Хитай канада пуқраси һөсәйин җелилни муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилди


2007.04.19

Huseyin-Jilil.jpg
Канада пуқраси һүсәйин җелил

Канада пуқраси, сияси паалийәтчи һөсәйин җелил 19 април, хитай даирилири тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинди. Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси лю җйәнчавниң билдүрүшичә, һөсәйин җелилға икки хил җинайәт - "вәтәнни парчилашқа урунған вә террорлуқ паалийәтлирини тәшкилләш вә террорлуқ тәшкилатларға қатнишиш" қатарлиқ җинайәтләр артилип муддәтсиз қамақ җазаси вә сиясий һоқуқидин мәңгүлүк мәһрум қалдуруш җазаси һөкүм қилинған. Буниңға қарита дуня уйғур қурултийи баянат илан қилди.

Һөсәйин җелил канада хитай арисидики талаш-тартишларниң мәркизи

Һөсәйин җелил уйғур елидә туғулған болуп, наһәқ муамилигә учриған уйғур қериндашлириниң инсаний һәқ-һоқуқини тәләп қилип тинчлиқ асасида һәр түрлүк паалийәтләрни елип барған вә шу вәҗидин у хитайда қолға елинип түрмидә қийин-қистаққа учриған. Әмма 2000-йили түрмидин оңушлуқ һалда қечип өзбекистан арқилиқ канадаға йәрләшкән һәм канада пуқралиқиға еришкән.

2006 - Йил мартта у бала-чақиси вә башқа уруқ-туғқанлирини йоқлаш үчүн өзбекистанға барғанда қолға елинип июлда хитайға тапшуруп берилгән. Шуниңдин етибарән у хитай түрмисидә солақта йетиватқан иди. Униң мәсилиси канада хитай арисидики талаш-тартишларниң мәркизи болуп кәлгән.

Канада һөсәйин җелилни өткүзүп беришни тәләп қилғанда хитай тәрәп һөсәйин җелилниң канада пуқраси икәнликини етирап қилмайдиғанлиқини тәкитләп, һөсәйин җелилниң делоси дипломатийә йоли билән һәл қилидиған мәсилә әмәсликидә чиң туруп кәлгән.

Һөсәйин җелил бу йил февралда бир қетим сотланған болуп, униң соти канада дипломатлири қатнашмиған асаста елип берилған болғачқа, канада тәрәп хитайниң бу қилмишини канада пуқралириниң һоқуқиға еғир дәриҗидә бузғунчилиқ қилиш дәп қариған, шуниң билән икки дөләт арисидики мунасивәт мәлум дәриҗидә җиддийләшкән иди.

Бирләшмә агентлиқиниң 19 ‏- април бейҗиңдин бәргән хәвәрдин мәлум болушичә, канаданиң бейҗиңда турушлуқ әлчиханисидики бир хадим "бу һөсәйин җелилниң аилисигә нисбәтән қаттиқ зәрбә болди" дегән, лекин у нам шәрипини ашкарилашни халимиған. У йәнә мундақ дегән: "әлчиханимиз хитай һөкүмитиниң изчил түрдә бизни һөсәйин җелил билән көрүштүрмәсликигә нисбәтән бәк көңүл бөлүп кәлди, биз хитай һөкүмитидин әлчиханимизниң һөсәйин җелил билән көрүшүшигә йол қоюшини тәләп қилимиз". Лекин хитай ташқи ишлар министири лю җйәнчав " бу бизниң ичкий ишимиз. Канаданиң бу делоға арилишиш һоқуқи йоқ" дегән.

Һөсәйин җелилниң кесими канада хитай мунасивәтлиригә тәсир көрситиши мумкин

Һөсәйин җелилниң кесимигә нисбәтән канада мәтбуатлириму җиддий инкас қайтурмақта икән. Канада мәтбуатлири бәргән хәвәрләрдин ашкарилинишичә, хитайниң һөсәйин җелилға муддәтсиз қамақ җазаси һөкүм қилиши канада ‏- хитай мунасивәтлирини йирикләштүридикән. Һөсәйин җелилниң кесими канада ташқи ишлар министири (Peter Mckay) петер меккайниң хитай зияритидин бир һәптә бурун илан қилинған болуп, петер меккай 29 ‏- априлдин 1- майғичә хитайда зиярәттә болиду.

Дилшат ришитниң билдүрүшичә йәнә, канада ташқи ишлар министириниң хитай зияритидин бурун дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири һөсәйин җелилниң кесимигә нисбәтән охшимиған пикирлирини, тәләп вә арзу-үмидлирини язма шәклидә тәйярлап канада ташқи ишлар министиригә сунидикән.

Һөсәйин җелилға артилған җинайәтләрниң һәқиқий маһийити техи қараңғу

Сот, үрүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимиси тәрипидин елип берилған. Хитай мәтбуатлири бәргән хәвәрләргә қариғанда, һөсәйин җелилға, хитайниң хәлқ демократийә диктатурлуқидики һакимийитини вә сотсиалистик түзүмини ағдуруш мәқситидә пул топлап, бу пулни қорал ‏- ярақ сетивелиш вә әза тәшкилләп тәрбийиләш вә ишлитиш үчүн "аллаһ партийиси" рәһбиригә тапшурған, вә "шәрқи түркистан ислам һәрикити" қатарлиқ террорчи тәшкилатларға қатнашқан дегәндәк җинайәтләр артилған.

Әмма, бирләшмә агентлиқиниң хәвәрлиридин ашкарилинишичә, һөсәйин җелилға артилған җинайәтләрниң һәқиқий маһийити техи қараңғу икән. Шинхуа агентлиқи 19- април үрүмчидин бәргән телеграммисида, һөсәйин җелил үстидә ечилған сотниң әдлийә тәртиплиригә бойсунған асаста очуқ-ашкара елип берилғанлиқини вә һөсәйин җелилниң адвокат яллиғанлиқини хәвәр қилған иди.

Лекин һөсәйин җелилниң аяли камилә ханимниң канада мәтбуатлириға бәргән мәлуматида, барлиқ сот җәряни 15 минут әтрапида давам әткән болуп, һөсәйин җелилниң шу җайдики уруқ ‏-туғқанлириниң һөсәйин җелил билән сөзлишишигә йол қоюлмиғанлиқи қәйт қилинған.

Канада уйғур бирләшмиси рәиси мәмәт тохтиниң билдүрүшичә, һәтта икки айдин буян үрүмчидә һөсәйин җелил билән көрүшүш пурсити күтүп ятқан канада дипломатлириму бу пурсәткә наил болалмиған. Мәлум болушичә һазир дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғур тәшкилатлири җидди һәркәт қоллинип хитайниң бу қарариға қарита қариши тәдбирләр үстидә издиниватқан икән. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.