Куча хәлқиниң наразилиқидин дуня хәвәрдар болди
2007.07.20
Алдинқи программимизда хитай һөкүмитиниң " йеза ешинча әмгәк күчлирини йөткәш" намида уйғур деһқан қизлирини хитай өлкилиридики завутларға түркүмләп мәҗбурий йөткәватқанлиқиға қарита , йеқинда ақсуниң куча наһийисидә хәлқниң наразилиқ намайиши елип барғанлиқи һәққидә игә болған учурлиримизни аңлатқан идуқ .
Нөвәттә чәтәлләрдики ахбарат органлири шуниңдәк уйғурларниң кишилик һоқоқ мәсилилиригә көңүл бөлүватқан орган һәм тәшкилатларму ,шәрқий түркистан учур мәркизи һәмдә америка уйғур кишилик һоқуқ программиси қатарлиқ тәшкилатларниң учур тарқитиши билән хитай һөкүмитиниң уйғур қизлирини ишқа орунлаштуруш баһанисида хитай өлкилиригә мәҗбурий йөткәп уйғурларниң инсаний һәмдә қануний һәқ - һоқуқлириға дәхли тәруз йәткүзиватқанлиқи һәмдә бу һәқтә гәрчә хитай бастуруватқан болсиму , йәнила уйғур ели ичидики хәлқниң наразилиқ һәрикити елип барғанлиқидин хәвәрдар болмақта .
Кучадики хәлқ наразилиқ һәрикитигә куча наһийисиниң һакими немә дәп җаваб бериду ? мәзкүр мәсилигә уйғурларниң кишилик һоқоқ һәрикити йетәкчиси рабийә қадир қандақ баһа бериду ?
юқиридики улиништин, мухбиримиз гүлчеһрәниң тәйярлиған мәлуматниң тәпсилатини аңлайли.
Мунасивәтлик мақалилар
- Куча наһийисидә хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ намайиши елип берилған
- Хитайниң уйғур қизлирини хитайға йөткәш сиясити қирғизистан уйғурлириниң әйиблишигә учриди
- Хитайдин қечишқа мәҗбур болған бир уйғур ишләмчи қизниң сәргүзәштиси
- Америка : уйғур қизларни ичкиригә мәҗбурий йөткәш адәм әткәсчиликиниң бир түри
- Ешинчи әмгәк күчлири дәп қаралған уйғур қизлири нимә үчүн өз юртлириға ишқа орунлаштурулмайду?
- 2000 Қизни өз юртиға ишқа орунлаштуруш билән хәлқниң наразилиқини пәсәйткили боламду?
- Хитай өлкилиригә ишләмчиликкә йөткиливатқан уйғур қизларниң қануний һәқ - һоқуқиға ким капаләтлик қилиду?
- Һалакәткә дуч кәлгән уйғурлар
- Ашкариланған сирлар - йәркәндин хитай өлкилиригә йөткәлгән қизларниң һәқиқий әһвали (2)
- Ашкариланған сирлар - йәркәндин хитай өлкилиригә йөткәлгән уйғур қизларниң һәқиқий әһвали(1)
- Хитай өлкилиридики завутларға орунлаштурулған қизлар қандақ ақивәтләргә дуч кәлмәктә
- Қирғизистандики өктичиләр өз паалийәтлирини давамлаштурмақта