Америкидики уйғурлар норуз байрими сәнәт кечилики өткүзди
2005.03.21
Америка уйғур бирләшмисиниң тәшкиллиши, америкидики яш - өсмүрләрниң тәйярлиши билән, америкиниң вирҗиния штатидики җорҗи мәйсон унвәрситетида норуз байримини хатириләш сәнәт кечилики өткүзүлди.
Бу қетимқи сәнәт кечиликигә бостон вә нйо-йорк шәһәрлиридин кәлгән меһманлар шундақла вашингтон әтрапидики уйғурлардин болуп, 200 йеқин уйғур җамаити қатнашти. Мәзкур сәнәт кечиликигә техиму һаяҗан вә шатлиқ қатқини, мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчси рабийә қадир ханимниң қәдәм тәшрип қилиши болди.
Рабийә қадир ханим тәклип билән сөзгә чиқип, өзиниң уйғур җамаити билән бирликтә норуз өткүзгәнликидин наһайити хошал икәнликини билдүрүп, өзиниң түрмидин чиқиши вә уйғурларниң кишилик һоқуқи үчүн әҗир сиңдүриватқанларға рәхмитини билдүрди.
Сөзгә чиққан уйғур америка бирликиниң рәиси нурй түркәл әпәнди, бу қетимлиқ норузниң уйғурларға қош хушаллиқ елип кәлгәнлики тилға елип, меһманларниң кәлгән қәдимигә рәхмәт ейтти.
"Норуз байрими" сәнәт кечиликидә, яш - өсмүр сәнәткарларлар тәйялиған вәтәнпәрвәрлик түси алған түрлүк сәнәт номурлири, кечиликкә қатнашқан һәр бир кишини чоңқур һаяҗанға салди.