Уйғур илидә мейиплар намрат турмуш көчүрмәктә
2006.08.04
Хитай һөкүмити 15йил илгири, -15майни хитай мейиплар күни қилип бекиткән. Шундақла хитай һөкүмити тәшвиқатида мейипларниң орнини көтирип, уларға баравәр муамилә қилиш вә мейипларниң ишқа орунлишишини илгири сүрүшни тәкитләп келиватқан болсиму, әмәлйәттә мейип -мәҗруһ кишиләр хитайдики әң төвән турмуш өлчимидә яшаватқан кишиләр болуп, һәтта бәзилириниң турмуш сәвийиси әң төвән турмуш өлчимигиму тошмайду.
Бир биригә зит санлиқ мәлуматлар
Тәңритағ тор бетиниң хәвиридин мәлум болушичә, уйғур елидиму мейип-мәҗруларниң сани 533 миң болуп, уларниң ичидә 300 миңдин артуқиниң турмуш сәвийиси, әң төвән турмуш өлчимигиму йәтмәйдикән. Болупму мейипларниң ишқа орунлишиш нисбити интайин төвән болупла қалмастин, иш пурситигә еришкәнләрниң йиллиқ киримиму адәттики хизмәтчи хадимларниң кириминиң 60% гиму йәтмәйдикән. Үрүмчиниң өзини мисалға алғанда, шәһәр нопусида җәмий әллик миң әтрапида мейиплар болуп,уларниң 29 миңиниң әмгәк қилиш иқтидари болсиму, әмма уларниң ишқа орунлишиши йилиға 10%тин төвәнлимәктә икән.
Әҗәплинәрлики, бир күнниң өзидә уйғур ели хәвәр тор бетидә мейипларниң вәзийити һәққидә, әксичә мәзмундики йәнә бир хәвәр елан қилинди. Униңда “ 1995 - йилидин буян уйғур елидики мейипларни ишқа орунлаштурушта йүксилишләр барлиққа келип, 2004 -йилиға барғанда уйғур елидә ишқа орунлашқан мейиплар сани 267 миңдинму ашти. Уларниң ичидә 15яштин юқирилар 82.5%Ни игиләйду”дәп йезилған. Әмма тәңритағ тор бетидә, мейипларниң ишқа орунлишиш нисбитиниң 10пирсәнткиму йәтмигәнлики көрситилгән.
Мәҗруһлар өзлири һәққидә немә дәйду?
Радиомизға уйғур елидин телефон қилған бәзи уйғурларму, мейип - мәҗруһ уйғурларниң интайин намрат турмуш шараитида яшаватқанлиқини, кочилардиму мейип кишиләр, һәтта мейип балиларниң тиләмчилик қилип, кишиләрниң аз тола сәдиқисигә тайинип һаят кәчүрүватқанлиқини, уларниң интайин ечинишлиқ қисмәтләргә дучар болуватқанлиқини,җәмийәтниң бундақ кишиләргә болған көйүнүш- һәм ярдиминиң кәмчил болуватқанлиқини билдүрмәктә.
Йеқинда радиомизниң һәқсиз телефониға башқиларниң ярдими билән телефон қилған бир әма киши өз һалини ейтип,өзиниң һөкүмәт тәрәптин һечқандақ ярдәмгә еришәлмәй келиватқанлиқини һәтта давалинишқиму имканийити йоқ икәнликини билдүргән иди. Илгири телефон қилған йәнә бир уйғур қиз йиғлап туруп, өзиниң путиниң мейип икәнлики, шу сәвәбтин оқуш пурситигиму еришәлмигәнликини ейтқан иди.
Йеқинда иш үстидә һадисигә учрап мейип болуп қалған йәнә бир киши, гәрчә һазир йәнила нормал кишиләрниң ишини қиливатқан болсиму, әмма һәқсиз муамилигә учрап,нормал кишиләрдин аз иш һәққи еливатқанлиқини ейтти.
Тәңритағ тор бетиниң, уйғур елидики мейипларниң ишқа орунлишиш вәзийити һәққидә бәргән хәвиридә көрситилишичә,-1996йилидин башлап уйғур елидики һәр қайси идарә -орган, завут, кан - карханиларға ишчи -хизмәтчи қобул қилғанда, мәлум нисбәттә мейип -мәҗруһларғиму иш пурситини бериш бәлгиләнгән болсиму, әмма мейипларниң билим елиш, тәрбийилиниш ишлири раваҗланмиған болғачқа, улар йәнила иш пурсити берилгән тәқдирдиму хизмәт һөддисдин чиқалиғидәк тәрбийигә игә болалмайдикән, йәнә бир тәрәптин җәмийәтниңму мейипларға қарита параванлиқ, ярдәм ишлири интайин пассип һаләттә болуп, һәммә җайлар ширкәтләшкән, карханилашқан бир вәзийәттә, мейипларни ишқа елишни халайдиған җайлар наһайити аз болғачқа, көп сандики мейип- мәҗруһ кишиләр йәнила ишсиз,киримсиз интайин намрат турмушта яшимақта икән. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Аминә ханим йетимләрниң ғәмгузари
- Бир мейипниң нидаси
- Хитайдики иҗтимаий зиддийәтләр вә мәзкур зиддийәтләрниң омумлиқи
- Уйғурлар иҗтимаий мәсилиләрдә хәлқараниң ярдимигә муһтаҗ
- Уйғур елидә яшанғанлар параванлиқ мәсилилири җиддий көңүл бөлүшкә муһтаҗ
- Хитай вә уйғур елидә мәвҗүт болуп туриватқан иҗтимаий мәсилиләр
- Уйғур аяллири кишилик һоқуқ мәсилиси һәққидә шикайәт қилди
- Уйғур җәмийитидики начар илләтләрниң пәйда болушидики түп сәвәб нәдә?(2)
- Хитайда әхлақ өлчиминиң әң төвән чәклимисиму бузуп ташланған
- Уйғур җәмийитидики начар илләтләрниң пәйда болушидики түп сәвәб нәдә?(1)