Партийә әзалириниң илғарлиқини сақлаш һәрикитиниң нишани йәнила муқимлиқни сақлаш


2006.01.06

Нөвәттә хитай миқясида партийә әзалириниң илғарлиқини сақлаш һәрикитиниң 3 - басқучлуқ хизмити елип берилмақта. Шундақла хитай компартийисиниң бу нөвәттики һәрикити йеза‏- кәнтләрдики партийә қурулушини мустәһкәмләшни обйект қилған. Гәрчә ху җинтав, мәзкур һәрикәтниң асасий қатламлардики партийә әзалириниң сәвийисини өстүрүп, заманиви деһқанчилиқни,тәрәққиятни күчәйтиш дегән принсипта елип берилидиғанлиқини тәкитләватқан болсиму, әмма чәтәлләрдики хитай демократлири вә хитай компартийисигә қарши пикирдикиләр "партийә әзалириниң илғарлиқини сақлаш һәрикити" хитай компартийисиниң бултур әвҗ алған партийә әзалириниң партийидин чекиниш долқуниға қарши елип бериватқан сиясий һәрикити, бу җәрянда хитай компартийиси, партийә әзалирини һәр түрлүк имтиязларға игә қилип сақлап қелишниң һәм бу арқилиқ партийә әзаси болушқа риғбәтләндүрүш тактикисини ишләтмәктә. Дәп баһа бәрмәктә.

Уйғур елиниң йеза‏- кәнтлиридә болса бу һәрикәт йәнила хитай компартийисиниң илгири елип барған сиясий һәрикәтлиригә охшашла "асасий қатламдики партийә кадирлирини тәрбийиләшни күчәйтип йеза‏- кәнтләрниң муқимлиқини қоғдаш " дегән мәқсәттә елип берилмақта.

Уйғур елиниң мәтбуатлирида йеқиндин бери елан қилиниватқан хәвәрләрдин мәлумки, 3- басқучлуқ партийә әзалириниң илғарлиқини сақлаш һәрикити башлиниши билән уйғур аптоном райониниң ваң лечуән башлиқ партийә‏- һөкүмәт кадирлири бәс-бәс билән һәр қайси йеза‏- кәнтләргичә чүшүп, илғарлиқни сақлаш һәрикитини күчәйтиш һәққидә паалийәтләр елип бармақта. Шундақла улар барған йеза‏- кәнтлиридә партийә әзалирини, илғар кадирлирини алаһидә йоқлап, мукапатлап уларни уйғур йеза кәнтлириниң муқимлиқини сақлашта йәниму актип хизмәт қилишқа риғбәтләндүргән. (Гүлчеһрә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.