Малайшияға уйғур оқуғучиларни елип келиватқан мәсул хадим билән сөһбәт

Малайшияда оқуватқан оқуғучиларниң бир қисми уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң "чәтәлдә оқуйдиғанлар мулазимәт мәркизи" тәрипидин әвәтилгән болуп, уларниң йеқинда радиомизға билдүрүшичә, аптоном районлуқ маарип назаритиниң өз хираҗити билән чәтәлдә оқуйдиғанлар мулазимити мәркизи малайшияға мәхсус адәм әвәтип, мәзкур җайдики уйғур оқуғучилирини иптаға чақириш баһаниси билән, улар билән йеқиндин сөһбәттә болған вә һәммә җәрянни синалғуға алған.

Малайшияда оқуватқан уйғур оқуғучиларниң әһвали вә ваң ханимниң бу қетимлиқ малайшия зиярити һәққидә көпрәк мәлуматқа игә болуш үчүн, мухбиримиз меһрибан ваң ханимни телефон арқилиқ зиярәт қилди.

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org