Иқтисадий әркинлик хитайға демократийә елип келәмду?


2006.02.27

dingshawping.jpg
2004-Йили 20-авғуст күни, бир киши диң шавпиң туғулғанлиқиниң 100 йиллиқи өткүзүлгән көргәзмәхана алдидики диң шавпиң рәсими алдида дәм алмақта. Гәрчә диң шавпиң башлиған иқтисадий ислаһат хитайниң иқтисадини җанландурған болсиму, демокртатийилишишигә пайдиси болмиди. AFP

Дең шявпиң 70‏- йилларниң ахирида хитайда иқтисадий әркинлик сияситини илгири сүргәндин кейин, бу хитай иқтисадини тарихта көрүлүп бақмиған дәриҗидә юқири өрләткән иди. Нурғун сиясий анализчилар әйни чағда буниңға әгишипла хитайда сиясий ислаһатниң мәйданға келидиғанлиқини пәрәз қилған иди.

Хитайдики әһвал пәрәз қилинғандәк болмиди

Ню-йорк университети сиясәт факолтитиниң мудири профессор брус мәскита, нурғун анализчиларниң "иқтисадий илгирләш маарип тәрбийиси көргән капитализимниң оттура қатлам синипини шәкилләндүриду" дәп қариғанлиқини, әмма хитайдики әһвалниң һәргизму улар пәрәз қилғандәк болмиғанлиқини ейтти:

" Дең шявпиң иқтисадий ислаһатни җакарлиған вақитта, ғәрб әллири омумийүзлүк һалда хитайниң пат арида һәтта бурунқиға түптин охшимайдиған бир демократик түзүмдики дөләткә айлинидиғанлиқини пәрәз қилишқан иди. Лекин хитай иқтисадий ислаһатини давамлаштуриватқан 27 йилдин буян хитайниң дөләт башқуруш усулида һечқандақ чоң өзгириш болмиди".

Профессор мәскита йәнә, хитайни өз ичигә алған дунядики һәр қайси дектатор һөкүмәтләрниң һәммиси иқитсадий тәрәққият елип кәлгән яхшилиқлардин пайдилиниш билән биргә, өзлиригә дөләт ичи вә хәлқарадин келиватқан бесимларға тақабил туриватқанлиқини билдүрди:

"Нурғун дектаторлар, пуқраларниң йиғилиш һоқуқиға игә болуши, һөкүмәтниң рошәнлик дәриҗисиниң йоқири болуши вә ахбарат әркинлики болушиниң өзлиригә зиянлиқ икәнликини билиду. Шуңа улар иқтисадий тәрәққиятни илгири сүрүш билән бир вақитта йәнә, әркинлик һоқуқини бастуриду. Улар йәнә кишиләрниң қорсиқи тоқ, кийими пүтүн болғандикинла һөкүмәтни алдирап тәхттин чүшүрүшкә урунмайду дәп қарайду".

Хитай иқтисадиниң күчийип кетишигә чәтәл мәблиғи сәвәб болған

Нурғун дектаторлар, пуқраларниң йиғилиш һоқуқиға игә болуши, һөкүмәтниң рошәнлик дәриҗисиниң йоқири болуши вә ахбарат әркинлики болушиниң өзлиригә зиянлиқ икәнликини билиду. Шуңа улар иқтисадий тәрәққиятни илгири сүрүш билән бир вақитта йәнә, әркинлик һоқуқини бастуриду.

Һазирқи мөлчәрләшләргә қариғанда, хитай һазир америкидин қалса дунядики иккинчи чоң иқтисадий гәвдә һесаблинидикән. Шундақла хитай иқтисадиниң бундақ күчийип кетишигә асаслиқи чәтәл мәблиғи сәвәб болған икән. Барғансери техиму көп чәтәл карханилириниң хитайға мәбләғ селиши билән, хитай һазир "дуня завути" дәпму атилидиған болуп қалди. 2005‏- Йили бир йилниң ичидила хитайда ечилған чәтәл карханилири 44 миңдин ашқан һәмдә уларниң яратқан қиммити 60 милярд америка доллириға йәткән.

Хитай йәнә чәтәлләр алақә қилидиған чоң техника базири һесаблиниду. Шундақла хитайда интернеткә чиққучиларниң саниму 110 милйондин ашқан. Әлбәттә хитайдики иқтисадий тәрәққиятни тилға алғинимизда, интернеттин еғиз ачмай болмайду. Хитайда иқтисадий тәрәққиятниң ешиши вә интернетниң омумилишишиға әгишип, кишиләрниң ахбарат учурлириға еришишиму тезләшкән. Бирақ буни өзигә тәһдит дәп қариған хитай, пуқраларниң әркинлик һоқуқини чәкләшкә вә интернетни контрол қилишқа тиришмақта. Буни хитайдики сөз әркинлики вә кишилик һоқуқни тәрғип қилидиған шәхсләр әйибләпла қалмай, хәлқара җәмийитиму хитайниң интернеткә болған контроллуқини әйибләп кәлмәктә.

Нурғун анализчилар, хитай һөкүмити гәрчә һазир, иқтисадий җәһәттики нәтиҗилиридин пайдилинип, хитай компартийисиниң һоқуқини қанунлаштурушқа тиришиватқан болсиму, лекин демократик ислаһатни тәләп қилиш бесимиму хитайда барғансери күчәймәктә. Дәп анализ қилмақта

Хитай күчлүк бир өткүнчи мәзгилдә туруватиду

Америкидики карниге хәлқара тинчлиқ фонди җәмийитиниң хитай ишлири тәтқиқат программисиниң мудири пей миңшин, хитайниң нөвәттә күчлүк бир өткүнчи мәзгилдә туруватқанлиқини ейтти:

"Хитайдики иқтисатниң тез сүрәттә тәрәққий қилиши һазир икки хил әһвални шәкилләндүриватиду. Бири, еғир җәмийәт бесими вә муқимсизлиқ, ислаһатқа болған еһтияҗни шәкилләндүрди. Йәнә бири, иқтисадий илгириләш яхши бир шараитни яритиватиду. Мәсилән, хитайда һазир оттура буржуазийә, хусусий мүлүк қатарлиқлар шәкиллиниватиду".

Пей миңшин сөзидә йәнә, чәтәл ширкәтлириниң хитай компартийисиниң хитайдики контроллуқини аҗизлаштуридиғанлиқиға ишинидиғанлиқини ейтти. У "чәтәл ширкәтлири хитайниң дөләт игилигидики карханилири билән риқабәтләшсә, бу дегәнлик улар дөләт игилигидики карханиларниң күчини аҗизлаштуриватиду дегәнлик болиду. Узун мәзгилдин қариғанда, бу, хитай компартийисиниң иқтисатқа болған контроллуқиниму аҗизлаштуриду" дәп билдүрди.

Нөвәттә йәнә бир қисим анализчилар йәнила, хитай һөкүмитиниң ахири демократийини таллаштин башқа амалиниң йоқлиқини тәкитләйду. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.