"Мәдәнийәт инқилаби" һәққидики йеңи тәтқиқатлар (1)


2006.05.15

1966 ‏- Йили 5 ‏- айниң 16 ‏- күни хитайда "мәдәнийәт инқилаби" дегән һәрикәт башланған иди. Бу вәқәниң йүз бәргинигә 40 йил тошқан мушу күнләрдә, хитайда хәлқ арисида бу һәрикәткә қайтидин баһа бериш паалийити болуватиду. Мушу күнләрдә, хитайда мәдәнийәт инқилабий асарә- әтиқилириниң баһаси 1000 һәссиләп өрлигән. Хитай коммунистик партийиси мәркизий комитетиниң тәшвиқат министирлиқи мәдәнийәт инқилабини тәтқиқ қилиш мәсилиси тоғрисида " контрол қилиш, тәкшүрүштин өткүзүш, санини чәкләш, тимпораторисини төвәнлитиш керәк" дәп буйруқ чүшүргән.

Мәтбуатларда

Мәдәнийәт инқилабида тунҗи чоң хәтлик гезитни йезип чаплиған ние юәнзи ханим б б с мухбириға "пәқәт кийинки әвладларға мәдәнийәт инқилаби дегән һәрикәтниң немиликини чүшәндүрүш үчүнла өзәмни өлтүрүвалмай яшашни давамлаштурдум" дегән. Хоңкоңда чиқидиған "ечивитиш" журнилида болса хитай пәнләр академийиси маркисзм -ленинизм инистетотиниң ху явбаң дәвридики тәтқиқатчиси, хитай коммунстик партийиси мәркизий комитети 1987 ‏- йили фаң лизи, любиңйән, ваң роваң қатарлиқ кишиләр билән бирликтә партийидин чиқиривәткән җаң шйәняң әпәндиниң мавзедоң "мәдәнийәт инқилаби"ни немә мәқсәт билән қозғиған дегән темидики мулаһизиси; ху җинтав билән чиңхуа университетида биллә оқуған вә йеқин өткән вән рүннийән әпәндиниң ху җинтав ниң мәдәнийәт инқилаби дәвридики әһвали һәққидә язғанлири тунуштурулди.

Мавзедоң мәдәнийәт инқилабини немә мәқсәт билән қозғиған?

Хоңкоңда чиқидиған "ечивитиш" журнилиниң баш муһәррири җин җуң әпәнди әркин асия радиосиниң мухбири линдиниң зияритини қобул қилғанда, алди билән мавзедоң мәдәнийәт инқилабини немә мәқсәт билән қозғиғанлиқи һәққидики көз қаришини оттуриға қойған. Җин җуң әпәндиниң мулаһизә қилишичә, "мавзедоң һаят вақтида өзи билән охшимиған пикирдики кишиләрниң һәммисини "сталинниң йенида ятқан херошев" қа охшаш кишиләр, буларниң һәммиси мини ағдурмақчи дәп қарап, уларни пүтүнләй йоқитип үзиниң орнини мустәһкәмлимәкчи болған. Шундақла мавзедоң йәнә өзи өлгәндин кейин, худди херошев сталинниң җәситини орнидин қозғивәткәндәк, өзиниң җәситиниңму тартип чиқирилишидин, һәтта "қамчилиниши"дин әндишә қилған. Җин җуң әпәнди бу тема буйичә хитай пәнләр академийиси маркисзм -ленинизм иниститотиниң ху явбаң дәвридики тәтқиқатчиси җаң шйәняң әпәндиниң мақалисини тунуштурған. Җаң шйәняң әпәнди мақалисидә 2006 ‏- йилини хитайда йүз бәргән "мәдәнийәт инқилаби" дегән 10 йиллиқ балайи-апәтни әсләп, уни номус дәп қарайдиған чүшәнчини тикләйдиған бир йил қилиш лазим, ‏‏- дәп тәклип бәргән.

Җин җуң әпәндиниң баян қилишичә, җаң шйәняң әпәнди йеқинда мәдәнийәт инқилаби тоғрисида "ечивитиш журнили"ға язған хетидә, мавзедуңниң мәдәнийәт инқилабини қозғишини совет иттипақиниң 20 ‏- қорултейи билән мунасивәтлик, дәп қариған. Униң баян қилишичә, херошев 1956 ‏- йили совет иттипақиниң 20 ‏- қорултейида бир мәхпий доклат берип, сталинниң шәхсийигә чоқунушни йолға қойған җинайитини паш қилған иди. Шуниңдин кейин мавзедоң хитайда херошевни 10 йилғичә ялмавуз қилип көрсәтти вә шуни баһанә қилип, хитайда өзи билән охшаш пикирдә болмиған кишиләрниң һәммисини йоқитиш үчүн оңчиларға қарши туруш, оңчиллиққа қарши туруш, мәдәнийәт инқилаби дегән сиясий һәрикәтләрни қозғиди, бу бивастә сәвәб. Мавзедоң һаят вақтида қарши турушқа җүрәт қилалмиған кишиләрниң, мавзедоң өлгәндин кейин "җәсиитини қамчилиши"дин әндишә қилғанлиқиму йәнә бир сәвәб. Һоқуқ мәстаниси мавзедоң "мәдәнийәт инқилаби"ни қозғатқанда, алди билән әйни вақиттики дөләт рәиси, партийә ичидә өзиниң муавини болуп туруватқан люшавчини йоқитиш үчүн, уни "капитализм йолиға маңған һоқоқдар", "бизниң йенимизда ятқан қара нийәтчи херошев" дәп атиған вә башқиларни уни тартип чиқиришқа күшкүрткән. Хәлқ бу "мәдәнийәт инқилабий"дики 10 йилни "он йиллиқ булаң-талаш " дәп тәсвирләп кәлмәктә. (Давами бар) (вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.