Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң йеңи мәқсити
2006.05.17
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр ташқи ишлар министирлири йиғини 5-айниң 15-күни шаңхәй шәһиридә ечилди. Йиғинда иран мәсилисини өз ичигә алған бихәтәрлик мәсилилири вә бу тәшкилатқа әза дөләтләрниң алий рәһбәрлириниң бу йил 6-айдики учришиш пиланлири һәм башқа бир қатар мәсилиләр музакирә қилинди. Учурларға қариғанда, нөвәттә шаңхәй гуруһиниң алдидики әң муһим вәзипилиридин бири иран мәсилисигә қандақ муамилә қилиш шуниңдәк иранни мәзкур тәшкилатқа киргүзүш яки кирүзмәслик болуп һесаблиниду.
Шаңхәй һәмкарлиқиниң бу қетимқи йиғинидики йеңилиқ – сайламларни көзитиш
5-Айниң 15-күни русийә ташқи ишлар министири сергей лавроп, хитай ташқи ишлар министири ли җавшиң һәмдә қазақистан, қирғизистан, өзбекистан вә таҗикистан җумһурийәтлириниң ташқи ишлар министирлири шаңхәй шәһиригә җәм болуп, бир қатар муһим мәсилиләрни музакирә қилип, ортақлиқ һасил қилди.
1996-Йили, шаңхәй бәш дөләт тәшкилати дегән нам астида хитай билән русийә, қирғизистан, қазақистан вә таҗикистан қатарлиқ мәмликәтләрниң асаслиқи чегра мәсилилирини музакирә қилиш вә чегра бихәтәрликлирини капаләткә игә қилиш шуари билән қурулған мәзкур тәшкилат өзиниң һәр қетимлиқ йиғинида үзлүксиз түрдә өз вәзипилирини көпәйтти шуниңдәк һәмкарлиқ даирисини кеңәйтип кәлгән иди. 2001-Йили, шаңхәй бәшлики өзбекистанни өз ичигә елиш билән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати дәп өзгәртилди һәмдә бәш йиллиқ мусапини баштин кәчүрүп, чегра саһәсидин һәрбий, сиясий, иқтисадий, әдлийә вә мәдәнийәт саһәлирини өз ичигә алған кәң даириләр бойичә һәмкарлашқан хели мукәммәл бир тәшкилатқа айланди. Әлвәттә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң һәр йили бир қетим өткүзүлидиған ташқи ишлар министирлири, дөләт мудапиә министирлири вә дөләт башлиқлири йиғинида изчил һалда бир қанчә йеңи һөҗҗәт имзалинип кәлмәктә.
Шундақ икән, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң ташқи ишлар министирилириниң бу қетимқи йиғинидики йеңи музакирә тәмилири иранниң ядро қораллири мәсилисидин ибарәт җиддий хәлқаралиқ мәсилә болғандин сирт йәнә шаңхәй гуруһиға мәнсуп дөләтләрниң алий дәриҗилик рәһбәрлириниң 6-айдики йиғинниң күн тәртипи вә башқилар болди.
Хәвәрләргә қариғанда, ташқи ишлар министирлири "шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң көзитиш өмәклириниң президент вә парламент сайламлирини һәмдә омумий хәлқ аваз беришни көзитиш қаидилири" дәп аталған йеңи һөҗҗәткә қол қойған. Демәк, буниңдин кейин бу тәшкилатқа әза дөләтләр өзара бир-бириниң сайламлирини көзитиш вә баһа бериш күчигә игә болиду. Әмма, бу дөләтләрдә һазирчә омумий хәлқ аваз бериш арқилиқ милләтләрниң сиясий тәқдирини бир тәрәп қилиш әһвали йүз берәмду йоқ? бу намәлум.
Кона тема бихәтәрлик вә терроризмға қарши туруш мәсилиси
Хәвәрләргә қариғанда, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң ташқи ишлар министирлириниң бу қетимқи йиғинида улар ортақ пүтүшкән терроризм, диний әсәбийлик вә бөлгүнчиликкә қарши күрәш қилиш темисини музакирә қилинған. Әлвәттә, бу тема оттуриға чиққанда, уйғурларниң сиясий һәрикәтлиригә зәрбә беришни күчәйтиштин ибарәт кона теминиңму музакиридин сирт қалдурулмаслиқи тәбиий. Чүнки, бу йиғин ечилиштин илгирики қисқа вақит ичидә қазақистан икки нәпәр уйғур паалийәтчиси қолға алған, өзбекистан канада пуқраси һүсәйинҗан җелилни түрмигә солап, униңға бир қатар җинайәтләрни артқан һәмдә америка һөкүмити гуәнтанамо түрмисидин бәш нәпәр уйғурни қоюп берип, албанийигә әвәтивәткән иди. Бу мәсилиләр хәлқара җәмийәтниң диққитини қозғапла қалмастин бәлки, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниңму җиддий инкаслирини пәйда қилған иди, хитай һөкүмитиниң бу уйғурларни қайтуруп бериш тәләплири техи тохтап қалғини йоқ. Иран мәсилиси ядролуқ мәсилә
Иранниң ядро пилани мәсилиси бойичә узундин буян русийә билән хитайниң мәйдани ортақ болуп, улар америка қатарлиқ ғәрб дөләтлириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати бихәтәрлик кеңишидин иранға нисбәтән җаза қоллиниш тәләплиригә изчил қарши чиқип кәлгән иди. Нөвәттә, иран мәсилиси күнсайин мурәккәпләшмәктә һәмдә иран даирилириму ғәрб дөләтлириниң позитсийисигә қарши турмақта.
Русийә анализчиси александир габуйевниң мулаһизә қилишичә, иран мәсилиси җиддийлишиватқан бу күнләрдә узундин буян пакистан, һиндистан, иран вә моңғулийини шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға рәсми әза қилиш мәсилисидә еғиз ачмай кәлгән русийә бу қетим бирдинла иранни шаңхәй һәмкарлиқиға киргүзүш идийисигә кәлгән. Русийә ташқи ишлар министири сергей лавроп хитай ташқи ишлар министири ли җавшиң билән көрүшкәндә бу мәсилини оттуриға қойған болсиму, әмма лиҗавшиң иранни шаңхәй һәмкарлиқиға киргүзүш идийисини қоллимайдиғанлиқини, әгәрдә теһранни бу тәшкилатқа киргүзсә,вашингтонниң наразилиқини қозғиши мумкинликини,бейҗиңниң америка билән болған мунасивитини бузувелишни халимайдиғанлиқини чүшәндүргән. Мәзкур русийә анализчисиниң баян қилишичә, бейҗиң иранниң шаңхәй тәшкилатиға рәсми кириши мәсилисидә қәдәмму-қәдәмлик чарә қоллинишни оттуриға қойған.
6-Айдики йиғинда йеңи қарарлар елиниши мумкин
Русийә ташқи ишлар министири сергей лавроп, шаңхәйдики йиғиндин кейин бейҗиңни рәсмий зиярәт қилип, кәсипдиши ли җавшиң шуниңдәк хитай дөләт рәиси ху җинтав билән айрим көрүшүп, пикир алмаштурған. Сергей лавроп бейҗиңда мухбирларни күтүвелиш йиғинида русийә билән хитайниң иран мәсилисидики мәйданиниң ортақлиқини көрситип, бу мәсилисини сиясий йол билән һәл қилишни, иранниң хәлқара атом енергийиси оргини билән һәмкарлишиши лазимлиқини, иранға бесим ишләтмәслик вә уни йетим қалдурмаслиқни тәкитлигән. "Сергей лавроп йәнә русийә иранға қорал ишлитиш арқилиқ иран ядро мәсилисини һәл қилишқа беләт ташлимайду" дегән.
Русийиниң "gazetasng.ru" Анализ мәркизиниң учуридин мәлум болушичә, сергей лавроп иранни шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға киргүзүш мәсилисидә тохтилип, " шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң һечқандақ кеңийиш пилани йоқ" дәп билдүргән. У йәнә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләт башлиқлириниң бу қетимқи йиғинида иран мәсилисиниң музакирә қилинмайдиғанлиқини көрсәткән шуниңдәк иран президенти махмуд әхмәдиниҗатниң 6-айниң 15-күнидики йиғинға рәсмий әза әмәс, бәлки көзәткүчи сүпитидә қатнишидиғанлиқидин бишарәт бәргән.
Сергәй лавропниң бу қетимқи бейҗиң зиярити җәрянида у хитай рәһбәрлири билән йәнә русийә –хитай һәмкарлиқ мунасивәтлири, келәр йили русийидә өткүзүлмәкчи болған " хитай йили" паалийити шуниңдәк йәнә русийә билән хитай арисидики тәбиий газ турубиси қурулушини өз ичигә алған енергийә һәмкарлиқи қатарлиқ мәсилиләр бойичиму пикир алмаштурған.(Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати рамкиси астидики һәрбий һәмкарлиқлар
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати америкиға қарши
- Шаңхәй һәмкарлиқи рамкиси астидики уйғур мәсилиси
- Шаңхәй һәмкарлиқи кимгә керәк?
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати ғәрбкә қарши күч уюштурмақта
- Русийә билән хитай һәрбий һәмкарлиқлирини күчәйтмәктә
- Хитай оттура асияда русийә тәсир күчиниң орнини игиләмду ?
- Қазақистандики сиясийон шәрпбег америка қошунлири мәсилиси һәққидә тохталди
- Америка дөләт мудапиә министири доналд рамсфелд оттура асияда
- Америка оттура асиядики қошунлирини елип чиқип кетәмду?