Һүсәйин җилилгә өлүм җазаси бериш хәлқара қанунға түптин хилап
2006.08.08
Канада даирилири вә канада уйғур җәмийити һүсийин җелилгә өлүм җазаси беришниң хәлқара қанунға түптин хилап икәнликини билдүрмәктә
Канаданиң "глоб вә почта" гезити, хитай һөкүмитиниң канада пуқраси һүсәйин җилилға өлүм җазаси бәргәнликини хәвәр қилғандин кейин, уйғурлар қаттиқ әндишигә чүшти.
Гәрчә канада баш министири степан харперниң секретари җейсин киний, хитай даирилиридин һүсәйин җелилни өлүм җазаси билән җазлалимайдиғанлиқи һәққидә капаләт алған болсиму, бирақ хитай сақчилири, һөсәйин җилилниң қәшқәрдики уруқ - туққанлириға уни өлүм җазаси билән җазалайдиғанлиқи һәққидә уқтуруш бәргән.
Бу һәқтики мәлуматларни мухбиримиз әқидәниң канада уйғур җәмийитиниң рәиси мәмәт тохти әпәнди билән өткүзгән сөһбитидин аңлаң.
©
2006 Radio Free Asia
Мунасивәтлик мақалилар
- Һүсәйин җилил вәқәси уйғурларға немиләрдин дерәк бериду?
- Хитай даирилири канада пуқраси һүсәйин җилилни хитай пуқраси дәп муамилә қилмақта
- Канадада хитай һөкүмитиниң һүсәйин җелилни қоюп беришини тәләп қилип намайиш өткүзүлди
- Канада парламент әзаси һүсәйин җилил мәсилисигә көңүл бөлмәктә
- Америка авази: "өзбекистандики уйғур җамаити барғансери кичикләп бармақта"









