Җяв гобяв: хитай генерали ипадилигән идийиниң һөкүмәт билән ортақлиқи бар


2005.07.22

Хитай генерали җу чеңху 7 - айниң 6 - күни америкиға ядро попозиси қилғанлиқи һәққидики хәвәр хитайниң тор бәтлири арқилиқ дуняға тарқалғандин кейинла, "хитай коммунист партийисиниң тәшвиқат минисрлиқини топқа тутайли" дәп мақалә язғанлиқи үчүн бейҗиң университетиниң профессорлиқидин қалдурулған җяв го бяв әпәнди обзор елан қилип, хитай генерали җу һеңхуни "хитайдики осама бин ладин" дәп атиған иди. 7 - Айниң 20 - күни профессор җав әпәнди зияритимизни қобул қилди.

Бейҗиң университетида ахбарат илми бойичә профессор болуп ишлигән җяв гобяв әпәнди алди билән "хитай генерали җу чеңху ипадилигән идийә вә аң интайин қалақ, интайин явуз ой - пикир" дәп көрсәтти. Шундақла йәнә, хитайниң һәрбий даирилири шу қәдәр көп хәлқни бәдәл бәргүзүп, ядро попозиси қилғанлиқиға қарши туруш керәк, дәп тәкитлиди.

Җяв гобяв әпәнди соал қоюш шәклидә тәһлил йүргүзүп "җу чеңху немигә асасән шиән шәһириниң шәрқидики һәммә хәлқни, уларниң һаятини, мәнпәәтини йоқ қилиш бәдилигә ядро уруши қилмақчикән? хәлқни қанчилик бәдәл төлигүзимиз десә, хәлқ уларға мақул дәп шунчилик бәдәл төләп берәмдикән?" деди.

Җявгобяв әпәнди хитай генерали җу чеңхуниң нәзийивий асаси һәққидә тәһлил йүргүзди. Униң ейтишичә, җу чеңхуниң сәпсәтиси нопус мәсилиси җәһәттин оттуриға қоюлған. У хитайда нопус мәсилиси бир чоң мәсилә, мушу әсрниң оттурилирида яки ахирида, бу мәсилә һаман оттуриға чиқиду, дәп қариған. Гәрчә шундақ дәп қаралғандиму, җу чеңхуниң яки һәрбий қисимлардики қайси бир кишиниң яки хитай һөкүмитидики қайсибир қаттиқ қоллуқ сиясәт қоллунушни тәшәббус қилғучи кишиниң инсанийәт үчүн "майса тақлаш" һоқуқи йоқ. Бу һоқуқ илаһниң һоқуқи. Қоюқ болуп кәткән майсини тақлап шалаңлитиш яки шалаңлатмаслиқ илаһниң ирадиси. Инсанийәтниң пәйда болуши вә тәрәққи қилиши тәбиий йосунда болиду. Һәр қандақ бир адәмниң буни биртәрәп қилиш һоқуқи йоқ.

Җявгобяв әпәнди осама бин ладин билән җу чеңхуни селиштуруп тәһлил қилди. Униң ейтишичә, осама бин ладин һөкүмәт әмәс. У бир шәхси яки тәшкилат, бәлки йәр асти тәшкилати. Униң һәрикити мәлум бир дөләтниң яки һөкүмәтниң һәрикити әмәс. Әмма хитай генерали җу чеңхуниң ядро попозиси билән хитай һөкүмитиниң оттурисида ортақлиқ бар. Җу чеңхуниң хаһиши һөкүмәт характерлиқ хаһишә.

Җяв әпәндиниң баян қилишичә, йеқинда хитайдики тор бәтлиридә йәнә, хитайниң сабиқ дөләт мудапиә министири чи хавтйәнниңму җу чеңхуға охшаш сөзлири барлиқи инкас қилинған. У " ким хитай коммунист һөкүмитини йоқ қилимән десә, пүтүн хитай йоқ қилиниду, инсанийәт йоқ қилиниду, алди билән америка йоқ қилиниду" дегәнмиш. Һәр қандақ бир сулалиниң яки бир сиясий партийиниң мушуниңға охшайдиған ой - пикри мәғлуб болмай қалмиған. Чүнки, инсанийәт әзәлдин варслиқ қилип келиватқан идийә нәпрәт вә қирғинчилиқ әмәс, бәлки сөйгү вә рәһимдилиқ . Һазирқи замандиму тәшәббус қилиниватқини сөйгү вә рәһимдиллиқ.

Җяв әпәнди җу чеңху билән чи хавтйәнниң сөзлиридә немә пәрқ барлиқи вә уларниң хитай һөкүмити билән мунасивити бар яки йоқлиқи һәққидиму тәһлил йүргүзди. Униң баян қилишичә, хитайда һәрбий қисимлардин чиққан бу сөзләр хитай коммунист һөкүмити билән көз қараш җәһәттә ортақлиққа игә. Улар бир - бири билән һәмнәпәс. Җу чеңху нопус мәсилиси җәһәттин пикир қилған. У хитайда нопус мәсилисини һәл қилғили болмайду, шуңлашқа алди билән муш көтүрүп чиқиш керәк, алди билән башқиларни йоқ қилиш керәк, дәп қариған. Чи хавтйән болса идеологийә җәһәттин пикир қилған. У америка һазир хитай коммунист һөкүмити үчүн әң чоң тәһдит, шуңлашқа алди билән америкини йоқ қилиш керәк, дәп ойлиған. Буларниң ой - пикриниң нәзирийиви асаслири охшимисиму, әмма улар явузлуқ, хәлққә, инсанийәткә вә мәдәнийәткә қарши туруш җәһәттә охшаш. Улар охшашла, сән коммунист партийини йоқ қилимән десәң, биз әввәл сини йоқ қилимиз яки тәң йоқ болимиз, дәп ойлиған. Миниң қаришимчә, уларниң хитай һөкүмити билән ортақлиқи бар. Чүнки һазир хитай йүзлиниватқан ички зиддийәт билән хитайға хәлқарадин келиватқан ташқи бесим, улар үчүн ортақ. Хитайниң ички қисмида һазир мәнпәәтләргә еришиш җәһәттә тәңсизлик бар. Хәлқарада болса демократийә һәдәп қанат яйдурливатйду, бу улар үчүн ортақ бесим. Америка президенти буш әпәнди " 21 - әсир әркинлик әсири" дәп җакарлиди. Миниң қаришимчә, бу наһайити яхши пикир. Һазир хәлқниң бәхтлик яки бәхтлик әмәслики шу дөләттә әркинлик вә демократийиниң бар яки йоқлиқи билән өлчиниду. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.