"Махмуд қәшқири вә түрк дунясиниң тили, әдибияти, мәдинийити вә тарихий"


2007.05.01

Йеқинда қирғизистан пайтәхти бешкәктики ата-түрк алатав университитида "махмуд қәшқири вә түрк дунясиниң тили, әдибияти, мәдинийити вә тарихий," дигән темида хәлқара илмий муһакимә йиғини чақирилди.

Бу қетимқи йиғинни түркийә җумһурийитиниң түрк дуняси ишбирлики вә тәрәққият идариси билән қирғизистан мәдинийәт министирлики бирлишип уюштурған. Йиғинда махмуд қәшқириниң түркий хәлқләр мәдинийити, тили вә әдибиятиниң шәкиллинишидә ойниған роли үстидә муһакимә елип берилди.

Йиғинда бәзи алимлар махмуд қәшқирини түркий хәлқләргә ортақ болған бир исим, дәп көрсәтти.

юқурдики уланмидин, ихтияри мухбиримиз турсун исламниң бу йиғин тоғрисидики тәпсили мәлуматини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.