Ким кимниң дүшмини? (2)
2007.04.19
Хитай һөкүмитиниң уйғур деһқан әмгәк күчлирини болупму җәнубий уйғур дияридики уйғур қизлирини тәшкиллик һалда хитай өлкилиридики завутларға ишләмчиликкә орунлаштуруватқанлиқи һәмдә улар учраватқан кишилик һоқуқ мәсилилири әслидинла уйғурларниң түрлүк гуманини һәмдә наразилиқлирини қозғаватқан мурәккәп бир мәсилә иди.
Йеқиндин буян уйғур ели һәмдә чәтәлдә мәзкур мәсилигә болған диққәтниң күчийишигә нисбәтән, хитай даирилириниң алаһидә сәзгүрлүк ипадилиши, бу мәсилигә нисбәтән йәниму күчлүк җамаәт пикри һасил қилмақта. Алдинқи программимизда қәшқәр партком секритари ши дагаңниң " кимки қәшқәрдики деһқан әмгәк күчлирини сиртларға йөткәшкә тосқунлуқ қилса шу қәшқәрниң дүшмини, шу уйғурларниң дүшмини... " Дегәндәк баянлириға қарита уйғур демократик вә кишилик һоқуқ һәрикити йетәкчиси рабийә қадир ханим, һәмдә бейҗиң баһари җурнили муһәррири хупиң әпәндиләрниң тәһлиллирини аңлатқан идуқ.
Хитай даирилири бу йил уйғур елидин хитай өлкилиригә йөткәп ишқа орунлаштуридиған деһқан әмгәк күчлириниң көлимини бир йерим милйон адәм қетимға йәткүзмәкчи, шундақла һазирғичә мәлум болған санлиқ мәлуматларға қариғанда хитай завутлириға ишқа орунлаштуруш обйектиниң көп қисмини уйғур елиниң җәнубидики үч вилайәт һәмдә бир аптоном областики уйғур қизлири игилимәктә. Нөвәттә мәзкур мәсилә чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлиридин башқа хәлқаралиқ кишилик һоқуқ органлириниңму диққитини қозғиған мәсилигә айланди.
Мәзкур мәсилә һәққидә бейҗиң баһари җурнили муһәррири хупиң әпәнди алдинқи аңлитишимизда мулаһизә йүргүзүп " хитайниң һәр қандақ җайида әмгәк күчлириниң йөткилиш мәсилиси бар, әмма уларни һөкүмәт тәшкиллигән әмәс, өзлигидин шәкилләнгән иқтисади бир паалийәт, әмма уйғурларға кәлгәндә хитай һөкүмитиниң мәхсус сиясәт чиқирип, күч аҗритип тәшкиллишиниң өзила бу мәсилиниң гуманлинишқа, ениқлашқа тегишлик мәсилә икәнликини көрситип бериду дегән иди.
Уйғур қизлирини йөткәш - хитайниң нопус мәсилисини һәл қилиштики сиясий тәдбириму?
Хупиң әпәнди йәнә, хитай даирилириниң хитай өлкилиригә йөткәватқан уйғурлар ичидә уйғур қизлириниң саниниң пәвқуладдә көп нисбәтни игиләватқанлиқиниң өзи, гуманларни пәйда қиливатқанлиқини ипадиләп мундақ деди: "һазирғичә мәлум болған санлиқ статестикилардин көрүвилишқа болидуки, хитай өлкилиригә ишләмчиликкә йөткәлгәнләр арисида уйғурлар, болупму уйғур қизлири юқири нисбәтни игилимәктә."
Хитай һөкүмитиниң бу тәдбиридә мениң гуманимни қозғайдиған тәрәпләр, әгәр бу бир иқтисади тәдбир болған болса, өзлигидин тәшкилләнгән, нәгә барса, қәйәрдин иш тепишни халиса өзиниң ихтияри билән болидиған паалийәт болуши керәк иди. Униң үстигә нопус җәһәттин ейтқандиму, хитай өлкилиридин шинҗаңға иш тепиш үчүн келиватқан ишләмчиләр һәргизму шинҗаңдин башқа җайларға кетиватқанлардин аз әмәс. Демәк шинҗаңда иш пурсәтлири бар. Улар хитай шәһәрлиридә тилиму, мәдәнийитиму охшимайдиған җайларға берип иш тапмиса болмайдиған дәриҗидә әмәс. Униң үстигә уйғурларниң көп сандикилири йәнила өзлиригә тонушлуқ болған муһитта ишләшни, җан беқишни арзу қилиду әлвәттә.
Буниң ичидә йәнә хитай нопусниң җинсий нисбәт тәңпуңсизлиқидәк чоң мәсилини һәл қилишта беши ағриватқан пәйттә, бунчә көп сандики яш қизларни шәрққә йөткәшму гуманлиқ бир тәрәп, буниңда сиясий бир мәқсәтләрниң барлиқини йошуруп қалалмайду. Һазир биз мушу мәсилиләрни ениқлашқа муһтаҗ шундақла хитай һөкүмитиниң бу җәрянда немиләрни қиливатқанлиқи, буниң әсли характери қатарлиқларға мунасивәтлик нурғун мәсилиләргә җаваб тапқили болиду дәп қараймән.
Рабийә қадир: "гуманлар һаман йешилиду, һәқиқәтни йошуруп қалғили болмайду"
Хитай өлкилиригә мәҗбурий йөткилип һәр җәһәттин һоқуқ мәнпәәтлири дәпсәндә болуватқан уйғур қизлириниң кишилик һоқуқиниң капаләткә игә болуши һәмдә мәзкур мәсилиниң дуняға аңлиниши үчүн актип паалийәт елип бериватқан уйғур кишилик һоқуқ һәрикити йетәкчиси рабийә қадир ханим, хитай һөкүмитиниң уйғур яшлирини пиланлиқ һалда хитайға түркүмләп йөткишиниң, хитай һөкүмити ейтқандәк уйғурларни бейитиш сиясити икәнликигә һәргизму ишәнмәйдиғанлиқи шундақла һаман бир күни хитайниң мәзкур сияситиниң һәқиқий мәқситиниң ашкарилинидиғанлиқиға толуқ ишәнч билән қарайдиғанлиқини ипадиләш билән тәң йәнә, хитайниң һәр қандақ тосқунлуқ һәрикитиниң өзиниң бу һәқтә давамлиқ һәрикәт қилишини тохтиталмайдиғанлиқини билдүрди:
Рабийә қадир ханим баянлириниң хатимиси сүпитидә радиомиз арқилиқ уйғурларға өзиниң мураҗитини аңлитишни арзу қилидиғанлиқини билдүрүп мундақ деди: "мән шәрқий түркистандики езиливатқан уйғур қериндашлиримға, қизлиридин айрилип азаб чекиватқан ата аниларға, хитай өлкилиридики хитай завутлирида зорлуқ зомбилиққа учриған қизларға һәмдә уларниң әһвалидин хәвәрдар кишиләргә радиониң һәқсиз линийиси арқилиқ өзиниң әһваллири һәмдә турушлуқ завутлар һәққидә учур беришини мураҗәт қилимән . Силәрни қутқузуш үчүн биз гә пакит ,учурлар керәк, тартқан азабиңларни бизгә йәткүзүшүңларни сораймән." (Гүлчәрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғурлар өз юртида кәмситилмәктә
- Уйғур елидә йүргүзүлүватқан "2007 - йиллиқ баһар шамили" уйғурларниң қаттиқ наразилиқини қозғиди
- Уйғур елидә, "2007 - йиллиқ баһар шамили" уйғурларға еғир ишсизлиқ ақивәтини елип кәлмәктә
- Хитайлар, уйғур елидин хитайға тошулған ишләмчиләрни мәдәнийәтсиз дәп һақарәтлиди
- Уйғур яшлар хитай өлкилиридә, хитай мәдикарлар уйғур елидә ишқа орунлашмақта
- Уйғур аптоном районида 'баһар шамили' һәрикити башланған
- Уйғур елидики иш пурсәтлиригә кимләр игә болмақта ?
- Хитайдин чәтәлләргә чиқип олтурақлишип қеливатқан иқтидарлиқ кишиләр барғансери көпәймәктә