Уйғурлар немә үчүн өзлириниң мустәқил дөлитини қуралмиди?(2)


2005.11.14

yakupbeg.jpg
19- Әсирниң ахирлиридики йәттә шәһәр дөлитиниң қурғучиси бақуп бәг бәдөвләт.

Уйғурлар немә үчүн өз мустәқил дөлитини қуралмиди дегән мәсилә үстидә издәнгән русийә мутәхәссиси виктор денисоп өзиниң " русийә хәвәрлири гезитидә" елан қилған " хитайдики мусулманлар немә үчүн өз мустәқил дөлитини қуралмиди?" дәп аталған мақалисидә пикирлирини давамлаштуруп, 19-әсирдики яқуп бәг рәһбәрликидики йәттә шәһәр дөлитиниң әмәлийәттә уйғурларниң мустәқил дөләтчилик әнәнисини әслигә кәлтүрүштики әң яхши пурсәт икәнлики, әмма уйғурларниң қолиға кәлгән мәзкур тарихий пурсәтниң русийиниң мәнпәәтлири билән тоқунушуп қалғанлиқи үчүн қурбан қиливетилгәнликини көрситиду.

Рус мутәхәссиси виктор денисопниң нәзиридә уйғурларниң мустәқил дөләт болалмай қелишидики асасий амил йәнила шу сабиқ чар русийә һөкүмити болуп, аптор өз көз қашлирини тарихий пакитлар вә мәнтиқилиқ тәпәккүргә тайини тәпсили баян қилиду.

Рус апториниң нәзиридики уйғурларниң хаталиқлири

Рус мутәхәссиси виктор денисоп әпәнди 1864-йили, шәрқий түркистанниң ,или, кучар, қәшқәр вә үрүмчи қатарлиқ җайлирида көтүрүлгән кәң көләмлик қораллиқ қозғилаңлири һәққидә тохтилип, уйғур, туңган қатарлиқ мусулман қозғилаңчилириниң қәһриманларчә күрәшлири нәтиҗисидә мәнчиң қошунлириниң тездин мәғлубийәткә учрап, пүтүн уйғур дияри бойичә дегүдәк мәнчиң һакимийитиниң ағдурулғанлиқини чүшәндуриду . Униң оттуриға қоюшичә, әнә шу қозғилаңлар нәтиҗисидә шәрқий түркистанда ғулҗини мәркәз қилған әлахан султан башчилиқидики или таранчи султанлиқи, давут хәлипә рәһбәрликидики үрүмчини мәркәз қилған туңган һөкүмити, яқуп бәг рәһбәрликидики қәшқәрни мәркәз қилған "йәттә шәһәр дөлити" қатарлиқ үч мустәқил феодаллиқ һакимийәт барлиққа кәлди. Апторниң қаришичә, бу үч һакимийәт мәвҗут болған күнидин етибарән районниң һөкүмранлиқини талишидиған дәһшәтлик вә қанлиқ күрәшкә кирип қалди. Апторниң қаришичә, уйғурлар арисидики ички низалар уларниң өз мустәқил дөлитини йоқитишидики муһим амилларниң биридур.

Уйғурларниң мустәқиллиқини санкитпетербург өзигә нисбәтән йеңи тәһдид дәп һесаблиди

Виктор денисоп әпәнди русийиниң йеңидин ишғал қилған земинлиригә йеқин болған шәрқий түркистанда көтүрүлгән мәзкур қозғилаңлар вә мәйданға кәлгән мустәқил һөкүмәтләргә нисбәтән русийә һөкүмитиниң хатирҗәмсизлинип, дәсләптә униңға нисбәтән еһтиятчан вә көзитиш муамилисидә болғанлиқини илгири сүриду. Униң қаришичә, уйғур диярида қозғилаңлар көтүрүлгән вақит русийиниң йеңидин ишғал қилған қазақистан вә пәрғанә вадисида мәмурий башқуруш аппаратлирини әмдила тәсис қилип, у җайларда өз һөкүмранлиқини муқимлаштуруватқан пәйт иди. Уйғурларниң қозғилиңи русийиниң оттура асия районидики позитсийисигә нисбәтән тәһдид елип кәлди һәмдә русийиниң бу райондики тәсириниң йоқилиш хәвпини пәйда қилди.

Рус апториниң қаришичә, буни аз дегәндәк яқуп бәг өзигә "аталиқ ғази" дегән унванни берип, пүтүн мусулманларни азад қилишқа болған интилишини ипадә қилди. У буниң биләнла қалмастин йәнә памир әтрапидики қирғизларниң русийә тәвәсигә өтүш ишлириға арилишип, уларни русийә тәвәсигә өтмәсликкә дәвәт қилди шуниңдәк йәнә "йәттә шәһәр дөлити"ниң чегрисини кеңәйтишкә урунуп, қоқәнт ханлиқиға тәвә бир қисим җайларни һәмдә русийә ишғал қилған йәттә су областиниң чегра җайлирини өзигә қошувелишқа урунди. яқуп бәг буниң биләнла қалмастин йәнә қазақ вә қирғиз қәбилилири арисида русийигә қарши тәшвиқатларни елип берип, уларниң бир қисимини өзигә қаритип, русийигә қарши чегра понкитлирини тәсис қилди һәмдә әскәр турғузди.

Русийә үчүн йәнә бир тәһдид яқуп бәгниң османлиға тәвә болушидур

Рус мутәхәссиси виктор денисопниң көзитишичә, чар русийә һөкүмитини әң хәвпсизләндүргән нуқтиларниң бири яқуп бәгниң ташқи сияси истратегийиси, йәни униң әйни вақитта русийиниң биринчи номурлуқ дүшмини һесабланған османли империйиси билән алақә орнитип, өзини османлиға тәвә дәп елан қилиши һәмдә түрк һәрбий мәслиһәтчилирини тәклип қилишидур.

Униңдин башқа йәнә әйни вақитта қоқәнт ханлиқи шәрқтики мусулманлар билән ғәрбтики мусулманларниң һәмкарлиқидики васитичиға айланған болуп, қоқәнт ханлиқидики хоҗилар әвладлири вә уларниң әгәшкүчилири көпләп қәшқәрийигә кәлди. яқуп бәг қоқәнт ханлиқиниң ички қисимидики өзара зиддийәтләр вә ички урушлардин пайдилинип, өз тәсир һәм земин даирисини униң даирисигә кеңәйтишкә тиришти. яқуп бәг қоқәнт ханлиқи игиливалған әркәштам, нура, ойтал вә улуғчат қатарлиқ җайларни тартивелип, өз тәвәликигә киргүзүп, пәрғанә вадисиға йол ачти.

яқуп бәг йәнә җәнуб тәрәптә сериқ қол районини игиләп, сериқ қол һөкүмранини өзигә тәвә қилди. У йәнә үрүмчидики туңган һөкүмранлиқи вә илидики таранчи султанлиқиғиму кеңийиш үчүн һәрикәт қилип, улар билән сиясий мунасивәт орнитип, илини өзигә бойсундурушқа һәмдә оттура асиядики русийә-хитай содисини үзиветишкә тиришти.

Рус мутәхәссиси виктор денисоп русийиниң яқуп бәгниң күнсайин күчийишиниң өзигә нисбәтән һәқиқий тәһдид икәнлики, әмди, хитай-мәнчиң һөкүмитиниң изчил һалда көп қетим оттуриға қойған уйғурларниң қозғилаңлиринини бастурушқа ярдәм бериш тәлипини ойлашмай болмайдиғанлиқини тонуп йетип, әслидики көзитиш вә мөтидил позитсийисини өзгәртишкә мәҗбур болғанлиқини илгири сүриду. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.