Хитай вә уйғур елидә алий мәктәпләрниң оқуш расхоти барғансери өрлимәктә
2005.07.18
Мустәқил тәшкилат маарип сиясити тәтқиқат оргининиң дунядики 16 дөләттә елип барған тәкшүрүш доклатида көрситилишичә, мутләқ сан бойичә һесаблиғанда, дуняда алий мәктәп оқуш һәққи әң юқири болған дөләт японийә болуп, униңдин қалса йеңи зилландийә вә әнгилийә икән. Лекин йиллиқ кирим бойичә һесаблиғанда, хитайда алий мәктәп оқуғучилириниң һәр йили төләйдиған оқуш һәққи һазирқи заман алий мәктәп чиқими әң юқири болған японийидики оқуш һәққиниң 3 һәссисидинму юқири икән. Чүнки йиллиқ кирими 31 миң америка доллири болған японийә хәлқи төләватқан алий мәктәп оқуш һәққи хитай пулиға сундурғанда 110 миң йүән болса, йиллиқ кирими 1000 америка доллириғиму йәтмәйдиған хитайда, кишиләрниң һәр йили алий мәктәп үчүн төләйдиған пули 10 миң йүәндин ашидикән. Йәни йиллиқ кирими хитайдикиләрдин оттуз нәччә һәссә юқири болған японийә хәлқиниң төләйдиған оқуш һәққи, хитай аһалилириниң йиллиқ кирими бойичә һесаблиғанда аран 3550 йүән әтрапида икән.
Адәмни чөчүткидәк оқуш һәққи
Хитай һөкүмитиниң "алий мәктәп оқуш һәққи һәр йилқи маарип йетиштүрүш тәннәрқиниң 25 пирсәнтидин ешип кәтмәслик керәк" дегән бәлгилимиси бойичә һесаблиғанда, тәбиий пән оқуйдиған оқуғучилар йилиға көп болғанда 3750 йүән тапшуруш керәк икән, иҗтимаий пән оқуйдиғанлар болса 3000 йүән әтрапида төлиши керәк икән.
Лекин хитай маарип комитети мәсулиниң һесаблишичә, һазир хитайда тәбиий пән оқуғанларниң йилиға төләйдиған оқуш һәққи 15 миң йүән әтрапида болуп, иҗтимаий пән оқуйдиғанларниң төләйдиғини йилиға 12 яки 13 миң йүән әтрапида болған. Демәк, хитай һөкүмитиниң алий мәктәп оқуш һәққи бәлгилимиси қуруқ гәп болуп, мәзкур бәлгилимә оқуш һәққини төвәнлитиштә һечқандақ әмәлий рол ойнимиған.
Мунасивәтлик мәлуматларда көрситилишичә, хитай һөкүмити 1989 - йили "алий мәктәп оқуш һәққи түзүми" ни бекиткәндин буянқи 20 йил ичидә, оқуш һәққиниң өрлиши адәмни чөчүткидәк һаләткә йәткән. Мәсилән, әйни чағдики йиллиқ оқуш һәққи 200 йүән болған болса, һазир 5000 йүәндин 10000 йүәнгичә болуп, 89 - йиллиридики оқуш һәққиғә селиштурулғанда, 25 һәссидин 50 һәссигичә көпәйгән. Бу 20 йилдин буян хәлқниң йиллиқ кирими әйни чағдикидин пәқәт 4 һәссә өрлигән болуп, бу җәрянда өрлигән оқуш һәққи униңдин 10 нәччә һәссә ешип кәткән. Йеқинда елип берилған бир қетимлиқ тәкшүрүштин мәлум болушичә, хитайда һазир бу хил юқири оқуш һәққигә ишиналайдиғанлар пәқәт 7.5٪ Ни игилигән.
Уйғур елидики алий мәктәпләрниң оқуш һәққи хитай өлкилиридин қелишмайду
Радиомизниң һәқсиз линийисигә келиватқан телефонлардин мәлум болушичә, һазир уйғур елидики алий мәктәпләрниң оқуш һәққиму йилдин - йилға өрлимәктә икән. Мәсилән, бәлгилимидә, адәттики алий мәктәпләрниң йиллиқ оқуш һәққи 3000 - 4000 йүән дәп көрситилгини билән, ятақ пули, у пул, бу пул дәп ахирида йәнила, оқуғучиларниң төләйдиған пули 10000 йүәнгә баридикән. Хитай өлкилиридики мәктәпләрдә оқуш тоғра кәлсә, оқуш һәққи 12 миң йүән әтрапида болуп, у - бу пуллар билән қошулуп, 20000 йүәнгә йетидикән,
Деһқанлар балилирини қандақму алий мәктәпләрдә оқуталисун!
Хитай һөкүмитиниң санлиқ статистикисидин мәлум болушичә, һазир хитайдики деһқанларниң йиллиқ кирими 2622 йүән булуп, адәттики алий мәктәпләрниң оқуш һәққи деһқанларниң йиллиқ киримидин 3 һәссә юқири болған.
Демәк, адәттики бир деһқан аилиси бир йил йимәй -ичмәй пул йиққандиму, балисини алий мәктәптә оқутуш мумкин әмәс. Шуңа һазир деһқан ата -аниларниң өз бөрикини сетип балисини оқутидиған, оқуталмиғанлар зәһәр ичип өлүвалидиған әһваллар давамлиқ йүз берип турмақта.
Хитай мәтбуатлири өзиму, "қан – яшқа боюлған алий мәктәп" намлиқ мақалиларни елан қилип, хитай һөкүмитиниң алий мәктәп оқуш һәққи тоғрисида бекиткән сиясәтлирини астирттин мәсхирә қилған. (Меһрибан)