Өзбекистан мусапирлири бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш секритариға мураҗәтнамә язди


2005.06.16

UZBEKISTAN-KYRGYZSTAN-RE-43.jpg
15Июн күни, өзбекистан мусапирлири қирғизистанниң бараш кәнтиниң сиртидики мусапирлар чидирида. AFP

Өткән айниң 13-күнидә йүз бәргән әндиҗан вәқәси нәтиҗисидә бир қанчә йүзлигән өзбек мусапирлири өзбекистан һөкүмитиниң җазалишидин қорқуп, қирғизистан тәвәсигә қечип келип панаһланған иди. Аяллар, балиларни өз ичигә алған мәзкур мусапирлар қошуни түрлүк қийинчилиқларға дуч кәлмәктә.

Хәвәрләргә қариғанда мәзкур мусапирлар таки һазирғичә өзлирини бихәтәр һес қилалмиған болуп, ислам керимоф һөкүмитиниң изчил түрдә уларни қайтуруп бериш тәлипи вә бесимиға дуч кәлгән қирғизистан һөкүмити алдинқи һәптидә бир қанчә нәпәр кишини өзбекистанға қайтуруп бәргән һәмдә йәнә бир қисим кишиләрни давамлиқ қайтурушқа тәрәддут қилған.

Өзбек мусапирлириниң әһвали еғирлашмақта

Биз пәс көрүлгән , һақарәтләрнгән, өлүмдин қечип чиққан кишиләр әнә шундақ адаләтсизликләр һәққидә мураҗәт қилмақчимиз

Нөвәттә, өзбек мусапирлири мәсилиси қирғизистан билән өзбекистан арисидики мунасивәткә тақашқан мәсилә болупла қалмастин бәлки, хәлқара җәмийәтниң диққитини қозғаватқан муһим мәсилидур. Чүнки, қирғизистандики демократик инқилабтин кейин, демократийилишиш долқуни оттура асияниң һәммә йәрлиридә дегүдәк йеңи йүзлинишкә тоғра кәлгән болуп, әндиҗандики аммиви һәрикәтләр буниң рошән ипадиси болуп қалған. Шу вәҗидин хәлқара җәмийәт бир тәрәптин өзбекистан һөкүмитигә әндиҗан вәқәсини тәкшүрүш һәққидә бесим ишләтсә, йәнә бир тәрәптин уни демократик ислаһатқа үндимәктә.

Оттура асия учур мәркизи ниң хәвиригә қариғанда, өз әһвалидин әнсиригән өзбек мусапирлири 16-июн күни бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш секритари анан вә қирғизистан президенти бақийевкә шуниңдәк өзбекистан президенти ислам керимофқа мураҗәтнамә йезип очуқ елан қилған.

Мураҗәтнамидә б д т дин ярдәм соралған

Қирғизистан даирилирининиң өзлири өзбекистанға қайтуриветиш хәвпигә дуч келиватқанлиқини чүшәндүргән өзбек мусапирлири б д т баш секритари кофи аннанға язған мураҗәтнамисидә мундақ дәйду:

"Дөләт бихәтәрлик күчлири вә чегра мудапиә хизмәтчилири тәрипидин биз әшу нейтрал районда туриватқан вақтимизда қанунсиз һалда икки мусапирни өзбек һөкүмитигә мәҗбури қайтуриветишкә урунуш әһвали йүз бәрди. Буниңдин башқа йәнә қирғизистан бихәтәрлик вә чегра мудапиә хизмәтчилири өзбекистанниң һазир тинчланғанлиқи, бизни у җайдики туғқанлиримиз вә йеқинлиримизниң күтүватқанлиқи, өзбекистанда мусапирларға һеч кимниңму тәһдид салмайдиғанлиқи һәққидә актип тәшвиқат елип бармақта."

Мусапирлар кофи аннанға язған мураҗәтнамисидә йәнә қирғизистан даирлириниң мусапирлар ичидә җинайәтчиләр барлиқини тәкитләп, мусапирларға җинайәтләрни артип, ахири төт нәпәр адәмни қайтуруп бәргәнликини паш қилип, өзлириниң әндишигә чүшкәнликини әскәрткән.

" Биз пәс көрүлгән , һақарәтләрнгән, өлүмдин қечип чиққан кишиләр әнә шундақ адаләтсизликләр һәққидә мураҗәт қилмақчимиз" дәп хетини ахирлаштурған өзбекистан мусапирлири йәнә кофи аннани қирғизистанға келип, әмәлий әһвални көрүшкә тәклип қилған.

Мусапирлар йәнә қирғизистан вә өзбекистан президентлириғиму мураҗәт қилған

Қирғизистан тәвәсигә қечип кәлгән бу мусапирлар йәнә қирғизистан вақитлиқ президенти қурман бек бақийевқа мураҗәтнамә йезип, өзлири дуч кәлгән вәзийәттин шикайәт қилған һәмдә уни хәлқара қанунларға риайә қилишқа чақирған. Улар хетидә өзбекистан һөкүмитиниң әндиҗанда қан төкүләшләрни кәлтүрүп чиқарғанлиқини, өзбекистан һөкүмитиниң өз хәлқигә қарши җинайәт садир қилғанлиқини көрситиш билән қурманбек бақийевни буларға ақил вә адил йол тутушқа чақирған.

Өзбек мусапирлири буниң биләнла қалмастин йәнә өзбекистан президенти ислам керимофқиму мураҗәтнамә әвәткән. Қирғизистан қабар агентлиқиниң учуриға қариғанда, мусапирлар өзлириниң мураҗәтнамисидә ислам керимофни әндиҗан вәқәсидә өлгәнләрниң җәсәтлириниң көмүветилгән җайлирини уларниң уруқ туғқанлири вә йеқинлириға ашкарилашқа дәвәт қилған. Улар йәнә әндиҗан вәқәсиниң осама бин ладен вә әл қаидә һәм чечән җәңчи гуруппилири билән һечқандақ мунасивити йоқлиқини көрситиш билән керимофни мусапирларниң өзбекистанда қалған йеқинлириға шуниңдәк өзлирини қайтуруп келиш үчүн қирғизистанға бесим қилмаслиққа чақирған.

Өзини демократик һөкүмәт дәп атаватқан йеңи қирғизистан һөкүмитиниң бу қилмиши хәлқаралиқ инсан һәқлирини қоғдаш тәшкилатлириниң наразилиқи вә тәнқидлирини қозғиған болуп, қирғизистандики инсан һоқуқини қоғдаш комитетиниң рәиси рамазан дирилдайев бишкәкниң бу қилмишини қаттиқ әйибләп, баянат елан қилған шуниңдәк йеңи бишкәк һөкүмитини ақайевниң хаталиқлирини тәкрарлимаслиққа, хәлқара мусапирларни қоғдаш әһдинамилиригә реая қилишқа чақирған.

Қирғизистан инсан һоқуқини комитетиниң рәиси рамазан дирилдайев баянатида йәнә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати, мустәқил дөләтләр һәмдостлуқи дегәндәк хәлқаралиқ тәшкилатларниң әмәлийәттә оттура асия хәлқлириниң мәнпәәтлиригә уйғун әмәсликини, шуңа қирғизистан һөкүмитини бу тәшкилатларниң мәнпәәтлиригә бойсунмай, хәлқара демократик дөләтләр билән һәмкарлишишқа, хәлқаралиқ қанунларға һөрмәт вә реайә қилишча чақирған. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.