитоф әпәнди болса, әнә шу өз алдиға көзләнгән , бир-бири билән зиддийәтлик айрим мәнпәәтләрниң бу тәшкилатниң муқим әмәсликидики муһим амил икәнликини оттуриға қойди.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- "Рабийә қадир сиясий зулмәт ичидә езиливатқан уйғурлар үчүн бир үмид нури"
- Австралийидә көп тәшкилат бирликтә өткүзгән намайишларда уйғур мәсилиси асасий орунға қоюлди
- 2008- Йиллиқ олимпиккә бир йил қалғанда, дуняниң һәрқайси җайлирида хитайға қариши наразлиқ һәрикәтлири көпәймәктә
- Хәлқара олимпик комитетиниң әмәлдари кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәнқидигә учриди
- Америка дөләт мәҗлиси тунҗи қетим уйғурлар тоғрисида қарар лайиһиси қобул қилди
- Уйғурлар паспортидинму айрилғанда...
- Хитай һөкүмити 4 - ийон вәқәсидин кейин уйғурларниң әркинликини чәкләшни қәбиһләштүрди
- Рабийә қадир ханим даңлиқ " вал стирит жорнили " гезитидә обзор елан қилди
- Хәлқ - ара кәчүрүм тәшкилатиниң қурултийида уйғурлар мәсилиси
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайни кишилик һоқуқта кәйнигә чекинип кетиш билән әйиплиди
- Хитайдики иқтисадий тәрәққиятлардин аз санлиқ милләтләр бәһриман болалмиди
- Хәлқара тәшкилатлар хитайниң аз санлиқ милләтләр сияситини әйиблимәктә