"Шәрқий түркистан" мустәқиллиқи кимниң арзуси?
2006.05.25
Хитай тор бәтлиридә уйғурларниң вәтини ичидә һәмдә сиртида елип барған һәмдә елип бериватқан мустәқиллиқ һәрикәтлиригә аит мақалилар қайтидин мәйданға чиқишқа башлиди. Буниң ичидә һәтта илгири елан қилинип болған мақалиларму бар. Мәсилән, хитай хәлқ тор бетидә үч йил илгири 1933 - йили 11 - айниң 12 – күни қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң 70 йиллиқи мунасивити билән чәтәлләрдә елип бериливатқан тәбрикләш паалийәтлиригә қарши туруш мәқситидә хитай һөкүмити тәрипидин елан қилинған "70 йил бурунқи шәрқий түркистан сиясий қалаймиқанчилиқ оюниниң тәшкиллигучиси зади ким? "намлиқ мақалә торда қайта елан қилинип мулаһизигә қоюлған.
Улар уйғурларға вәкиллиқ қилмиса, кимгә вәкиллик қилиду?
Мәзкур темидики мақалидә асасән 1933 – йили 11 - айниң 12 - күни қурулған " шәрқий түркистан ислам җумһурийитини шундақла униң қурғучиси болған сабит дамолла һәмдә ғоҗинияз һаҗи башлиқ уйғурларни миллий рәһбәрләр һәм қәһриманлар қатарида санайдиған кишиләрни уйғурларға вәкиллик қилалмайду дейиш билән тәң, уларниң шинҗаңни хитайдин айрип мустәқил қилиши пәқәт миллий бөлгүнчиликтин башқа нәрсә әмәс, уларниң шәрқий түркистан җумһурийитини қурғанлиқи әйни дәвирдики бир нәзәргә елинмиған сиясий қалаймиқанчилиқ дәп көрсәткән.
Шундақла шинҗаң әзәлдин хитайниң айрилмас бирқисми дегәнни қайта тәкитләп"уйғурларниң йеқинқи заман тарихидин та һазирға қәдәр уйғур ели һәм чәтәлләрдә давам қиливатқан мустәқиллиқ паалитини " шәрқий түркистан байриқини көтүривалған бир қисим бөлгүчиләрниң террорлуқ билән әмәлгә ашурмақчи болған чүши, һәр қандақ киши һәр қандақ қилипму шинҗаңни җуңгодин бөлүп чикитәлмәйду, бу шинҗаң хәлқиниң ортақ ирадиси шинҗаң хәлқи әзәлдин шундақла мәңгү аталмиш шәрқий түркистанни етирап қилмайду дәп пүтүн уйғур ели хәлқигә вәкиллик қилған тәләппузда йәкүн чиқарған.
Д уқ: хитайниң мәқсити уйғурларниң мустәқиллиқ арзусини йоқитиш
Әмма демократик әлләрдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан тәшкилатлири, хитай һөкүмитиниң орунлаштуруши билән хитай ичидә шәрқий түркистан мустәқиллиқигә қарши қайта көтүрүлүшкә башлиған бу тәшвиқатларға нисбәт қәтий һәм җиддий түрдә рәддийә берип инкас қайтурди.
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит бу һәқтә зияритимизни қобул қилип хитай даирилириниң бу мәсилини қайта көтүрүп чиқишидики мәқсити һәққидә тохтилип, хитай һөкүмитиниң бундақ қилиши уйғурларниң мустәқиллиқ арзусини йоқитиш үчүн икәнликини, "шинҗаң" ниң хитайниң бир қисми дәп тәшвиқ қилғанлиқиниң өзиниң, "шинҗаң" ниң хитайниң бир қисми әмәсликини чүшәндүрүп беридиғанлиқини ейтти.
Хитай даирилири гәрчә әйни чағдики шәрқий түркистан рәһбәрлири болған сабит дамолла һәмдә ғоҗинияз һаҗиларни топилаңчи, улар һечқачан хәлқниң ирадисигә вәкиллик қилалмайду дәп көрсәткән болсиму, әмма април ейида уларниң җәсити көмүлгән қәбриләрни йөткивәткән иди. Игә болған ениқ мәлуматлиримизға қариғанда, бу мәқбәриләрниң йөткилишидики сәвәб уйғурларниң бу миллий рәһбәрләрниң қәбрисини даим йоқлап туруши икән һәмдә қәбрә гүмбәзлиригә хәлқниң мустәқиллиқкә болған арзулириниң һечқачан өчмигәнликини ипадиләйдиған сөз- ибариләрни қалдуруши хитай даирилириниң әндишисини қозғиған икән. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ахирқи парчилиниш - қара тағ җумһурийитиниң мустәқиллиқи
- 80 яшқа киргәнлики мунасивити билән мәсумҗан зулпиқарофни зиярәт(2)
- 80 яшқа киргәнлики мунасивити билән мәсумҗан зулпиқарофни зиярәт
- Керийә наһийисидә шәрқий түркистан байриқи тикләнгән
- Хитайниң тарихий шәхсләргә болған баһаси
- Хитай зиялийси: уйғурларниң мустәқил дөләт қурушини қоллаймән
- Икки җумһурийәт һәққидә доктор қаһар барат билән сөһбәт(2)
- Икки җумһурийәт һәққидә доктор қаһар барат билән сөһбәт(1)
- Бешкәктә қирғизистанниң мустәқиллиқ байрими өткүзүлди