Германийә баш министири широдер яврупа бирликини хитайға қаратқан қорал чәклимисини әмәлдин қалдурушқа чақирди
2004.12.07
Германийә баш министири герхард широдер сәйшәнбә күни хитай дөләт рәиси ху җинтав билән көрүшүп, икки дөләтниң сода вә сиясий мунасивитини күчәйтиш һәққидә сөһбәт өткүзди. Широдер дүшәнбә күни бейҗиңға йитип келип, хитайға қилидиған үч күнлүк зияритини башлиған иди. Бу униң германийә баш министирлиқ вәзиписини өз үстигә алғандин буян алтинчи қетим хитайни зиярәт қилиши болуп һесаблиниду.
Ройтирс ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, широдер дүшәнбә күни хитай баш министири вен җябав билән көрүшкән. Икки тәрәп бир қатар келишимләрни имзалиған болуп, буниң ичидә хитайниң германийидин бир милярд явро қиммитидики 23 данә йолучилар айрупиланини сетивелиш келишимиму бар.
Қорал чәклимисини бикар қилиш қайта тәкитләнди
Широдерниң хитайни зиярәт қилған мәзгили дәл хитай һөкүмити яврупа бирликиниң хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилиш тәлипи күчийиватқан бир пәйткә тоғра келиду. Хитай һөкүмити яврупа бирликиниң 15 йиллиқ қорал чәклимисини хитайға қаритилған сиясий кәмситиш дәп билдүрүп, яврупа бирликини мәзкур чәклимини бикар қилишқа қистимақта. яврупа бирлики, хитай һөкүмити 1989 - йилидики тйәнәнмин демократик оқуғучилар һәрикитини қанлиқ бастурғандин кийин, хитайға қорал-ярақ сетип бәрмәслик чәклимисини йолға қойған иди.
Германийә баш министири широдер дүшәнбә күни қорал чәклимисини бикар қилиш мәйданини қайта тәкитләп, "хитайға қаритилған қорал сетип бәрмәслик чәклимисини бикар қилиш пәйти йитип кәлди" дегән.
Қорал чәклимиси қоюштики сәвәбләр йәнила мәвҗут
Широдерниң хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилиш тәшәббусиға қарита, америкидики хитай ишлири күзәткүчиси хупиң әпәнди мундақ дәп билдүрди:
- яврупа бирлики һазирғичә қорал чәклимисини иҗра қилип келиватиду. Мениңчә нөвәттә қорал чәклимисини бикар қилиш-қилмаслиқта бир қанчә мәсилә бар. Биринчидин қорал чәклимиси йүргүзүшниң үнүми зади қанчилик боливатиду? бу бир мәсилә. Иккинчи мәсилә, үнүминиң қандақ болишидин қәтинәзәр, илгири яврупа бирлики қорал чәклимиси қоюштики сәвәбләрдә өзгириш болдиму? мениң қаришимчә, хитайға қорал чәклимиси йүргүзүштики сәвәбләр йәнила мәвҗут. Өткәнки йилларда, хитай һөкүмитиниң мустәбит һөкүмранлиқи вә кишилик һоқуқни дәпсәндә қилишида қилчә өзгириш болмиди. Тәйвән мәсилисидиму хитай һөкүмити қорал ишлитиштин ваз кәчмиди. Шуңа әйни вақитта, яврупа бирлики қорал чәклимиси йүргүзгәндики сәвәбләрниң һәммиси йәнила бар. Әгәр қорал чәклимисиниң үнүми йоқ, шуңа бикар қилиш керәк дийилсә, бу башқа бир мәсилә.
Ройтерис ахбарат агентлиқиниң мәлуматлириға қариғанда,баш министир широдерниң бу мәсилидики мәйдани әмилийәттә германийә парламентиниң мәйдани билән пәрқлиқ болуп, нурғун парламент әзалири бу сәвәптин, широдерни очоқ - ашкара әйиплигән.
Германийә хитайниң қорал базирини базирини ечишни халайдикән
Ундақта баш министир широдер немә үчүн яврупа бирликиниң хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилишини қолға кәлтүрүш йолида давамлиқ тиришчанлиқ көрситиду дигән мәсилә һәққидә, америка ғәрбий шимал университетиниң асия бихәтәрлик ишлири мутәхәссиси яң лийү өз көз қарашлирини мундақ дәп оттуриға қойди:
- Нөвәттә яврупа бирликидики франсийә, германийә , италийә қатарлиқ бир қисим дөләтләрниң рәһбәрлири қорал чәклимисини бикар қилиш тәрәпдарлири. Чүнки, гәрчә хитайниң иқтисадида нурғун мәсилиләр мәвҗут болсиму, бирақ хитайниң иқтисадий күчи һәр қайси дөләтләр тәрипидин етирап қилиниватиду. Болупму, германийә билән франсийә қорал ишләпчиқиридиған чоң дөләтләр. Уларға қорал - ярақлирини сатидиған базар лазим.
Профессор яң лийүниң билдүрүшичә, яврупа бирлики киләр йили 1 - айда хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилиду дигән пәрәзләрму бар икән.
Бирақ, америка уйғур җәмийитиниң баш секритари алим сейитоф әпәнди, хитайниң нөвәттики кишилик һоқуқ вәзийитини нәзәрдә тутқанда, яврупа бирликиниң хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилмаслиқи керәкликини билдүрди.
яврупа парламенти өткән айда қарар мақуллап, хитайға қаратқан қорал чәклимисини давамлиқ сақлап қалидиғанлиқини билдүргән һәмдә хитай һөкүмитини кишилик һоқуқ хатирисини яхшилашқа дәвәт қилған иди.
Мунасивәтлик мақалилар
- явропа иттипақи хитайға имбаргони бикар қилиш "сигнали" бериши мумкин
- Кишилик һоқуқ тәшкилати яврупа бирликини хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилмаслиққа чақирди
- Хитай явропа иттипақидин қорал - ярақ имбарогисини бикар қилишни тәләп қилди
- Хитай, яврупа бирликиниң хитайға қаратқан қорал имбаргосини бикар қилишини тәшәббус қилмақта
- Хитай һөкүмити яврупа парламентиниң қорал чәклимисини бикар қилмиғанлиқиға наразилиқ билдүрди
- Германийә хитайға қаритилған имбаргуни бикар қилишқа қарши чиқти
- яврупа бирлики сахта маллар мәсилисидә хитайни агаһландурди