"Мәдәнийәт инқилаби" һәққидики йеңи тәтқиқатлар (2)


2006.05.16

Җин җуң әпәндиниң баян қилишичә, һазир йеши 60 әтрапидики хитай рәһбәрлири әйни вақитта қизил қоғдиғучи. юқирий дәриҗилик коммунист әмәлдарлириниң мәдәнийәт инқилабида җинайәт өткүзгән балилири һазирға һакимийәт бешида туруватиду.

Мәдәнийәт инқилабида җинайәт өткүзгәнләр һазирға қәдәр һакимийәт бешида

Мәсилән: һазир ташқи ишлар миниситирлиқидики ли җавшин, җамаәт хәвпсизлики миниситирлиқидики люҗин дегәнләр, уларниң һазирқи образи, гәп сөзи вә йүрүш -турушидин қариғандиму, уларниң әйни вақиттики қизил қоғдиғучиларға хас миҗәзи техичә өзгәрмигән. Дең шавпиңниң қизи дең лин әйни вақитта бейҗиңдә қизил қоғдиғучиларниң гөзәтчиси болған. Бу гөзәтчиләр бейҗиңдә уруп өлтүрүвәткән адәм аз әмәс.

"Бирләшмә һәрикәт" дәп аталған тәшкилаттики тәнлифу дәл әйни вақитта қандашлиқ нәзирийисини тәрғип қилған, ишчи, деһқан кадирлири әвладму -әвлад һоқуқ тутуш керәк, қалған "итниң күчүклири"гә һоқуқ бәрмәслик керәк, дәп очуқ җакарлиған коммунист әвлади. Әйни вақитта мутләқ көп санлиқ хәлқ бу нәзирийигә қарши турған. Гәрчә шу вақитта һөкүмәт уни әксийәтчи нәзирийә оттуриға қойғанлиқи үчүн җазаланди дәп елан қилған болсиму, әмәлийәттә у исмини өзгәртип йүривәргән, бәлки гугуң музийиниң башлиқлиқиға тәйинләнгән. "Бирләшмә һәрикәт" дегән қизил қоғдиғучилар тәшкилатидики бошиләй һазир хитайниң сода миниситири. Һазир һоқуқ тутуватқан бундақ кона қизил қоғдиғучиларниң һечқайси та һазирға қәдәр өзиниң хаталиқини тунуп гунаһини ююш һәққидә ипадә билдүргини йоқ. Бәлки һөкүмәт уларниң әпти-бәширисини юшурмақта.

Җин җуң әпәнди әркин асия радиосиниң мухбириға мәдәнийәт инқилаби җәрянида ху җинтав билән чиңхуа университетида биллә оқуған, "ситоң юмшақ детал ширкити"ни қурған, ху җинтав билән йеқин мунасивәттә болуп кәлгән вән рүннйән әпәндиниң мақалисини тунуштурған. Униң баян қилишичә, вән рүннйән әпәндиниң баянлири мәдәнийәт инқилабий дәвридә қизил қоғдиғучи болған, шуниңдин кейин һазирға қәдәр коммунист һакимийитидә башлиқ болуп туруватқан кишиләрдә қанчилик илгириләш болғанлиқини билиш җәһәттә наһайити әһмийәтлик.

Ху җинтав һәққидики әслимиләр

Вән рүннйән әпәндиниң "миниң чиңхуа университетидики йиллирим" дегән әслимисидә баян қилинишичә, буниңдин 40 йил бурун, вән рүнйән әпәнди ху җинтав билән ятақдаш болуп, бир ашханида тамақ йигән, бир ячекида партийә турмуши өткүзгән, биллә саяһәт қилған. Вән рүннйән чиңхуа университетиниң сәнәт өмикидә турғанда, ху җинтав униң сиясий комессари болған . Әйни вақитта , ‏-дәп баян қилиду вән рүннйән, ‏- бизниң өмәктики ху җинтав қатарлиқ 4 комессар бирликтә "чиңхуа университети шиән әмәс, йәнән" дегән чоң хәтлик гезитни йезип ишәнчкә еришкән. Бизниң комесссарлар ичидә ху җинтав иккинчи қол башлиқ болсиму, әмма у миҗәзи салмақ, башқиларни чүшинишкә маһир, адәттә йиғинларда йолюруқ бәрмәй пәқәт қошумчә чүшәнчә беришкила адәтләнгән, һәммә ишта "епи бар" әрбап болғачқа, биз уни "баш сәрдар" дәп атилвалған идуқ.

Ху җинтав чиңхуа университети сучилиқ паколтетиниң 65 ‏- йили оқуш пүттүридиған оқуғучиси болсиму, ‏- дәп баян қилиду вән рүннйән әпәнди, ‏- әмма у 1968 ‏- йилиғичә мәктәптин кәтмигән. Бу җәрянда сиясий комессар болуп турған. У чиңхуа университетида консерватип қизил қоғдиғучи иди. Ху җинтав 1982 ‏- йили гәнсу өлкилик парткомдин бейҗиңдики мәркизий партийә мәктипигә кәлгәндә, мән хитай пәнләр академийисиниң һесаблаш мәркизидә ишләвататтим, у яшлар иттпақи мәркизий комитетиға йөткәлгәндин кейинму пат -пат учришип турдуқ.

Мән 1984 ‏- йили компутер саһәсидә тунулғанда, ху җинтав гуйҗуда партком шуҗиси иди, биз шу йили униң ишханисида учраштуқ, ‏- дәп әслимисини давамлаштуриду вән рүнйән әпәнди, ‏- 1989 ‏- йили тйәнәнмен мәйданида оқуғучилар һәрикити болғанда, мән ху җинтавға нисбәтән яхши арзу-теләкләрдә болдум. Әмма шуниңдин кейин хели бир мәзгилгичә ху җинтавниң қайси йолни таллиғанлиқини пәрқләндүрәлмидим. Кейин, ху җинтав рәсмий тәхткә чиққандин кейинла , германийигә насистларни тәтқиқ қилишқа адәм әвәткәндә, буни немә үчүн қиливатқанлиқини таза чүшинәлмигән идим. Кейин, ху җинтав ху явбаңни хатириләштә чиң турғанда, мән униңдин азрақ үмид көткәнму болдум. Бирақ , ‏- дәп баянини давамлаштуриду вән рүннйән әпәнди, ‏- ху җинтав кубадин, шималйи корийидин өгинишни оттуриға қойғанда, мән униңдин үмид үздүм. У мәдәнийәт инқилабиниң йолини давамлаштурушқа башлиған иди.

Мәдәнийәт инқилабиниң башлиниши

"Америка авази"ниң 16 ‏-май күни елан қилған хитайда буниңдин 40 йил бурун йүз бәргән мәдәнийәт инқилаби һәққидики ‏хәвиридә ейтилишичә, "мәдәнийәт инқилаби" дегән һәрикәтни хитай коммунистик партийә мәркизий комитет сиясий бюроси 1966 ‏- йили 5 ‏- айниң 16 ‏- күни мәхсус уқтуруш тарқитип қозғиған. 5 ‏- Айниң 28 ‏- күни мавзедоңниң аяли җаң чиң башчилиқидики мәдәнийәт инқилабий гурупписи қурулған. 6 ‏- Айниң 1 ‏- күни хәлқ гезити "барлиқ җин-шәйтанларни сүпүрүп ташлайли" дегән башмақалини елан қилған. 8 ‏- Айниң 18 ‏- күни мавзедуң тйәнәнмен равиқиға һәрбий кейим кейип чиқип қизил қоғдиғучилар билән көрүшкән. Шуниңдин кейинки үч ай вақит ичидә 11 милйон қизил қоғдиғучи мавзедуңниң алдида параттин өткән. 1968 ‏- Йилидин 1976 ‏- йилиғичә "қайта тәрбийә көрүш" дегән нам билән йезиға қоғланған оқуғучи сани 16 милйон.

Әркин асия радиоси мухбири шинйүниң хоңкоңдин хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити мушу күнләрдә мәдәнийәт инқилаби йүз бәргәнликиниң 40 йиллиқини хатириләйдиған һәр қандақ паалийәтләрниң йолға қоюлушини, һәрқандақ учур вастилириниң бу һәқтики учурларни хәвәр қилишини мәни қилған. Әмма хитай һөкүмити "бир дөләттә ики хил түзүм" йолға қоюватқан хоңкоңда бу чәклимигә охшимиған пикир мәвҗут.

Мухбиримизниң игилишичә, мушу күнләрдә уйғур аптоном районида буниңдин 40 йил бурун уйғур хәлқиғә қош балайи апәт кәлтүргән "мәдәнийәт инқилаби" тоғрисида уйғурларниң әркин пикир баян қилиши мумкин әмәс, бәлки мушу күнләрдә ,хитай коммунистик партийә сиясий бюросиниң әзаси, шинҗаң уйғур аптоном районлуқ партком шуҗиси ваң лечуән уйғур юртлирида қаттиқ зәрбә бериш дегән бастуруш һәрикитини йолға қоймақта. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.