Хитайниң һазирқи иқтисадий тәрәққияти кейинки әвладлар бәдәл төләватқан тәрәққият


2005.12.07

"Йеңи әсир журнили" да хитайниң һазирқи иқтисадий тәрәққияти һәққидики бир илмий мулаһизә елан қилинди. Униңда баян қилинишичә, хитайда иқтисад юқири сүрәт билән тәрәққий қиливатқили 27 йил болди, бу қандақ һадисә? бу җәрянда тәрәққияттин бәһриман болуватқан кишиләр хитайда демократик түзүм тикләшни рәт қиливатиду. Бу йәнә немә үчүн ?

Капитализмму әмәс, сотсиялизимму әмәс

Мулаһизидә баян қилинишичә, бу бир ғәлитә һадисә. Әмма һазир бир қисим сиясәтчиләр вә иқтисадшунаслар бу ғәлитә һадисини дуня сәһнисигә көтүрүп чиқип махтиниватиду. Бәзиләр һәтта хитай иқтисадшунаслири иқтисадни тиз тәрәққи қилдуридиған бир йеңи йол тапти, бу йол капитализмму әмәс, сотсиялизимму әмәс, һечким һәл қилалмиған мәсилини һәл қилидиған йол, буниң билән нобел мукапати елиши керәк, дәп чоқан салған.

Әмәлийәттә хитайда давамлишиватқан бундақ тиз сүрәтлик иқтисадий тәрәққият махтанғучилар тәсвирлигәндәк ундақ гүзәл тәрәққият әмәс. Әгәр нопус бешиға тоғра келидиған оттуричә омум мәһсулат қиммитиниң һазирқи өсүватқан нисбитини өлчәш арқилиқ тәсәввур қилип көридиған болсақ, бундақ тәрәққият йәнә пәқәт бир қанчә йилла давам қилалиши мумкин. Иқтисадий аталғу билән ейтқанда, бу қандақ һадисә? қандақ иқтисадий тәрәққият модели? тоғрисини ейтқанда, бу "тәрәққият" һазирқи бир әвлад адәм ичидики аз санлиқ кишиләр кейинки бир нәччә әвлад адәмгә бәдәл төлигүзүп топлиған байлиқтин ибарәт.

Тәрәққияттин бәһриман болуватқанлар азла бир қисим кишиләр

Иқтисадшунаслиқ дегән чәклик байлиқ мәнбәлирини қандақ шәкилдә мувапиқ тәқсим қилишни тәтқиқ қилидиған пән. Хитайдики һазирқи тиз сүрәтлик иқтисадий тәрәққиятни мушу пән бойичә чүшәндүридиған болсақ, - дәйду әркин асия радиосиниң обзорчиси, һазир әнгилийидә туриватқан иқтисадшунас ху шавҗаң әпәнди мулаһизисидә, ـ тоғрисини ейтқанда, хитайдики һазирқи тиз сүрәтлик иқтисадий тәрәққият "ишикни ечиветиш, ислаһат елип бериш" дегән һәрикәт башлиништин бурунқи икки әвлад адәм тартқан зулум вә күлпәтниң бәдилигә вә буниңдин кейинки бир қанчә әвлад адәмниң мәнпәәтини талан - тараҗ қилиш бәдилигә кәлгән тәрәққият.

Техиму тәпсилий көзәткәндә, һазир шәһәр аһалилириниң оттуричә йиллиқ кирими йеза аһалилириниңкидин 6 һәссә артуқ, бу шәһәр билән йезиниң пәрқи; ғәрб тәрәптики аһалиларниң кирими шәрқ тәрәптики аһалиларниң кириминиң 3 тин биригә тәң, бу шәрқтики районлар билән ғәрбтики районларниң пәрқи; пүтүн нопусиниң 20% ни тәшкил қилидиған адәмниң банкиға қойған аманәт пулиниң сани, 85% ни тәшкил қилидиған адәмниң банкиға қойған аманәт пулиға тәң, бу намратлар билән байларниң пәрқи. Бу пәрқләр хитайда байлиқларниң тәқсим қилиниши намувапиқ болуватқанлиқини көрситиду. Һазир бу иқтисадий тәрәққияттин бәһриман болуватқан бу бир әвлад адәм өзи һечнемини иҗад қилмиди яки кәлгүси әвладларға мәнпәәтлик яхши иҗтимаий түзүм бәрпа қилиш билән шуғулланмиди, бәлки кәлгүсидики бир нәччә әвлад адәм ишлитидиған орманларни кесип, кәлгүсидә йеқилғу қилинидиған көмүрләрни қезип, нефтликләрни ечип, уни һазир өзлиригә байлиқ топлашқа ишләтти. Әвладларниң несивисини игиливалдила әмәс, бәлки кәлгүси әвладларни чәксиз балайи - апәткә йүзләндүрүп қойди. Мушундақ тәрәққияттин бәһриман болуватқанлар пәқәт мушу бир әвлад адәм ичидики мустәбитликкә тайинидиған аз санлиқ кишиләр.

Мәсулийәтчан һөкүмәт?

"Шинхуа тори"да баян қилинишичә, хитайниң баш министири вен җабав 12 - айниң 1 - күни франсийидә чиқидиған "фигаро" гезитиниң мухбирини қобул қилғанда, пуқралири наһәқ өлүм җазасиға мәһкум қилинип етип ташлиниватқан, пуқралири түрмиләрдә, сақчиларниң зораванлиқида өлүватқан, пуқралири әйдиз кесилигә, паразит кесилигә гириптар болуп өлүватқан, пуқралири зәһәрләнгән суни, зәһәрләнгән сүтни ичип өлүватқан, пуқралири қоғушун, фиторларда зәһәрлинип өлүватқан, мәктәпләргә оқуш пулини төлийәлмәй өзини өлтүривеливатқан мушундақ бир дөләтниң һөкүмитини "мәсулийәтчан һөкүмәт" дәп махтиған.

Шундақла йәнә "америкида 1863 - йилидики азадлиқ хитапнамисидин кейин 100 йилда андин демократийә тиклинип болди. Хитайдәк 1 милярд 300 милйон нопуси бар дөләттә демократийә қурушқа йәнә көп вақит кетиду" дегән. Демәк һазирқи тәрәққияттин бәһриман боливатқан хитай рәһбәрлири байлиқларни мувапиқ тәқсим қилиш әмәлгә ашидиған демократик түзүм тикләшни халимайду. Вен җабавниң демократик қурулушни нопус санини 100 йилға көпәйтип һесаблайдиған усули билән һесаблиғанда, хитайда демократик түзүм йәнә 464 йилдин кейин әмәлгә ешиши мумкин. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.