Статистика: мусулман аяллири ислам диниға садиқ болуш асасида техиму көп һоқуққа еришишни халайду


2006.06.12

Америка галуп тәшкилатиниң өткән бир йил ичидә дунядики 8 мусулман дөлитидә елип барған тәкшүрүш доклатиға қариғанда, көп қисим мусулман аяллири ғәрб әллиридики аяллар бәһриман болуватқан һәр хил әркинликләрдин бәһримән болушни халайдикән. Буниң билән бир вақитта улар йәнә, буни ислам диниға садиқ болуш вә әхлақ қиммәтлири асасида елип бериш керәк дәп қарайдикән. Мәзкур ширкәт бу рай синаш тәкшүрүшини өткән йили 8‏- айда башлап, түркийә, сәудий әрәбистан, пакистан, иран, мисир, иорданийә, маракәш вә ливан қатарлиқ 8 дөләтниң һәр биридә 1000 ға йеқин мусулман әр вә аяллирини зиярәт қилған һәмдә улардин ислам дини, әркинлик, аялларниң һоқуқиға аит бир йүрүш суалларни сориған.

Мусулман аяллиридики үмид вә нәпрәт

Галуп тәшкилати бу мунасивәт билән 6‏- июн күни америка пайтәхти вашингтонда ахбарат елан қилиш йиғини уюштуруп, өткән бир йил ичидә мусулман дөләтлиридә елип барған бу тәкшүрүш доклатиниң нәтиҗисини елан қилди. Мәзкур тәшкилатниң мусулманлар ишлириға аит бөлүмниң дериктори далия могаһед бу һәқтә бәргән баянатида, бу тәкшүрүшкә қатнашқан көп қисим мусулманларниң ғәрбниң техникиси, сиясий әркинлики вә әр-аяллар баравәрликигә һәвәс қилидиғанлиқини билдүрди:

"Биз тәкшүрүш елип барған һәр бир мусулман дөлитидики көп қисим мусулман аяллири, өзлирини һечқандақ тәсиргә учримиған әһвалда сайлаш һоқуқиға игә болуши керәк дәп қарайдикән. Улар йәнә, өз алдиға сиртта хизмәт қилиш, халиған хизмәтлиридә ишләш һәтта һөкүмәт орунлирида йетәкчи орунға өтүш қатарлиқ һоқуқлириниң болушини халайдикән".

Буниң билән бир вақитта йәнә, рай синаш тәкшүрүшигә қатнашқан әрләр вә аяллар һәр иккилисила диний етиқад вә әхлақ қиммитини, ислам дини җәмийитиниң тәрәққиятида муһим рол ойнайду дәп қариған. Шундақла улардин ғәрб әллириниң немисигә әң өч? дәп сориғанда, улар һәммидин аввал ғәрб әллиридики "әхлақсизлиқ, қалаймиқан җинсий алақә вә шәһванийлиқ" әһваллиридин нәпрәтлинидиғанлиқини билдүргән. Далия могаһед ханим мундақ дәйду:

"Мусулман аяллири америка вә ғәрб әллиридики аялларниң әрләр билән болған баравәрлик җәһәттики имтиязлириға қизиқиду-ю, әмма улардики мәлум мәдәнийәт чекинишини яқтурмайду".

Мусулманлар җәмийитидики әң яқтурмайдиған иш

Могаһед ханимниң билдүрүшичә, рай синаш тәкшүрүшидә йәнә, мусулман аяллири вә әрлиридин мусулман җәмийитидә немини әң яқтурмайдиғанлиқиму соралған. Бу суалға җавабән көп қисим мусулман аяллири чириклик, диний әсәбийлик вә мусулманлар арисидики иттипақсизлиқ әһваллирини әң яқтурмайдиғанлиқини билдүргән. Лекин улар буниңға әр -аялларниң баравәрлик мәсилисини киргүзмигән. Бу һәқтә тохталған могаһед ханим мундақ дәйду:

"Бәлким бу дөләтләрниң көп қисмида җинсий баравәрлик мәсилиси алдинқи муһим орунда туриду дәйдиған чүшәнчә болмиса керәк. Уларниң нәзиридә иқтисад вә сиясий әркинликкә охшаш башқа мәсилиләр алдинқи орунда туруши мумкин".

Хәлқниң авазини аңлитишта муһим әһмийәткә игә

Галуп тәшкилати 70 йилдин буян инсанлар тәбиити вә һәрикити үстидин тәтқиқат елип барған болуп, бу тәшкилат мутәхәссислири болса мәмурий башқуруш, иқтисад, писхологийә вә җәмийәтшунаслиқ саһәлири бойичә көзгә көрүнәрлик алимлардур. Бу орун мусулман дөләтлиридә елип барған бу рай синаш тәкшүрүшини бу йилму йәнә давамлаштурмақчи.

Галуп тәшкилатиниң статистика ишлириға мәсул дериктори фрәнк нюпорт бу хилдики рай синаш тәкшүрүшлириниң хәлқниң авазини аңлитишта муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.

"Һәммидин зөрүр болғини, адәттики хәлқниң авазини аңлитиш. Дунядики сиясий рәһбәрләр давамлиқ өзлириниң авазлирини аңлитип келиватиду. Мана мушундақ аддий пуқраларниң авазиниму аңлитип туруш керәк һәмдә бу, пүтүн җәмийәткә вә рәһбәрләрниң қарар чиқиришиға тәсир көрситәлиши керәк".

Галуп тәшкилати америкилиқ доктур җорҗ галупниң намида 1935‏- йили тәсис қилинған болуп, һазир бу органниң 2000 дин көп хадими бар һәмдә дуняниң һәр қайси җайлиридин болуп 40 нәччә ишханиси бар. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.