Хитайдики әң нопузлуқ тарихшунас уйғур җйән бозән әпәндигә мавзедоң қандақ зиянкәшлик қилған? (1)


2006.05.30

jianbozan-150.jpg
Хитайдики әң нопузлуқ тарихшунас җйән бозән әпәнди. (1898.4.14-1968.12.18)

Өткән әсрниң 60 ‏- йилиирида хитайда "мәдәнийәт инқилаби" дәп аталған әмәлийәттики 10 йиллиқ мәдәнийәт ханивәйранчилиқи җәрянида, зянкәшликкә учрап өлүп кәткән алимларниң ичидә бейҗиң университетиниң профессори, хитайдики әң нопузлуқ тарихшунас уйғур җйән бозән әпәндиму бар. Җйән бозән әпәндиниң өлүми бир пәвқуладдә һадисә дәп қарилиши керәк, ‏- дәп баянини башлайду аптор ваң ючин "көзитиш журнили"да елан қилған "мәдәнийәт инқилабида зиянкәшликкә учриған җйән бозән әпәнди һәққидә" дегән мақалисидә.

Уйғур тарихшунас җйән бозән мавзедоңниң бивастә зиянкәшликигә учриған

Аптор һазир америкиниң чикаго университетида профессор болуп ишләватиду, ‏- бу һадисиниң "пәвқуаддә" характери шуки,‏- дәп давамлаштуриду баянини аптор, ‏‏- бейҗиң университетиниң профессори, хитайдики әң нопузлуқ тарихшунас уйғур җйән бозән әпәнди "мәдәнийәт инқилаби"дики әң қейин йил , ай вә күнләрни чидап бешидин көчүрүп болуп, ахири "азат" қилинип, турмуш җәһәттә "кәңричилик"кә чиқип болғанда, 1968 ‏- йили 12 ‏- айниң 18 ‏- күни әр -хотун иккиси биллә өзини өлтүрүвалған. Аптор бу мақалиси арқилиқ хитайдики әң нопузлуқ тарихшунас уйғур җйән бозән әпәндиниң баштин -ахир мавзедоңниң бивастә зиянкәшликигә учриғанлиқиниң пакитлирини ашкарилиған.

"Мәдәнийәт инқилабида зиянкәшликкә учриған җйән бозән әпәнди һәққидә" дегән мақалидә баян қилинишичә, 1952 ‏- йили бейҗиңда "йәнҗин университети" әмәлдин қалдурулуп, униң нами "бейҗиң университети"гә өзгәртилгәндин кейинла , җйән бозән әпәнди биринчи дәриҗилик профессор вә тарих паколтетиниң башлиқи қилип тәйинләнгән. Кейин, 60 ‏- йилларда җйән бозән әпәнди бейҗиң унивеситетиниң муавин башлиқи болған. Җйән бозән әпәнди та "мәдәнийәт инқилабий" башланғичә тарихшунаслиқ саһәсидә хитайдики әң нопулуқ бир нәччә кишиниң бири иди. У 1957 ‏- йили "оңчи" дегән гунаһқа мәһкум қилинип әмгәк билән өзгәртишкә әвәтилгән, кейин 80 ‏- йилларда америкиға кәлгән ву ниңкүн әпәндиниң "яш тамчилири" дегән әслимисидиму башқичә шәкил билән баян қилинған. Әмма "мәдәнийәт инқилабий" башланғандин кейин, әйни вақитта пән-илим саһәсидә әң нопузлуқ әрбап болупла қалмай, бәлки хитайға, коммунистик партийигә наһайити садиқ, һоқуқи вә орни наһайити мустәһкәм дәп һесабланған җйән бозән әпәндиму мавзедоңниң бивастә һуҗумиға вә зиянкәшликигә учрап вәйран болған.

Җйән бозәнгә кийдүрүлгән қалпақ

‏- Мавзедоң 1965 ‏- йили 12 ‏- айниң 21 ‏- күни хаңҗу шәһиридә қилған сөзидә хитайдики мәшһур зиялийларниң исмини атап, уларға очуқ һуҗум башлиған, ‏- дәп баянини давамлаштуриду аптор , ‏‏- мавзедоң сөзидә "бәзи зиялийлар , мәсилән: вухән, җйән бозән дегәнләр барғансери биз билән чиқишалмайватиду. Тарихта помешшеклар синипиниң пәқәт қайтарма һесаб елиш сияситила болған, һечқачан йол қоюш сиясити болмиған турсиму, әмма йеқинда бир киши йәнә "җйән бозән оттуриға қойған фиодал-помешшеклар синипиниң деһқанларға йол қоюш сиясити һәққидә" дәп мақалә йезипту" дейиш арқилиқ кишиләрни җйән бозәнгә дәрһал һуҗум қилишқа қутратқан.

‏- Мавзедоң 1966 ‏- йили 3 ‏- айда коммунистик партийә мәркизий комитети сиясий бюросиниң йиғинида "һазир пән ‏-илим , маарип саһәсиниң әмәлий һоқуқи техичә буржуазийиниң қолида, сотсялистик инқилаб чуңқурлашқансери улар шунчә қаттиқ қаршилиқ көрситиватиду. Вухән, җйән бозән дегән кишиләр гәрчә коммунистик партийә әзаси болсиму, әмма улар әмәлийәттә коммунистик партийигә қарши туридиған кишиләр, тоғрисини ейтқанда улар гоминдаңчилар. Әмди илмий саһәдә уларға қарши тәнқид башлаш керәк" дегән, ‏- дәп баянини давамлаштуриду аптор, ‏- шуниңдин кейин 1966 ‏-йили 4 ‏- айниң 23 ‏- күни "хәлқ гезити"дә "җйән бозәнниң маркисизмға қарши тарих көз қариши" дегән бир узун мақалә елан қилинип, униңда пүтүнләй җйән бозәнгә һуҗум қилиш һәққидә қутратқулуқ қилинған.

Мав зедоңниң ғәризи пәқәт җйән бозәнни көрәшкә тартиш

‏- Мавзедоң 1966 ‏- йили 7 ‏- айниң 21 ‏- күни қилған сөзидә йәнә , ‏-дәп баянини давамлаштуриду аптор , ‏- "җйән бозән наһайити көп китаб язған, униң китаблириниң һәммисини оқуп түгәткили боламду? униң һәммисини тәнқид қилип болғили боламду? мән уни қилалмаймән. Һазир мәдәнийәт инқилабида буржуа идийисини тәнқид қилимиз, дәп бейҗиң университетида лупиң, ли да дегән кишиләрнила тартип чиқирип, көрәшкә тартишниң нимә һаҗити бар ? җйән бозәнгә мәнму тетиялмаймән, һәр қайси өлкиләрму тетиялмайду" дегән. Мавзедоңниң бу гәплири гәрчә таза қамлашмиған таққа-туққу гәп болсиму, әмма униң мәниси наһайити ениқ иди, мавзедоң ғәризи пәқәт, мәйли қандақ шәкил қоллинилмисун, җйән бозәнни дәрһал тартип чиқирип , тил -һақарәт яки башқа һәр қандақ зәрбә беришни өз ичигә алған шәкилләрни қоллинип, уни көрәшкә тартиш керәк, дегәндинла ибарәт иди. (Давами бар) (вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.