Һейткаһ мәсчитиниң сабиқ имами һарунхан һаҗимниң һаятиға охшимиған баһалар берилди
2005.04.26

Хитай һөкүмитиниң ислам диний муритлириға вәтәнпәрвәрлик үлгиси сүпитидә көрситип кәлгән, һейтгаһ мәсчитиниң сабиқ имами һарунхан һаҗим, 24 - април 84 йешида қаза қилған. Хитай һөкүмити униң хитай һөкүмити вә партийисигә болған садиқлиқи, хитай һөкүмитиниң уйғур елида диний сияситини йүргүзишидә көрсәткән хизмәтлири һәққидә мәхсус тәшвиқ вәрәқлирини тәйярлап, униң намаз һәм нәзир мурасимлирида тәшвиқ қилған.
Хитай һөкүмити қәшқәр вилайәтлик һөкүмәтниң учур торида һарунханниң һаятиға баһа елан қилған. Униңда һарунхан һаҗимниң 1978 - йилидин буян аптонум районлуқ сиясий кеңәшниң әзаси икәнлики, униң йәнә бир қанчә нөвәт аптонум районда һәмдә қәшқәр вилайитидә ислам җәмийитиниң рәислик хизмәтлирини ишлигәнлики шундақла 1998 - йили һәмдә 2002 - йили хитай ислам җәмийитидиму мудирлик вәзипилирини ишлигәнлики тилға елинған вә униң 50 нәччә йил уйғур елидә диний саһәдә хизмәт қилиш җәрянида, уйғур хәлқигә хитай компартийсиниң сиясәт, қанунлирини тәшвиқ қилип, башқа диний затларниму партийиниң диний сиясити бойичә хизмәт қилишқа йетәклигәнлики һәмдә милләтләр иттипақлиқини, хитайниң бирликини сақлаш үчүн миллий бөлгүнчиләргә қарши турушта, муқимлиқни сақлашта наһайити чоң рол ойниғанлиқи йезилған.
Хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сиясәтлирини диний сорунларда, мәсчит җамиләрдә актиплиқ билән тәшвиқ қиливатқан һарунхан һаҗимниң йигирмә нәччә йеригә, намәлум кишиләр тәрипидин 1996 -йили 5 – айниң 12 - күни пичақ селиниду, һәмдә униң бир қулиқи кесилиду. Әмма униң җени хитай һөкүмитиниң җидди қутқузиши билән аман қалиду. Бу вәқәни кәлтүрүп чиқарғучи нурмәмәт, абдулла сәйпулла қатарлиқлар қолға елинип, хитай һөкүмити тәрипидин миллий бөлгүнчи, террорчи дәп әйиплинип өлүм җазасиға буйрулиду. Шундин етибарән һарунхан һаҗим хитай мәтбуатлирида "миллий бөлгүнчиликкә қарши турғучи, вәтәнниң бирликини қоғдиғучи, вәтәнпәрвәр диний зат" дәп тәриплинип, хитай һөкүмитиниң диний һәм сиясий тәшвиқатниң обйектиға айлиниду.