Хитай вә уйғур елидики бай вә кәмбәғәлләр оттурисидики пәрқ барғансери чоңаймақта


2006.03.03

Йеқинда хитай дөләт тәрәққият вә ислаһат комитети мәмликәт ичидики шәһәр хәлқиниң турмуш әһвали һәққидә тәкшүрүш елип барди һәмдә бу һәқтә мәхсус доклат елан қилди. Мәзкур доклатта "хитайдики бай вә кәмбәғәлләр оттурисидики пәрқ мәсилиси барғансери еғирлашмақта, әгәр бу мәсилә тоғра бир тәрәп қилинмайдикән, җәмийәттә нурғун иҗдимаий мәсилиләрни кәлтүрүп чиқириду" дәп көрситилгән.

Хитайдики бай вә кәмбәғәлләр оттурисидики пәрқ шәһәр вә йезилар оттурисидики пәрқнила әмәс, бәлки шәһәрләрдә шәкилләнгән бай вә кәмбәғәлләр районидики пәрқләрни өз ичигә алған. Бу һәқтики мәлуматларни, мухбиримиз меһрибанниң мәхсус программисидин аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.