Русийә билән хитай һәрбий һәмкарлиқлирини күчәйтмәктә


2005.09.07

RUSSIA-CHINA-DEFENSE-IVA-40.jpg
6-Сентәбир күни, русийә мудапиә министири Sergey Ivanov хитай дөләт мудапиә министири сав гуаңчүән билән биллә. AFP

Сәйшәнбә күни русийигә йетип кәлгән хитай дөләт мудапиә министири сав гуаңчүән русийә һәрбий рәһбәрлири вә русийә президенти владимир путин билән көрүшүп, қорал-ярақ содисини өз ичигә алған русийә –хитай һәрбий-сиясий мунасивәтлири һәмдә бәзи хәлқара мәсилиләр бойичә пикир алмаштурди.

Сав гуаңчүәнниң асасий мәқсити русийә илғар қораллири

Гәрчә хитай тәрәп сав гуаңчүәнниң бу қетимқи сәпириниң асасий муддиасиниң русийиниң илғар қораллирини сетивелиш келишими түзүш икәнликини ашкарилимисиму әмма, көзәткүчиләр алла бурун буни пәрәз қилди. Тәһлилләргә қариғанда, хитай бурундинла русийиниң муһим қорал-ярақ херидари болуш сүпити билән асаслиқи "su-27" қатарлиқ әң илғар һуҗумчи айропиланларни вә бир қисим илғар башқурулидиған бомба елип йүридиған парахотларни сетивалған иди.

Пәрәзләргә қариғанда бу нөвәт хитай русийидин йирақ мусапидин алдин сигнал бериш иқтидариға игә "A-50" типлиқ айропиланлар, деңиз қисимлириниң қуруқлуққа чиқиш парахотлири, һавадин бошлуқида вә йәр йүзидин һәмдә парахоттин қоюп берилидиған башқурулидиған бомбиларға тақабил туруш үчүн ишлитилидиған башқурулидиған бомбилар қатарлиқ хитайниң ясаш иқтидари йоқ илғар қоралларни сетивелишни мәқсәт қилиду.

Генерал савниң зиярити йеқинда өткүзүлгән һәрбий маневирда русийиниң өз қораллирини тәшвиқ қилғанлиқиниң нәтиҗиси

Мәлумки, хитай хәлқ җумһурийити пүтүн күчи билән һәр йили зор һәрбий хираҗәт аҗритип, өз армийисини заманивилаштуруш, уни әң илғар қораллар билән қоралландуруш арқилиқ дунядики қудрәтлик һәрбий дөләткә айлинишни мәқсәт қилған. Бейҗиң рәһбәрлири бу җәһәттә русийидин пайдилиниш истратегийисини бәлгилигән, техи йеқинда хитай вә русийә территорийисидә өткүзүлгән бирләшмә маневирда русийә өзиниң әң йеңи техникидики "su-24" һәмдә "tu-22" вә " tu-95" типлиқ бомбардиманчи айропиланлирини һәмдә бир қисим парахотлирини намайиш қилған болуп, бу хитай тәрәпниң қизиқишини қозғиған иди.

Әмма, һазирчә русийә тәрәпниң бу айропиланларни хитайға сетип бериш бәрмәслики ениқ әмәс болуп, русийә мәтбуатлириниң ашкарилишичә, бу қетим русийә хитайға 30 данә "il-76" типлиқ тошуш айропилани вә 15 данә " il-78" типлиқ һава бошлуқида туруп май қачилаш айропилани сетип бериш келишимигә қол қоюши мумкин.

Русийә сиясәт қатлимида хитайға ишәнмәслик күнсайин күчәймәктә

Хитай һеч кимгә иттипақчи болалмайду. Бу бир йерим милярд нопусқа вә бәш миң йилға игә бу мәмликәт пәқәт өзинила һәмминиң мәркизи дәп қарайду. Хитай һәр қандақ бир дөләт билән иттипақдашлиқ мунасивәт орнатмайду. Иқтисадий һәмкарлиқ бизниң пайдимизға лайиқ һалда орнитилмиған.... Бизниң истратегийилик җәһәттә йирақни көрәлмәсликимиз билән қурулған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң пайдиси билән хитай оттура асияға киривелиш мүмкинчиликигә еришти

Америка авази радиосиниң мухбириниң учур беришичә, һәр қетим хитай тәрәп русийигә бир қисим истратегийилик әһмийәткә игә қоралларни сетивелиш тәклипини бәргәндә русийә һөкүмитидә буниңға қарши инкасларму пәйда болған шуниңдәк русийиниң хитайға илғар қоралларни сетип берип, униң армийисиниң күчийишигә пурсәт яритип беришниң русийә үчүн тәһдид болидиғанлиқи муназирә қилинған һәм қилинмақта.

Русийә сиясәтчиләр қатлимидики бир қисим кишиләр русийиниң бу хил қоралларни хитайға сетип бериши русийә үчүн ахирқи һесабта хәтәрлик дәп қариса, йәнә бир қисим кишиләр буниң русийә үчүн иқтисадий үнүм елип келидиғанлиқи, хитайниң русийидин сетивалған бу қоралларни русийигә ишләтмәйдиғанлиқини илгири сүрүшкән. Әмма, русийә-хитай мунасивәтлири мутәхәссислири йәнила хитайниң русийә үчүн тәһдид болуп қелишини изчил тәкитлимәктә. Америкида яшайдиған хитай алими, доктор сав чаңчиң әпәнди бу икки дөләтниң һәрбий мунасивити һәққидә тохтилип, хитайниң һазир русийиниң әң чоң қорал-ярақ херидари икәнлики, бу җәһәттә бу икки мәмликәтниң өзара еһтияҗи барлиқини оттуриға қойди.

Б б с агентлиқиниң зияритини қобул қилип, өзиниң хитай-русийә һәмкарлиқ мунасивәтлири һәққидики көз қарашлирини оттуриға қойған москва университетиниң профессори, хитайшунас вил гелбрас әпәнди хитай русийиниң иттипақчисиму яки рәқибиму дегән мәсилә һәққидә тохтилип мундақ хуласә чиқарған:

"Хитай һеч кимгә иттипақчи болалмайду. Бу бир йерим милярд нопусқа вә бәш миң йилға игә бу мәмликәт пәқәт өзинила һәмминиң мәркизи дәп қарайду. Хитай һәр қандақ бир дөләт билән иттипақдашлиқ мунасивәт орнатмайду. Иқтисадий һәмкарлиқ бизниң пайдимизға лайиқ һалда орнитилмиған. Хитай русийидин ғайәт зор көләмдә хам әшяларни йәни алди билән метал, яғач қатарлиқ керәклик материялларни тошуп кәтмәктә…… бизниң истратегийилик җәһәттә йирақни көрәлмәсликимиз билән қурулған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң пайдиси билән хитай оттура асияға киривелиш мүмкинчиликигә еришти."

Русийә билән хитайниң қанчилик йеқин мунасивәт орнитишидин қәтий нәзәр улар арисида һәқиқи һәмкарлиқниң йоқлуқини илгири сүргән доктор сав чаңчиңниң ейтишичә, хитай билән русийә арисидики һәр қандақ йеқин һәмкарлиқ әмәлийәттә қуруқ нәрсә болуп, пәқәт бир-биридин вақитлиқ пайдилиништин ибарәт.

Хәвәрләргә қариғанда хитай билән русийә йәнә келәр йили һиндистанниму тәклип қилған асаста бирләшмә һәрбий маневир өткүзүшни пиланлиған. Русийә вә хитай һәрбий рәһбәрлири бу икки дөләтниң һәрбий һәмкарлиқлирини күчәйтсиму, әмма уларниң һәрбий гуруһ қурмайдиғанлиқи һәмдә үчинчи бир дөләткә тәһдид салмайдиғанлиқини билдүргән. Бирақ, көзәткүчиләр, буниң йәнила америка башлиқ ғәрбкә тақабил туруш икәнликини илгири сүрмәктә. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.