Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң һәрбий маневири уйғур елидә
2007.08.10
9- Авғуст күни башланған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң һәрбий маневири үстидә хәлқара мәтбуатларда түрлүк мулаһизиләр елип берилмақта. Бәзи сиясий вә һәрбий мулаһизиләр хитай болупму русийә бу маневир арқилиқ ғәрибкә болупму америкиға, оттура асия вә явру-асия да бу районда оттуриға чиқидиған тәһдитләргә тақабил туридиған һәрбий бир күчниң мәвҗут икәнликини көрситип, америкиниң оттура асия районида кеңийишиниң алдини елишни мәқсәт дйешсә, йәнә бәзи мулаһизичиләр, аталмиш бөлгүнчилик, террорчилиқ вә әсәбий дини күчләргә қарши турушни шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң паалийәт пилани ичигә киргүзгән хитай һөкүмитиниң бу маневир арқилиқ, һәм уйғурларға бир сигнал беришни һәмдә уйғурлар паалийәтчиләрниң оттура асиядики паалийәт даирисини техиму тарайтишни нишан қилиду, дейишмәктә.
Маневир баянати, хитай һөкүмитиниң шинҗаңдики тәҗирбисини әкис әттүриду
9- Авғуст күни русийидә чиқидиған комерсант гезитидә елан қилинған бир мулаһизидә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң " тинчлиқ бурчи 2007" дәп талған һәрбий маневириниң районда, 2005- йили өзбекистанниң әнҗан шәһиридә йүз бәргән қозғилаңға охшаш қозғилаңларниң алдини елишни мәқсәт қилдиғанлиқи тәкитләнгән .
Маневирниң, уйғур елидә башланғанлиқиға алаһидә диққәт тартилған мақалидә мундақ дейилгән ": маневир узундин бери хитай һөкүмити билән уйғур мустәқилчилириниң уруш мәйданиға айланған шинҗаң уйғур аптоном районида башланди. Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң аталмиш үч хил күчләргә йәни бөлгүнчилик, террорчилиқ вә әсәбий диний күчләргә қарши турушниң зөрүрлики тоғрисидики баянати, хитай һөкүмитиниң шинҗаңдики тәҗирбисини әкис әттүриду."
Бу қетимқи маневир чиқимлириниң асаслиқ қисиминиң русийә һөкүмити тәрипидин тәминләнгәнлики әскәртилгән мулаһизидә: "бу әҗәплинәрлик бир иш әмәс. " Тинчлиқ бурчи 2007 " намлиқ һәрбий маневири, оттура асияда русийиниң мәнпәәтлирини қоғдаш вә районда күнсири күчийиватқан америкиниң тәсириниң кеңийишиниң алдини елиш үчүн шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини һәрбий вә сиясий бир иттипаққа айландуруш пиланиниң муһим бир қисими һесаблиниду" дейилгән.
Хитай, оттура асиядики тәсир даирисини кеңәйтип, америкиниң районда илгирлишиниң алдини елишни мәқсәт қилмақта
Асия хәвәрлири тор бетидә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң һәрбий маневири һәққидә елан қилинған мулаһизидә болса," гәрчә маневирниң көрүнүштики нишани әза дөләтләр арисида террорчилиққа, зәһәрлик чекимлик вә қорал-ярақ әткәсчиликигә қарши һәмкарлиқни күчәйтишни мәқсәт қилсиму, лекин маневирниң асаслиқ нишани сиясий" дәп әскәртилгән.
Мулаһизидә ейтилишичә, хитай вә русийә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр оттурисидики дипломатийә вә сиясий мунасивәтләрни күчәйтиш арқилиқ оттура асиядики тәсир даирисини кеңәйтип, америкиниң районда илгирлишиниң алдини елишни мәқсәт қилмақта.
Әмма мулаһизидә тәкитлинишичә, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини, аталмиш гумандарларни өз дөлитигә қайтуруш келишимини йолға қоюш арқилиқ, тәшкилатқа әза дөләтләрдики сиясий паалийәтчиләрни бастурушқа ярдәм бериватиду, дәп әйиблимәктә. Мулаһизидә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң бейҗиңниң зиянкәшликигә учриған уйғур паалийәтчиләрни хитай һөкүмитигә тапшуруп бериватқанлиқи алаһидә тилға елинған.
Пакистанда чиқидиған күндилик вақит гезитидә елан қилинған бир мақалидә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң хитайниң көп қутуплуқни тәрғиб қилиш үчүн районда қурған әң муһим тәшкилат икәнликини, лекин ғәрблик мулаһизичиләрниң бу тәшкилатниң асаслиқ мәқсити америкиниң тәсир даирисиниң оттура асияда кеңийишиниң алдини елиштин ибарәт дәп қарайдиғанлиқини тәкитләнгән.
Мақалидә, бейҗиң һөкүмитиниң, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр оттурисидики һәмкарлиқтин шәрқий түркистан җумһурийитини қайтидин қуруш үчүн күрәш қиливатқан уйғурларни бастуруш үчүн пайдилиниватқанлиқи тәкитләнгән. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қирғизистан сақчилири әлишир исламни техичә тутуп турмақта
- Хитайниң һиндистан билән бирликтә өткүзмәкчи болған һәрбий маневириниң мәқсити немә?
- Қәһриман ғоҗамбәрди қирғизистанда йүз бәргән намайиш һәққидә тохталди
- Қирғизистан сақчилири тәшкилатчи турсун исламниң оғлини тутуп кәтти
- Русийиниң таҗикистандики базисида реактип айропиланлирини көпәйтиштики истратегийилик мәқсити немә?
- Хитай хәлқара қудрәтлик дөләт болуш орнини тикләшкә тиришиватамду ?
- " Иттипақ" җәмийити өз паалийәтлирини техиму күчәйтмәкчи
- Хитай һөкүмити қирғизистандики җасуслуқ һәрикитигә қатнашқанлиқини инкар қилди
- Қирғизистандики уйғур зиялийлар билән бир қисим қирғиз зиялиларниң сөһбити
- Голландийидә өткүзүлгән уйғур паалийәтлириниң роһи бишкәктә
- Оттура асияниң демократик мәркизи - қирғизистан
- Қирғизистандики уйғур профессор әзиз наринбайефниң талланма әсәрлири нәшридин чиқти