Хитай һөкүмити нимә үчүн уйғур райониға һәрбий офитсерларни орунлаштурушни "муһим нуқтиниң муһими" дәп тәкитләйду?


2006.06.01

"Тәңритағ тори"да "шинҗаң гезити" дин елип хәвәр қилишичә, йеқинқи 5 йил ичидә уйғур аптоном райониға хитай армийисидин кәсп алмаштурған офитсерлардин 8371 ни орунлаштурулуп болған. Буларниң 99% и бивастә партийә -һөкүмәт органлириға орунлаштурулған.

Хәвәрдә баян қилинишичә, аптоном районлуқ партком тәшкилат бөлүми 5 ‏- айниң 29 ‏- күни "милләтләр иттипақлиқи тәрбийиси ейи"дәп аталған сиясий һәрикәтниң бир мәзмуни қатарида һәрбий сәптин кәсп алмаштурған кадирлар һәққидә йәнә бир сөһбәт йиғини ачқан. Бу сөһбәт йиғинида "һәрбий сәптин кәсп алмаштурғанлар уйғур аптоном райониниң әң муһим кадирлар мәнбәси, һәрбийдин кәсп алмаштурған кадирларни орунлаштурушниң ичидә девизийә, полк дәриҗилик кадирларни орунлаштуруш муһим ноқтиниң муһими" дәп тәкитлигән.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәндиниң тәһлил қилишичә, һазир хитай армийисидин кәсп алмаштурған офитсерларни, хитай һөкүмити уйғур аптоном райониға орунлаштурушқа шу қәдәр әһмийәт бериватқанлиқини, хитай һөкүмитиниң уйғурларни террорчи дегән бәднам астида бастуруш җәһәттики ой-пикри билән мунасивәтлик.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәндиниң тәһлил қилишичә, хитай армийисидин һәрбий офитсерларни уйғур юртлириға орунлаштурш гәрчә "милләтләр иттипақлиқи" дегән иш билән мунасивити болмисиму, әмма буни зорму-зор "милләртләр иттипақлиқи" дәвалған. Маһийәттә бу бир сиясий тактика.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәндиниң тәһлил қилишичә, хитай армийисидин һәрбий офитсерларни уйғур юртлириға орунлаштурушта девизийә, полк дәриҗилик офитсерларни орунлаштуруш һазирқи муһим нуқтиниң муһим нуқтиси, дәп тәкитлигәнлики кәлгүсидә уйғур юртлириниң һоқуқини һәқиқий контрол қилидиған бу һакимлар хәлқниң сайлиши керәк әмәсликини, бәлки мәркәздин бивастә орунлаштуридиғанлиқи алдин уқтуруп қойиватқанлиқи. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.