Хитай даирилири уйғурларға қаратқан һәйвисини күчәйтмәктә
2006.08.07
7 - Айниң 15 - күнидин 17 - күнигичә болған вақит ичидә, русийиниң сан питтсбург шәһиридә санаәтләшкән 8 дөләт башлиқлири йиғини ечилған күнләрдин башлап, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан муамилисидә чоң өзгириш пәйда болған. Русийиниң сан питтсбург шәһиридә ечилған санаәтләшкән 8 чоң дөләт башлиқлири йиғинида террорчилиққа қарши туруш мәсилисиму оттуриға қоюлған иди.
8 - Айниң 5 - күни радиомизниң һәқсиз телефон линийиси арқилиқ телефон қилған бир уйғурниң баян қилишичә, санаәтләшкән 8 чоң дөләт башлиқлири йиғини ечилған шу күнләрдин етибарән хитай һөкүмитиниң үрүмчиниң кочилирида чарлайдиған сақчилири пүтүнләй пәвқуладдә қисимларға алмаштурулған. Шу күндин башлап улар үрүмчидә уйғурларға қарита башқичә һәйвә қилишқа башлиған. Қисқиси үрүмчиниң кочилирида уйғур яймичиларниң тиҗарәт паалийити пүтүнләй чәкләнгән.
Бу һәқтики мәлуматларни, мухбиримиз вәлиниң радиомизниң һәқсиз линийиси арқилиқ телефон қилған бир уйғур билән өткүзгән сөһбитидин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Һәқсиз телефон ленийисидә, уйғурлар базар сақчилири үстидин шикайәт қилмақта
- Буш билән путин учришиши мувәппәқийәтлик болди
- Хитайда дәвагәрләр зорлуқ вә тәһдит астида бастурулмақта
- Җаң чиңли тибәт аптоном райони парткоминиң муваппәқ секритарлиқиға тәйинләнди
- Уйғур аптонум райони җ х органлири "актип" хизмәт қилғанлиқи үчүн тәқдирләнди









