Қирғизистандики наразилиқ намайишлири


2005.03.22

KYRGYZTAN-ELECTION-RIOTS-15.jpg
21-Март күни, қирғизистан өктичилири, ош шәһиридә президент әсқәр ақайефниң рәсимини набут қилмақта. AFP

Хәвәрләргә қариғанда қирғизистан парламент сайлиминиң растчил вә адил болмиғанлиқидин нарази болған қирғизистан өктичи партийә-гуруһлириниң президент әсқәр ақайевни һоқуқтин чүшүшкә қисташ паалийәтлири йәнә бир йеңи долқунға көтүрилгән болуп, икки һәптидин буян җалал абад шәһиридики һөкүмәт орунлири өктичиләр тәрипидин конторул қилинған болса, дүшәнбә күни миңдин артуқ намайишчи амма ош областиниң мәркизи йәни қирғизистан бойичә иккинчи чоң шәһәр һесабланған ош шәһиридики областлиқ мәмурий мәһкимә, бихәтәрлик идариси, сақчи идариси шуниңдәк айродром қатарлиқ җайларни игиливалған. Ббч агентлиқиниң учуриға қариғанда бу һәрикәткә он миңдин артуқ адәм қатнашқан икән.

Һазирчә сақчилар билән намайишчилар арисида тоқунуш йүз бәрмигән

Русийиниң I TAR_TASS агентлиқиниң учуриға асасланғанда кәм дегәндә 8 шәһәрдә мушу хилдики наразилиқ намайишлири йүз бәргән болуп, бу қирғизистан бойичә омумий йүзлүк әһвалға айлинишқа йүзләнмәктә. Әмма , хәвәрләргә қариғанда, ош қатарлиқ шәһәрләрдә бәрибир норуз паалийәтлири давамлишивәргән, сақчилар билән намайишчилар арисида тоқунушлар келип чиқмиған.

Әмма, буниңдин 3 йил илгири җалал абад областида йүз бәргән өктичиләрниң наразилиқ намайишлири бастурулуп, бир қанчә адәмниң өлүши вә хели көп сандики адәмләрниң ярилиниш вәқәси келип чиққан иди. Буниң нәтиҗисидә мәзкур райондики һөкүмәткә қарши өктичилик һәрикәтлири күчүйип кәткән. Бу қетим һөкүмәт тәрәп сақчи тармақлирини ишқа салмиған.

Өктичиләр ақайевниң истипа беришини тәләп қилмақта

Ош вә җалал абад қатарлиқ җайлардики башқуруш органлири өктичиләр қолиға өткәндин кейин, 21-март күни кәчтә "қирғизистан хәлқлири бирлики алақә кеңиши" дәп аталған қирғизистан өктичи партийә вә гуруһларниң бирләшмиси әсқәр ақайевни өктичиләр билән сөһбәтлишип мәсилини һәл қилишқа вә яки уни халимиса вәзиписидин истипа беришқа чақирған. Бу мунасивәт билән қирғизистан баш министири николай танайев өктичиләр билән сөһбәтлишишни халайдиғанлиқини шуниңдәк бу қетим вәқәни тинч йол билән һәл қилиш үчүн сақчи вә башқиларни ишләтмәйдиғанлиқини тәкитлигән.

Қирғизистан һөкүмитиниң инкаси

Вәқә йүз бәргән күнләрдә президент ақайев москвада болуп, у дәрһал бишкәккә қайтқан шуниңдәк сайламға мунасивәтлик бәзи мәсилиләрни тәкшүридиғанлиқини билдүргән.

Баш министир танайев өктичиләр билән сөһбәтлишишни халайдиғанлиқини билдүргән болсиму, бирақ ош вә җалал абад областлиридики қаршилиқ көрсәткүчиләрниң пул төләш арқилиқ ишқа селинғанлиқини әйиблигән .Әмма, өктичиләр буни рәт қилған.

Қирғизистан президенти әсқәр ақайевниң ахбарат сикретари адил сеғизбайев баянат елан қилип, "ош вә җалал абад областлиридики өктичиләр тәрипидин қаймуқтуруш астида елип берилған мәзкур һәрикәтләр диний әсәбий вә террорчи тәшкилатларниң тәрипидин пайдилинип кетишида яхши васитә болуп қелиши мумкин" дегән. У йәнә , өктичиләрниң вәзийәтни конторул қилиш мумкинчиликиниң йоқлини тәкитлигән. Әмма өктичиләрниң рәһбәрлиридин бири роза отобайева буларниң сөзлирини инкар қилип, өзлириниң пүтүн имканийәтлири билән қанунни иҗра қилиш органлири билән бирлишип, ошта тәртип орнитидиғанлиқини билдүргән.

Хәлқара инкаслар

Җалал абад вә ошта йүз бәргән бу бир қатар әһваллар хәлқара ахбарат вастилириниң диққитини тартипла қалмастин бәлки йәнә хәлқара җәмийәтниңму көңүл бөлүшигә еришкән.

Америка қошма шитатлири өктичиләр вә қирғизистан һөкүмитини талаш-тартиш астидики мәсилиләрни тинчлиқ билән һәл қилишқа чақирған. Америка ташқи ишлар министирликиниң вәкили җамәс әрли һазир вашингтонниң қирғизистандики өктичиләрниң һәрикәтлирини йеқиндин күзүтиватқанлиқини билдүргән.

Униңдин илгири америкиниң бишкәктә турушлуқ баш әлчиси қирғизистанда елип берилган парламент сайлиминиң демократик нормиларға уйғун әмәсликини, мумкин қәдәр ақайевниң бу қетим өз тәрәпдарлириға көп йол қоюшниң пайдисиз икәнликини көрсәткән.

Русийә ташқи ишлар министирликиму җалал абад вә оштики бу һәрикәтләргә инкас қайтуруп, буң"өктичиләр тәрипидин қаймуқтуруш йоли билән" әмәлгә ашурулғанлиқини көрситиш арқилиқ русийиниң бу вәқәләргә җиддий қараватқанлиқини тәкитлигән шуниңдәк мәсилини сөһбәт йоли билән һәл қилишқа дәвәт қилған.

явропа бихәтәрлики вә һәмкарлиқи тәшкилатиму қирғизистандики парламент сайлиминиң демократик нормиларға уйғур әмәсликини көрсәткән.

Қирғизистан өктичилириниң рәһбири роза отобайева қирғизистандики парламент сайлиминиң адил вә растчил болмиғанлиқини, буниңда қирғизистан президентиниң тәрәпдарлири ,униң уруқ туққанлири қатарлиқларниң авазға еришивалғанлиқини билдүргән иди.

Қирғизистанниң демократийилиши мәсилиси узундин буян хәлқара җәмийәтниң диққәт етибарини қозғап келиватқан мәсилиләрниң биридур. Қирғизистан өктичилири бир қанчә йиллардин буян дөләттә парихорлуқ, кәмбәғәлчилик қатарлиқларниң күчүйүп кәткәнликини көрситип, демократик ислаһат елип беришни үзлүксиз түрдә тәләп қилған. Президент намзити кулопниң түрмигә ташлиниши вә бир қанчә йил илгири йүз бәргән җалал абаддики намайишчиларниң бастурулуш вәқәсидин кейин, өктичилик һәрикити техиму күчәйгән. Униң үстигә бу йил 10 айда президент сайлими елип берилмақчи болуп, ақайениң қайта сайлиниши яки вәзиписидин қалдурулушиму муһим нуқтиға айланған. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.