Уйғурлар немә үчүн өзлириниң мустәқил дөлитини қуралмиди?(1)
2005.11.10
Советләр иттипақиниң йимирилиши билән уйғурлар билән етник туғқанчилиққа игә оттура асиядики түркий милләтләр өз мустәқил дөләтлирини қурди.
Қазақлар, қирғизлар, өзбекләр, түркмәнләр вә азәрбәйҗанлар мустәқил дөләт сүпитидә өз игилик һоқуқлирини қолға кәлтүрүп, хәлқара җәмийәтниң етирап қилиши арқисида бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң рәсми тәң баравәр әзаси болуп қалди. Әмма сабиқ совет иттипақи земинидики йәнә башқа түркий хәлқләрдин татарлар, башқуртлар, қумуқлар, чувашлар, хакаслар, тувалар һәм алтайлар мустәқил дөләт дәриҗисигә көтүрүлмисиму, бирақ йәнила өзлириниң миллий җумһурийәт һоқуқлириға еришип, русийә федератсийисиниң тәркибидә москва билән федерал келишимгә қол қойди.
Бу милләтләр өз җумһурийәтлириниң асасий қануни, дөләт байриқи вә дөләт гимнини бекитиш шуниңдәк өзлириниң президенти вә парламентини сайлашни өз ичигә алған ички сияситини түзүш вә бәлгиләш һоқуқлириға сазавәр болди. Нопус җәһәттә уйғурлардин нәччә он һәссә аз болған мәзкур түркий милләтләр һоқуқ җәһәттә йәнила уйғурлардин зор үстүн туриду халас.
Уйғурлар мустәқил дөләт қураламду йоқ?
Андақта, уйғурлар оттура асиядики қәдимий мәдәнийәтлик вә тарихта көп қетим мустәқил дөләтләрни қурған бир көп нопуслуқ түркий хәлқ туруғлуқ немә үчүн өз мустәқил дөлитини қуралмиди? уйғурлар мустәқил дөләт қураламду йоқ? дегәндәк темилар һәққидики муназириләр русийә тәтқиқатчилири арисида давамлашмақта.
Өткәндә русийиниң новосибирск шәһиридә рус алимлири йиғилип, мәхсус түрдә уйғур мәсилиси җүмлидин уйғурларниң кәлгүсидә мустәқил дөләт қуралаш-қуралмаслиқи мәсилиси һәққидә муназирә елип барған иди. Новосибирск кәчлик гезитидә елан қилинған бу һәқтики мақалидин мәлум болушичә, рус алимлири уйғурларниң әслидә мустәқил дөләт қуруш иқтидариға 19-вә 20-әсирдила еришкән болсиму, әмма русийә вә кейинки сабиқ совет иттипақиниң җүмлидин сталин һөкүмитиниң уйғурлар қурған дөләтләрни гумран қиливәткәнликини , рус һөкүмитиниң уйғурларниң мустәқил дөләт қурушидики тосалғуға айланғанлиқини оттуриға қоюшқан иди.
Йеқинда в.Денисоп исимлик рус мутәхәссиси мақалә йезип, бу темиға мураҗәт қилди. У мақалисининиң темисини " хитайдики мусулманлар немә үчүн өз мустәқил дөлитини қуралмиди?" дәп атиған.
Аптор мақалисиниң баш қисмида оттура асияда түркий хәлқләрниң бирлишип, бир сиясий гәвдигә айлиниш ғайисиниң бүгүнки күндә йәнила күчийиватқанлиқини, улар қурмақчи болған "бүйүк туранға" һәтта уйғур елиниңму киридиғанлиқини оттуриға қоюш билән, уйғур хәлқиниң 19-әсирдила мәзкур идийә астида инқилаб қилғанлиқи, яқуп бәг көзлигән мәқсәтниң әмәлийәттә оттура асияни өз ичигә алған бүйүк түркистандин ибарәт болуп, буниң русийиниң мәнпәәти билән дүшмәнлишип қалғанлиқини баян қилиду.
Уйғурлар мустәқил дөләт идийисидин һеч қачан ваз кәчмигән
Рус мутәхәссиси в. Денисоп әпәнди уйғурларниң мустәқил дөләт қуруш идийисидин һеч қачан ялтаймиғанлиқи, бүгүнки күндә уйғур мәсилисиниң хитайниң бешини ағритиварқан еғир мәсилигә айлиниватқанлиқини көрситип мундақ дәйду мақалисидә "бейҗиң уйғурлар үстидин һөкүмранлиқ орнатқан билән бирақ өзлиригә еғир баш ағриқи тепивалди. Шинҗаң билән тибәт хитайниң әң муқимсиз районлириға айланди. Шинҗаңда яшаватқан хәлқләр һәр хил лозункилар вә байрақлар астида өзлирини хитай империйисиниң һөкүмранлиқидин азад қилишқа интилди.
19-Әсирниң 60-йиллирида шинҗаң территорийисидә көтүрүлгән күчлүк қозғилаңлар нәтиҗисидә бир қанчә мустәқил дөләтләр қурулған болуп, уларниң ичидикилириниң бири яқуп башчилиқидики улуғ туран қурушни мәқсәт қилған қозғилаңдур."
Апторниң қаришичә, 19-әсир уйғурларниң күрәшлири қайниған әсир
Рус апториниң нәзиридә 19-әсир уйғурларниң мустәқил дөләт қуруш йолида қолға кәлтүргән әң чоң пурсити болуп, буниңда яқуп бәг муһим рол ойниди. яқуп рәһбәрликидики мустәқил уйғур дөлити уйғурларниң өз дөлитини мәңгүлүк бәрпа қилиш йолидики әң чоң вә ғәлибилик урунуш болсиму, әпсуски, бу һөкүмәт чоң дөләтләрниң сиясий оюнлири арқисида мәвҗут болмай қалди. Мәзкур рус аптори в. Денисоп әпәнди мақалисини асаслиқи уйғурларниң 19-әсиридики мустәқиллиқ күрәшлири вә яқуп бәгниң елип барған күрәшлири шуниңдәк уйғур дөлитиниң вәйран болуши мәсилисигә беғишлайду. (Үмидвар)