Һашар - у қул әмгики
2007.07.13
Хитайда қара хумдан вәқәлири паш болуп , қул ишлитиш сәтчилики оттуриға чиққан буян бу һәқтики мулаһизиләр пүтүн дуня миқясида давам әтмәктә. Җүмлидин мәзкур мәсилә үстидә тәпәккүр йүзгүзгән бәзи уйғурлар , хитайдики қара хумданлардин қуллуққа тутулған ишчиларни қутулдурулуш , уларниң қануний һоқуқ мәнпәәтлири , иш һәққи вә башқа төләмлирини қайтуруш ишлири елип бериливатиду .
Гәрчә хитай даирилири қанунсиз адәм ишлитишкә қәтий қарши туруп , уни тазилап түгитиш үчүн мәхсус қанун чиқирип һәрикәт елип бериватқан болсиму , әмма уйғур елидә, бу хил хитай һөкүмити бастуруватқан қул әмгики йәни һәқсиз ишлитиш, мәҗбурий ишлитиш , қанунға хилап һалда адәм ишлитишләр һазирға қәдәр давамлашмақта . У болсиму һашар.
Уйғур деһқанлири қачан һашардин қутулдурилиду ? дегәндәк мулаһизиләрни оттуриға қоймақта . Бу һәқтә уйғурларниң инсани һәқ - һоқуқлири үчүн паалийәт елип бериватқан америкидики уйғур кишилик һоқуқ программиси дериктори алим сейитоф әпәнди мухбиримиз гүлчеһрәниң зияритини қобул қилип "һашар , у қул әмгики " дәп көрсәтти.
Алим сейтоф әпәндигә берилгән суаллар.
-- Сизгиму мәлум нөвәттә , хитайда қара хумдан вәқәси паш болуп хитайниң нурғун җайлирида һәтта уйғур елидиму ишчиларни қул орнида ишләткән мәсилиләр оттуриға чиқти , әмма йиллардин буян пәқәт уйғур елидила давамлишип келиватқан қанунсиз адәм ишлитиш характеригә ятидиған һашар әмгики тилға елинмиди. Һәммимизгә мәлум , уйғур деһқанлири һәқсиз ,мәҗбурий қатнишидиған, әмгәк җәрянида яриланса һәтта өлүп кәтсиму һәқ тәләп дәваси болмайдиған бу һашар һазирға қәдәр давам әтмәктә. Сизниңчә һашарму қул әмгикигә кирәмду ?
-- Хитай һөкүмити мәхсус һөҗҗәт чүшүрүп уйғур елидә һашарни 2005 - йилиниң ахирғичә пүтүнләй бикар қилидиғанлиқини елан қилған иди. Әмма уйғур деһқанлири бүгүнгә қәдәр һашардин қутулмиди . Бу йәрдики мәсилини бәзиләр йәрлик кадирлардин көрсә , йәнә бәзиләр хитай мәркизи һөкүмитиниң көз боямчилиқи , әмәлийәттә сиясәтни шулар чүшүриду . Пәқәт йезилардики йәрлик кадирлар иҗра қилиду халас дегән қарашларни оттуриға қоюшиду ?сизниңчә бу сиясәтни ким йүргүзүватиду ? әсла намратлиқтин қутулмиған җапакәш деһқанларни бикарлиқ һашарға тутуп,бармиғанлиридин җәриманә елип дегәндәк уларни техиму намратлиққа иттириштики мәқсәт немә?
-- Сиз һашарни қул әмгики дәп кесип ейттиңиз , игилигән мәлуматлиримизға асасланғанда деһқанларму һашардин омумйүзлүк қақшайду. Әмма уйғур хәлқиниң % 80 ини игиләйдиған һашарға тутулуватқан ашу деһқанлар өзиниң қуллуқ әмгикигә тутулуватқанлиқини , қануний һәқ - һоқуқлириниң дәпсәндә қиливатқанлиқини чүшәнмигәчкә буниңға наразилиқ билдүрәлмәйватамду яки буниңда башқа сәвәбләр барму сизниңчә?
-- Уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилилирини дуняға аңлитиш үчүн паалийәт қиливатисиләр , шундақла уйғур деһқанларниң һашарға учраш мәсилисиму силәр һәл қилиш йолини издәватқан мәсилиниң бири . Уйғур хәлқиниң һәқсиз мәҗбурий һашарға тутулуш мәсилисини аңлитшта қандақ хизмәтләрни ишлидиңлар ? буниң нәтиҗиси қанчилик бир тонуштуруп өтсиңиз?
-- Әмди һалқилиқ бир мәсилә , уйғур деһқанлириниң һашарға тутулушиниң қанунсиз икәнликини тонуш һәмдә буниңға қарита инкас қайтуруш мәсилисигә кәлсәк , хитай һөкүмитиниң қаттиқ қол сиясити астида яшаватқан уйғурлар һашарға охшаш қанунсиз әмгәккә селинип инсаний һәқ -һоқуқлири бивастә дәпсәндичиликкә учраватқанлиқидәк әрзини кимгә , қандақ аңлитиши керәк , бу һәқтә мувапиқ тәдбир яки йол барму - йоқ ? көз қарашлириңизни оттуриға қоюп бақсиңиз?
юқиридики улиништин, мухбиримиз гүлчеһрәниң суаллириға бәрилгән җавапларни аңлайсиз
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайниң уйғур қизлирини хитайға йөткәш сиясити қирғизистан уйғурлириниң әйиблишигә учриди
- Хитайдин қечишқа мәҗбур болған бир уйғур ишләмчи қизниң сәргүзәштиси
- 2000 Қизни өз юртиға ишқа орунлаштуруш билән хәлқниң наразилиқини пәсәйткили боламду?
- Хитай өлкилиригә ишләмчиликкә йөткиливатқан уйғур қизларниң қануний һәқ - һоқуқиға ким капаләтлик қилиду?
- Хитайда бала қуллар һәққидә чиққан йеңи нахша
- Ашкариланған сирлар - йәркәндин хитай өлкилиригә йөткәлгән уйғур қизларниң һәқиқий әһвали(1)
- Адил сиз қәйәрдә?
- Хитай өлкилиридики ишләмчи қизлар билән тунҗи қетим бивастә алақә бағланди
- Һашарчиниң қан тәри бәдилигә ечиливатқан сайлиқниң игиси ким?
- Пистә бадамдин һашарчиға пистичилик нәп барму ?
- Һашар түгимәйла қалмай шәклиму көпәймәктә
- Уйғур елидә һашар тохтимай давамлашмақта