Хитай- русийә бирләшмә һәрбий маневири кимгә қаритилди?
2005.10.04
"Тинчлиқ вәзиписи- 2005" дәп аталған хитай- русийиниң түнҗи бирләшмә һәрбий маневири 8 - айниң 18- күнидин 25 - күнигичә русийиниң йирақ шәрқ райони вә хитайниң шәндуң йерим арили әтрапида өткүзүлди.
Бирләшмә һәрбий маневирда, хитай вә русийә бир қисим илғар типтики қорал - ярақлирини ишқа салғандин сирт, маневирға йәнә қуруқлуқ, деңиз , һава армийә вә деңиз қуруқлуқ армийисидин болуп 10 миңдин артуқ әскәр вә офитсерлар қатнашқан. Буниң ичидә 1800 и русийиниң әскәрлири иди. Икки дөләт йәнә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң мудапиә министирлири вә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң күзәткүчи дөләтлириниң вәкиллирини маневирни көрүшкә тәклип қилған иди.
Нишан йәнила америка
Ундақта, бу қетимқи хитай вә русийиниң бирләшмә һәрбий маневири зади кимгә қаритилди? мирас фонди җәмийитидә бу һәқтә мулаһизә йүргүзгән мутәхәсисләрниң қаришичә, икки дөләт бу қетимқи " тинчлиқ вәзипә -2005" һәрбий маневири арқилиқ өзлириниң һәрбий күчини америкиға көз- көз қилип, америкиниң дуняни башқурушиға тәхир қилмайдиғанлиқини билдүрүшни мәқсәт қилған.
Йиғинниң риясәтчиси болған америка мирас фонди җәмийитиниң русийә вә оттура асия ишлири мутәхәссиси ариял кохәнниң билдүрүшичә, интайин рошәнки ,хитай- русийә бирләшмә һәрбий маневири америкини нишан қилған. Әмма нөвәттә русийә, хитай- русийә мунасивитидә пассип һаләттә болуп, әгәр русийә давамлиқ түрдә хитай билән бирлишип, америкиға тақабил туридиған йолни таллиса, у һалда москва ахири өз бешини йәйду. Кохәнниң ейтишичә, русийиниң узун мәзгиллик мәнпәәти әмәлийәттә хитайдин келидиған йошурун тәһдиткә учримақта. Ариял кохән мундақ дәйду:
"Узун мәзгилдин ейтқанда, русийә кәлгүсидә зорайған хитай тәрипидин бесивелинип йоқилиш хәвпигә дүч кәлмигән тәғдирдиму, әмма русийиниң йирақ шәрқ райони, сибирийә қатарлиқ җайлар вә у йәрдики мол тәбиий байлиқлар хитай тәрипидин тартивелиниш хәвпи бар. Шуңа биз русийидики сиясий әрбабларға бу мәсилиләрни көрситип беришимиз керәк. Андин улардин хитай билән қанчилик һәмкарлишишни халайдиғанлиқини соришимиз керәк".
Америка һәмкарлиқни күчәйтиши керәк
Ариял кохән йәнә америкиниң, хитай вә русийидин келидиған тәһдиткә тақабил туруш үчүн, һиндистан вә японийә билән бихәтәрлик вә һәрбий һәмкарлиқни күчәйтиши керәклики, шундақла йәнә русийиниң йирақ шәрқ райони вә оттура асияда һәр хил тиҗарәт программлирини елип бериши керәкликини көрсәтти.
Униң тәкитлишичә, америка йәнә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатида "күзәткүчилик" салаһийәтни капаләткә игә қилиши һәмдә хитай- русийә мунасивәтлирини йеқиндин күзитиши керәк икән.
Һәрбий маневирниң мәқсити көп тәрәпмилик
Йиғинда сөз қилған," русийә RIA - новости учур мулазимәт мәркизи" ниң вашингтонда турушлуқ ишханисиниң мудири игор зивилофниң билдүрүшичә, хитай- русийә бирләшмә һәрбий маневири америкини нишан қилғандин сирт йәнә, дөләт ичидә өзиниң һәрбий җәһәттин күчләнгән бир образни тикләшни мәқсәт қилған. Буниңдин сирт, хитай һәрбий маневир арқилиқ йәнә японийә, тәйвән вә башқа оттура асия дөләтлиригиму һәйвә қилишни ойлиған. У мундақ дәйду:
"Немә үчүн нурғунлар русийә- хитай оттурисидики һәрбий маневирдин шунчилик әндишә қилиду дегәндә, мениңчә униң бир қанчә түрлүк сәвәби бар. Мениң қаришимчә, русийә вә хитайниң тәрәққият модили, америка вә явропаниң моделидин пәрқлиниду. Бу модел, дөләтниң башқуруши астидики базар игилики, демократик елментлар бар яки йоқ болған мустәбит түзүм, заманивилаштуруш дөләтниң нөвәттики әң түпки нишани қатарлиқларни өз ичигә алиду. Демократийини йолға қоюш бу дөләтләрниң әң муһим нишани әмәс. Америка вә яврупа болса өзлирини универсал қиммәт қаришини тарқатқучи дәп қарайду. Шуңа йеқин кәлгүсидә қиммәт қариши арисидики тоқунуш улар арисида җиддийлик вә тоқунушларни кәлтүрүп чиқириши мумкин.
Америкиға берилгән бир сигнал
Йиғинда йәнә сөз қилған, миязава җорнилиниң саһиби вә тәһрири майкил миязава, хитай- русийә бирләшмә һәрбий маневириниң америкиға ениқ сигнал бәргәнликини билдүрүп мундақ деди:
"Хитай рәһбәрлири бу һәрбий маневир арқилиқ америкиға шундақ сигнал бәрдики, у болсиму, хитай америка билән бихәтәрлик мәсилисидә боламду яки башқа мәсилиләрдә боламду тоқунушушни халимайду. Америка билән һәмкарлишишини халайду. Әмма, хитай һәммила ишқа тәхир қилип турмайду. Шуңа хитайни бәк чекигә қистимаң, болупму тәйвән мәсилисидә".
Мирас фонди җәмийитиниң даңлиқ тәтқиқатчиси, хитай ишлар мутәхәссиси харвий филдмән, русийә - хитай бирләшмә маневири арқилиқ, шималий корийә ядро киризисини һәл қилиш йолидики сөһбәт бузулуп, америка һәрбий һәрикәт елип барған шараитта, уларниң америкиниң һәрбий һәрикитини тосуш күчи барлиқини көрситишни мәқсәт қилғанлиқини ейтти. Униң ейтишичә, русийиниң хитайға кәң көләмдә қорал сетип бериши, әмәлийәттә хитайға өзини есип өлтүривалидиған арғамча бәргәндәк бир иш икән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Шималий атлантик окян әһди тәшкилати қирғизистанда
- Русийә билән хитай һәрбий һәмкарлиқлирини күчәйтмәктә
- Хитай асияға тәһдитму?
- Русийә хитай һәрбий маневириниң мәқсити немә?
- Русийә-хитай бирләшмә һәрбий маневири башланди
- Америка анализчисиниң нәзиридики русийә-хитай һәрбий маневири
- Хитай оттура асияда русийә тәсир күчиниң орнини игиләмду ?
- Қазақистандики сиясийон шәрпбег америка қошунлири мәсилиси һәққидә тохталди
- Америка дөләт мудапиә министири доналд рамсфелд оттура асияда