Доналд рамсфелд, хитай һәрбий хираҗитиниң тез ешишини әйиблиди
2005.06.07

Америка дөләт мудапиә министирлиқиниң йеқинда чиқарған бир парчә доклатиға қариғанда, хитайниң һәрбий хираҗити асия бойичә 1 - орунда, дуня бойичә 3 - орунда туридикән.
Америка дөләт мудапиә министири доналд рамсфелд сенгапорда өткүзүлгән асия бихәтәрлик йиғинида хитайниң әмәлийәттә сәрп қиливатқан һәрбий хираҗитиниң улар етирап қилған санлиқ мәлуматтин көп җиқ икәнликини оттуриға қойди. У йиғинда йәнә, хитайниң башқурулидиған бомба қисмини давамлиқ кеңәйтип, башқурулидиған бомбиларниң мусаписини пүтүн дунядики һәр қайси районларни нишанлиялайдиған қилмақчи боливатқанлиқини көрситип, " һечқандақ дөләт хитайға тәһдит салмай туруп, хитай һәрбий тәйярлиқлириға салған мәбләғни бундақ тохтимай өстүрсә, бу кишини ойға салмамду? хитай йәнә немә үчүн давамлиқ түрдә кәң көләмдә қорал сетивалиду?" дегән суални оттуриға қойди.
Рамсфелд: асияниң һәрбий тәрәққияти, асия тинч-окян райониға тәһдит
Доналд рамсфелд йиғинда йәнә, хитай һәрбий тәрәққиятиниң тез ешишиниң һазир асия тинч-окян райониниң һәрбий һазирлиқ тәңпүңлуқиға тәһдит болғанлиқини ейтти. Әмма у йәнә буниң, өзиниң көзитиши икәнликини әскәртип қойди.
Америка брукиңс тәтқиқат орниниң мутәхәссиси хуаң җиң, рамсфелдниң сөзлиридин, америкиниң асия тинч-окян районида һәрбий үстүнлүкни игиләш нишаниниң, хитайниң тәһдитигә учриғанлиқини көрүвелишқа болидиғанлиқини ейтти. У мундақ деди:
"Рамсфелдниң сөзлири пәқәт "пәнтагон" йәни дөләт мудапиә министирлиқиға вәкиллик қилиду. Шуңа буш һөкүмитиниң бу қарашни қобул қилиш яки қилмаслиқини көзитишкә йәнә вақит бар".
Хуаң җиң сөзидә йәнә, доналд рамсфелдниң сөзлириниң икки хил сегнал беридиғанлиқини ейтип, " у болсиму, хитайниң һәрбий күчиниң тез өрлиши асия тинч-окян райониға муқимсизлиқ елип келиду, әгәр униң күзитиши тоғра болуп чиқса, ундақта америка һәргизму буниңға қарап турмайду" деди.
Ли шявбин: рамсфелд бу сөзләрни мәқсәтлик қилди
Америкиниң тәйвәнгә қорал сетип бериши вә хитайниң тәйвәнгә тоғрилап башқурулидиған бомба орнутуши, бу районда киризис пәйда болуш еһтималлиқини пәйда қилди.
Америка оклахома университетиниң сиясәт факултети профессори ли шявбин, рамсфелдниң бу сөзләрни мәқсәтлик оттуриға қойғанлиқини билдүрди. У мундақ деди:
"У йеқинда америка һәрбий базисини тақаш доклати вә америка армийисини өзгәртиш доклатини чиқарди һәмдә америкиниң асия тинч-окян районида японийиниң һәрбий тәйярлиқини өстүрүшини үмид қилиш қатарлиқ бир қатар көз қарашларни оттуриға қойди. Униң йиғинда қилған сөзлири дәл мушу мәқсәтләрни толуқлаш вә испатлаш ролини ойнайду. Чүнки у 'мана мушундақ тәһдитләр болғанлиқи үчүн биз юқарқиларни қилишимиз керәк' димәкчи".
Ли шявбин хитай һөкүмитиниң өзиниң һәрбий кеңийишини, урушниң алдини елиш үчүн дәп чүшәндүридиғанлиқини билдүрүп, хитайниң буниңдин башқа йәнә ойлишишқа тегишлик нурғун мәсилилириниң барлиқини ейтти. Мәсилән, җәнубий деңиздики нефит мәсилиси, филиппин вә вейтнам билән болған җәнубий деңиз нефит маҗираси, хитай-һиндистан һәрбий һәмкарлиқи, хитай-русийә мунасивити, шималий корийә ядро мәсилиси вә тәйвән мәсилиси қатарлиқлар.
Ли шявбин: үч бурҗәк мунасивәт, вәзийәтни техиму җиддийләштүриватиду
Доналд рамсфелд асия бихәтәрлик йиғинида йәнә, хитайниң тәйвәнгә тоғрилап қойған башқурулидиған бомбилиридин әндишә қилидиғанлиқини билдүргән. Бу һәқтә тохталған ли шявбин, америка-хитай-тәйвән үч бүрҗәк мунасивитиниң асия тинч-окян райониниң хәтәрлик дәриҗисини техиму ашуривәткәнликини көрсәтти. У мундақ деди:
" Америка һөкүмити, тәйвән мәсилиси билән хитай қуруқлуқиға бесим ишлитишни халайду. Тәйвән болса, америкиға тайинип хитайға тақабил турушни ойлайду. Әмма нөвәттики вәзийәт анчә оңушлуқ әмәс. Америкиниң тәйвәнгә қорал сетип бериши вә хитайниң тәйвәнгә тоғрилап башқурулидиған бомба орнутуши, бу районда киризис пәйда болуш еһтималлиқини пәйда қилди".
Лекин ли шявбин әпәнди йәнә, гәрчә икки қирғақ арисида тоқунуш йүз бәрсиму, бирақ уруш партлимайдиғанлиқини билдүрүп, " америка билән хитайниң уруш қозғаш еһтималлиқи наһайити кичик" деди.
Мутәхәссисләр: америка, хитай оттурисида чоң уруш партлиши натайин
Америка брукиңс тәтқиқат орниниң мутәхәссиси хуаң җиңму, әгәр америка билән хитай оттурисида кәң көләмдә һәрбий тоқунуш йүз бәрсә, буниң наһайити чоң бир апәт болидиғанлиқини пәрәз қилип, " мән ишинимәнки америка, хитай вә асия тинч-окян районидики рәһбәрләрниң әқил парасити йетәрлик. Улар һәргизму бу апәт йолини таллимайду" дәп билдүрди.
Доналд рамсфелдниң сенгапордики асия бихәтәрлик йиғинида қилған сөзлиригә қарита хитай даирилири сәйшәнбә күни инкас қайтуруп, хитайниң бу районда һәргизму һәрбий тәһдит болуп қалмайдиғанлиқини билдүрди. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лю җйәнчав " хитай, тинчлиқни сөйидиған тәрәққий қиливатқан бир дөләт. У ташқи ишлар сияситидә тинчлиқни истәйду. Униң үстигә хитайниң һәрбий тәйярлиқини шиддәт билән ашуруш мәқсити вә иқтидариму йоқ" дәп билдүрди.
Әмма хәлқара органлар хитайниң әмәлий ишлитиватқан һәрбий хираҗитиниң, улар етирап қилғандин аз дегәндә 13 һәссә көп икәнликини тәкитләйду. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Президент буш хитайни хәлқара сода низамнамисиға әмәл қилиш һәққидә агаһландурди
- Рабийә қадирға мунасивәтлик кишиләр хитай сақчилириниң тәһдидигә учримақта
- 2005 – Йил хитай - америка мунасивитидики тарихий бир йил болуп қаламду?
- Хитайдики милләтчилик америкини әндишигә салмақта
- Америка, хитайниң ғәрбий йерим шардики тәсиригә диққәт қилмақта
- Америка хитайниң һәрбий тәрәққиятиға диққәт қилмақта