Интернетниң қирғизистан инқилабидики роли
2005.03.30
Мутәхәссисләрниң билдүрүшичә, қирғизистан президенти әсқәр акайевни ағдуруш йолидики бешкәк инқилабниң ғәлибә қазинишида, интернет пәвқуладдә муһим рол ойниған.
Карнигий хәлқара тинчлиқни илгири сүрүш фонди җәмийитиниң мутәхәсисиси марта олкотниң вашингтонда өткүзүлгән қирғизистан вәзийити тоғрисидики илмий муһакимә йиғинида тәкитлишичә, интернет президент ақайевни ағдуруш йолидики бешкәк инқилабиниң мувәппәқийәт қазинишида " пәвқулладә муһим рол ойниған."
Олкотниң билдүрүшичә, "қирғизистан оттура асиядики җумһурийәтләр ичидә интернет әң кәң омумлашқан дөләт болуп, қирғизистандики зиялийлар оттура асиядики җумһурийәтләргә қариғанда интернет билән бир қәдәр көп шуғуллинидикән." Марта олкотниң көрситишичә, " президент ақайев чәтәлгә қечип кәткәндин кейин елан қилған "қирғизистан хәлқиғә мураҗәтнамә" ни интернет арқилиқ җакарлиған.
Инқилаб интернеттики муназиридин башланди
Олкотниң илгири сүрүшичә, бешкәктики қозғилаң күни қоллиғучилири тәрипидин азат қилинған түрмидики өктичиләр рәһбири филикс қулов, түрмидә қоллиғучилири тәминлигән қол телефон арқилиқ интернеткә кирәлигән.
Олкот, ақайев җәмәтиниң хиянәтчилики қирғизистандики интернет алақилирида кәң муназирә қозғиғанлиқини илгири сүрди. Марта олкот мундақ дәйду: " ақайев аилиси йиллардин бери пәвқуладдә зор миқтардики мал - мүлүкни өзиниң қиливалғандин сирт, бу мал - мүлүкләрни аилисидики оғли, қизи, җийәни шундақла күйоғли қатарлиқларға бөлүп бәргән."
Қирғизистан ташқи сияситидә өзгириш болмаслиқи мумкин
Қирғизистанда һакимийәтни тартивалған өктичиләрниң қирғизистан ташқи сияситини өзгәртиш нийити йоқлиқини тәкитлигән олкот, йеңи һөкүмәт америка билән русийиниң һәрбий базилирини сақлап қелиши мумкин, дәп көрсәтти. Олкот мундақ дәйду: " уларму тәкитләватиду, шундақла мән, биз уларға ишинишимиз керәк дәп қараймән, уларниң қирғизистан ташқи сияситини түптин өзгәртишкә интилиш ғәризи йоқ.Улар америка вә русийә һәрбий базисини шундақла қирғизистанниң хитай вә русийә қатарлиқ дөләтләр билән болған алаһидә мунасвитини сақлап қалидиғандәк қилиду."
Русийә билән қирғизистанниң әнәниви мунасивити давамлишиду
Қирғизистанниң өткүнчи президенти бақийев, һоқуқни өткүзивалғандин кейин русийә президенти владимир путинға телефон қилип, қирғизистан- русийә әнәниви мунасвитиниң давамлишидиғанлиқи тоғрисида русийә президентини хатирҗәм қилған. Амма олкот, хитайниң қирғизистандики сияси кризистин чоңқур қайғуға патқанлиқини илгири сүрди. Олкотниң билдүрүшичә, хитайлар қирғизистандики иқтисади мәнпәәтиниң бихәтәрликини қоғдаш билән биргә, бу дөләткә салидиған мәблиғини көпәйтишни үмид қилидикән. У мундақ дәйду: " бу, уларниң оттура асияға чиқидиған йеңи транспорт өтиңи."
Бешкәктики булаңчилиқниң етник арқа көрүниши барму ?
Хәвәрләргә қариғанда бешкәктики қозғилаң арисида йүз бәргән булаңчилиқтин кейин, қирғизистандики хитай тиҗарәтчиләр юртиға қайтишқа башлиған. Әнгилийидә чиқидиған "күндилик телеграф гезити" бешкәктики булаңчилиқниң ақайев җәмәтиниң игилики билән зич мунасвити барлиқини илгири сүрди. Қирғизистан уйғур җәмийитиниң рәиси рози мәмәт бақийев, булаңчилиқниң етник арқа көрүниши йоқлиқини тәкитлигән. Амма "күндилик телеграф " гезити, қирғизларниң бешкәктики уйғурларниң сода дукканлирини булаң - талаң қилғанлиқини әскәртмәктә.
Қирғизистандики өзгириш хитайни чоңқур қайғуға салди
Хитай һөкүмити бешкәктики вәқәләрдин кейин, қирғизистанға чиқидиған чегра еғизлирини 28 - мартқа қәдәр тақиған. Қирғизистан билән хитай райондики дуня сода тәшкилатиға әза бирдин бир дөләтләр. Марта олкотниң илгири сүрүшичә, қирғизистандики йеңи һөкүмәт хитайниң райондики уйғурларниң мустәқиллиқ паалийитигә қарши туруш мәйданини давамлиқ қоллиши мумкин.
Қирғизистандики өктичиләр, ақайевниң 2002 - йили көлими 90 миң квадират километир келидиған бир парчә зиминни хитайға беривәткәнликигә қарши чиққан иди. Марта олкотниң билдүрүшичә, өктичиләр әмди ақайев чиқарған бу қарарниң қануни асасини талаш - тартиш қилиши мумкин. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қирғизистандики уйғур содигәрләр қейин әһвалда қалди
- Қирғизистандики вәқәләрниң тәсири мәсилиси
- Америка, русийә вә явропа қирғизистанниң нөвәттики вәзийитини яхшилаш үчүн ярдәм көрситидиғанлиқини билдүрмәктә
- Бешкәктә, уйғурларниң мәдинә сода мәркизи булаң – талаңға учриди
- Түркийә, бешкәктики вәқәләргә көңүл бөлмәктә