"Муқәддәс - 6" хәлқ мәнпәәти үчүнму яки коммунист партийә үчүнму?
2005.10.17
Хитай 1958 - йили җючуәндә аләм базисини қурушқа башлиған, 1970 - йили 4 - айда йәр шариниң сүни һәмраһини учурған; 1999 - йили 11 - айда "муқәддәс 1-" намлиқ аләм кемисини учурған иди. Мушундақ бир қатар синақлар арқилиқ 2005 - йили "муқәддәс - 6" намлиқ аләм кемисини 10 - айниң 12 - күни аләмгә учурған. Буниң һәммиси башқа дөләтләрниң техникиси билән хитай хәлқниң иқтисадини сәрп қилип елип берилған. Хитай һөкүмити буларни "аләм бошлуқи тарихидики улуғ нәтиҗә" , "җоңго ниң хәлқарадики мәртивисини юқири көтүриду" дәватиду. Әмма "муқәддәс - 6" тоғрисида чәтәлләрдә болуватқан әркин муһакимиләр буни рәт қилиду. .
Муқәддәс – 6 хәлқ үчүн һаҗәтсиз
"Америка авази" ниң баян қилишичә, җилин өлкисидики бир хитай пуқраси "һөкүмәт аләм кемисини асманға учурди, хәлқниң кишилик һоқуқини йәргә чөктүрди. 70 - Йилларда йәр шариниң сүний һәмраһи асманға чиқирилип, "шәрқ қизарди" дегән музика аңлатқанда, гәрчә қаттиқ сияси зулумға учраватқан болсақму, йәнила һаяҗанланған идуқ. У чағда дунядики учурлардин хәвиримиз йоқ иди. Бу қетим ундақ әмәс, һазирқидәк хәлққә оқуш қейин, ишқа орунлишиш қейин, дәрд ейтиш қейин, һоқуқини қоғдаш қейин, һәқиқий әһвални билиш қейин, партийиниң зулумидин қутулуш қейин болуватқан әһвал астида, 'муқәддәс – 6' хәлқ үчүн һаҗәтсиз " дегән.
Җаңши өлкисидики бир хитай пуқраси "партийә деңизни контрол қилиш үчүн хәлқниң шунчә көп пулини сәрп қилип "авиаматка ясаш плани" ни түзгән, уни әмәлгә ашуралмиди. Буниң бәдилигә һазир хәлқ кесәл болса давалиналмайдиған, баллирини оқуталмайдиған әһвалға чүшүп қалди. Партийә әмди йәнә асманни контрол қилидиған "аләм қисимилири" қуруш пиланини түзүп чиқип, аләм кемисини синақ қиливатиду. Бурун өзигә җәннәт қуруп хәлққә апәт кәлтүрүп келиватқан коммунист партийини әмди хәлққә бәхт яритиду дәп тәсәввур қилғили боламду?" дегән.
Муқәддәс - 6 пәқәт аброй вә һәшәмәт үчүнла
Б б с елан қилған мулаһизиләрдин мәлум болушичә, әнгилийидин йезилған бир обзорда "һәр қандақ милләт өзиниң иптихарини йоқатса, у йоқилишқа йүзлиниду, хәлқниң һал - әһвали яхши болғанда бундақ юқири пән - техника билән шуғулланса болиду, әмма "муқәддәс - 6" хәлқ билән кари болмай, хәлқниң пулини сәрп қилип, сиясий нәтиҗә үчүн қилинған иш, буни һәддидин ашуривәтсә болмайду " дегән. Тйәнҗиндики бир хитай пуқрасиму "муқәддәс - 6 пәқәт бир аброй вә һәшәмәт үчүнла қилинған иш. Униң хәлқ үчүн һечқандақ әһмийити йоқ" дегән.
Хитайдин йезилған бир обзорда "аләм бошлуқидики еғирлиқ күчи йоқ қатламларда, илмий синақ елип берип, йеңи товарларни ишләпчиқириш, мәсилән, айда қиммити мәңгу өзгәрмәйдиған мәдәнләр, дөләт мудапиәсигә керәклик байлиқлар болса, уни қезип чиқирип, униңдин көпләп пайда қазиниш еһтимали болуши мумкин. Бу хәлқ үчүн хизмәт қилғанлиқ, вәтәнпәрвәрлик" дегән.
Муқәддәс - 6 билән вәтәнпәрвәрликниң мунасивити йоқ
Хитайдин йезилған йәнә бир обзорда "муқәддәс - 6 билән вәтәнпәрвәрликниң мунасивити йоқ. Башқа дөләтләр бундақ ишларни сап пән - техника синақлири дәйду. Хитай коммунист партийиси болса буни партийиниң, дөләтниң, милләтниң пәхри, вәтәнсөйәрлики дәвалған. Әгәр аләм кемисини асманға чиқириш вәтәнсөйүш болса, аләм кемисини әң бурун асманға чиқарған совет иттипақидин хәлқ пәхрлинип, уни сөйсә болатти, у гумран болмайтти. Хәлқ дөләтни сөймисә, бу мәсилини қандақ қилип аләм кемиси қоюп бериш арқилиқ һәл қилғили болиду? " дегән.
Хитайдин йезилған йәнә бир обзорда "’муқәддәс - 6’ хитай коммунист партийиси дуняда өзиниң мәртивисини юқири көтүрүш үчүн қилинған иш. Хитай коммунист партийиси әхлақсиз, виҗдансиз кишиләрдин тәркип тапқан партийә, униң нәзиридә дөләт мәнпәәти дегән нәрсә йоқ. Бу партийә хәлқниң өлүш - тирилиши билән кари йоқ. Өзиниң һакимийити муқим турсила болди. Башқа җайда от көйиватса, өзигә туташмиғичә берип уни өчүрмәйду. Әгәр коммунист партийә ‘муқәддәс - 6’ гә бәк қизиқса, пүтүн партийә әзалири өзи шуниңға өлтүрүп йәр шаридин көчүп кәтсүн. Коммунист партийә йәр шаридин йоқалса андин хәлқ арам тапиду" дегән. (Вәли)