Қирғизистанда уйғур рәссами тәләт миррәхимопниң көргәзмиси ечилди
2006.10.26
Қирғизистан һөкүмити бу җумһурийәттә яшаватқан уйғурларниң санини тәхминән 50 миң дәп елан қилған болуп, гәрчә уйғурларниң сани аз болсиму, лекин улар ичидин җумһурийәткә вә оттура асияға кәң тонулған әрбаблар йетишип чиққан.
Уйғур рәссами тәләт миррәхимоп әнә шуларниң вәкиллиридин бири болуп, униң нами оттура асия вә башқа сабиқ совет җумһурийәтлиридики рәссамлиқ сәнити саһәсигә хелидин бери тонушлуқ.
Модернизм еқимиға мәнсуп бу уйғур рәссами йеқинда бишкәк шәһиридә өзиниң рәсим көргәзмисини ачқан болуп, униң әсәрлири қирғизистандики атақлиқ сиясий вә мәдәнийәт әрбаблириниң алқишиға сазавәр болди.
Бу һәқтә бишкәктики ихтияри мухбиримиз турсун исламдин аңлаң.
©
2006 Radio Free Asia