Ху явбаңниң әмәлийәтлиридики демократийә елментлири (1)


2005.11.03

HuYaobangMemorial150.jpg
1989-Йили априлда бейҗиңдики оқуғучилар сабиқ коммунист партийә рәһбири ху явбаңниң рәсими алдиға гүл қоймақта. AFP

"Америка авази" ниң хәвиридә ейтилишичә, 11 - айниң 20 - күни ху явбаң әпәндиниң 90 йиллиқ хатирә күни. Хитай мушу күндә ху явбаңни хатириләш мурасими өткүзиду.

Ху явбаң 1980 - йилидин 86 - йилиғичә мәркизий комитетниң баш шуҗиси болуп турған мәзгилдә хитайда әркинлик әвҗ алған. Ху явбаң вапат болғандин кейин, хәлқ истихийилик һалда ху явбаңни хатирилиди. Хитайда бундақ хатириләш паалийәтлиригә улап давамлашқан кәң көләмлик демократик һәрикәтләр 1989 - йилиниң 4 - июн күнидә хитай коммунист партийиси тәрипидин қораллиқ бастурулуп ахирлашти. Шуниңдин кейин әйни вақиттики демократик идийини әсләш һазирға қәдәр чәклинип кәлмәктә. Бундақ әһвал астида, хитай һөкүмитиниң ху явбаңни хатирилиши, худди 60 - йилларда шәнши өлкисидә ху явбаңниң ярдәмчиси болуп ишлигән линму әпәнди ейтқандәк, гәрчә хуҗинтав ху явбаңни хатириләштә муқами төвән, шундақла ху явбаң билән дең шавпиң оттурисидики ихтилаплардин ашкарилаштин өзини қачуриватқан болсиму, әмма ху явбаңни хатириләшниң өзи бир бөсүш характерлиқ һадисә.

Әгәр хәлқ бизни яқтурмиса, биз тәхтттин чүшүп кетишимиз керәк

"Йеңи әсир жорнили" ниң 11 - айниң 1 - күнидики санида ху явбаңниң хизмәт әмәлийәтлиридики демократийә елеминтлири һәққидә елан қилинған обзорда баян қилинишичә, коммунист партийә рәһбәрлири ичидики қайси биридин қалған хатириләшкә әрзийдиған мәниви мираслар бар дейилсә, ху явбаң хизмәт әмәлийәтлиридә тәшәббус қилған демократик идийә шуниң бири болалайду.

"Йеңи әсир жорнили" да елан қилинған ху явбаңниң хизмәт әмәлийәтлиридики демократийә елеминтлири һәққидә йүргүзүлгән мулаһизидә баян қилинишичә, худди ху явбаңниң мәслиһәтчириниң бири болған руәнмиң әпәнди ейтқандәк, ху явбаң хитай коммунист партийиси тарихидики демократийини тәшәббус қилип өткән рәһбәрләрниң бири. "Әгәр хәлқ бизни яқтурмиса, биз тәхтттин чүшүп кетишимиз керәк" дегән бу сөз ху явбаң нурғун сорунда тәкитләп ейтқан мәшһур сөз. Бу сөзни бәзиләр алқишлиса, бәзиләр җимҗит һалда қарши туруп кәлмәктә.

Ху явбаң сөзлиридә йәнә хәлқниң райиға беқип иш қилишни тәкитләп кәлгән. "Хәлқ гезити" ниң сабиқ башлиқи ху җивей әпәнди ху явбаң вапат болғанлиқиниң 10 йиллиқини хатириләп язған мақалисида баян қилғандәк, ху явбаң бейҗиң шәһириниң шидән кочисидики "демократийә теми" дәп аталған җайда мақалә елан қилған кишиләрни қоғдашни тапилиған. Һәтта бундақ "демократийә теми" дегән шәкилни җоңсән бағчисдиму, башқа җайлардиму синақ қилишқа қошулған.

"Көпчиликни асасий қанунида бәлгиләнгән әркинликни җари қилдурушқа чақиримән"

Ху явбаңниң хизмәт әмәлийәтлиридики демократийә елеминтлири һәққидә йүргүзүлгән мулаһизидә баян қилинишичә, ху явбаң әпәнди 1979 - йили 6 - айда ечилған мәмликәтлик хәлқ қурултийиниң 2 қетимлиқ йиғинида "мән баштин ахир һәммә киши өзиниң демократийә һоқуқини тулуқ ишлитишини қуввәтләп келиватимән. Мән көпчиликни дөлитимизниң асасий қанунида бәлгиләнгән әркинликни әң зор дәриҗидә җари қилдурушқа чақиримән. Мән мушундақ десәм, мәркәзниң бәзи йиғинлирида буни мәркизи комитетниң 4 асасий пиринсипта чиң туруш бәлгилимисигә хилаплиқ қилғанлиқ дәп тәнқитлиниватимән. Буниңдин кейин һәр қанчә көп қаршилиққа учрисамму, әмма мән йәнила өз пикримдә қалимән" дегән.

Коммунист партийини яшисун демәй, хәлқ яшисун дейиши керәк

Ху явбаңниң хизмәт әмәлийәтлиридики демократийә елеминтлири һәққидә йүргүзүлгән мулаһизидә баян қилинишичә, ху явбаң әмәлдарлардики һәшәмәтчиликни яқтурмайтти. У сөзлиридә америкида пиризедентларму худди адәттики деһқан әмгәкчидәкла, һечким башқилар алдида өзигә тәмәнна қоймайду. Һәммә киши өзиниң иши билән мәшғул, мән буни яхши көримән, дегән. - Ли руй әпәнди "венхуй һәптилик гезити" ниң 2005 - йил 10 - айниң 7 - күнидики санида елан қилған әслимисидә шундақ дәп баян қилинған: ху явбаңниң аилисидики бир йиғилишта, аилә әзалиридин бири "бир мақалида, адәттә ағзидин 'яшисун' дегән гәп чиқип бақмиған дең шавпиң 4 кишилик гуруһ йоқитилғанда 'яшисун коммунист партийә' дәп товлиған дәп тәсвирлинипту, дегәндә, йәнә бир аилә әзаси коммунист партийини яшисун демәй, хәлқ яшисун дейиши керәк иди, дегәндә ху явбаң бу көз қаришини тәстиқлиған. 80 - Йиллардики әркинликни сеғинидиған кишиләр әмди хитай һөкүмити ху явбаңни хатириләйдиғанлиғиға нәзәр салмақта. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.