Осман батурниң нәвриси өркән нәбийоғли билән сөһбәт
2007.08.02
Осман батурниң нәвриси өркән нәбийоғли истанбулға кәлди. 8-Айниң 2-күни ахшам түркийәниң истанбул шәһиридә өткүзүлмәкчи болған 20-әсирдә хитайға қарши бүйүк муҗадилә елип барған миллий қәһриман осман батурни әсләш йиғиниға қатнишиш үчүн қазақистандин кәлгән өркән нәбийоғли билән униң бовиси осман батур вә өзиниң паалийәтлири һәққидә сөһбәт елип бардуқ.
Осман батур 1941-йилидин 1951-йили 2-айда коммунист хитайлар тәрипидин қолға елинғучә болған арилиқта сәбдашлири билән бирликтә хитайларға қарши қораллиқ күрәш елип барған миллий қәһриманлардин биридур. Осман батур 1951-йили 4-айниң 29-күни өлүм җазасиға һөкүм қилинип өлтүрүлгән иди. Осман батурниң укиси делихан ислам урушта әсиргә чүшкәндин кейин өлтүрүлгән болуп, осман батурниң иккинчи аяли, 3 оғли вә 5 қизиму әсиргә елинған иди. Униң 18 яштики қизи кабийра билән 14 яштики оғли байболла болса аписи мамәйниң көзиниң алдида тоғрап өлтүрүлгән, 11 яштики оғли карий вә 9 яштики қизи сапиян 20 метир чоңқурлуқтики қудуққа ташланған иди. Балилириға қилинған бу зулум вә тән җазалирини көргән аниси мамәй хатун бу дәрткә чидиялмай өзини дәряға ташлап өлүвалған.
Осман батурниң шәрдиман, нимәтуллаһ вә нәбий исимлик оғуллири дадиси өлтүрүлгәндин кейинму мустәқиллиқ күришини давам қилған болуп, бүгүн осман батурниң нәбий исимлик оғлиниң балиси болған өркән қазақистанда осман батур вәхписини қуруп, паалийәт елип бериватқан икән . У биз билән елип барған сөһбитидә осман батурниң түрк дунясиниң әң бүйүк қәһримани икәнликини, өзиниң хитайдики қазақлардин башқа пүтүн дунядики қазақларға осман батурниң иш - излирини аңлитиш вә униң роһини мәңгү яшитиш үчүн түрлүк паалийәтләрни елип бериватқанлиқини, әмма шәрқий түркистанда техичә осман батурниң исмини тилға елишниң чәклинип келиватқанлиқини ейтти.
Осман батур һәққидә йеқинқи йиллардин бери елип бериливатқан паалийәтләр һәққидә мәлумат игиләшни халисиңиз осман батурниң нәвриси өркән нәбийоғли билән елип барған сөһбитимизни аңлаң.
RFA: Һөрмәтлик өркән нәбийоғли, алди билән өзиңизни қисқичә тонуштуруп өтсиңиз қандақ?
Өркән нәбийоғли: мениң исмим өркән нәбийоғли, 1984-йили 1-айниң 10-күни шәрқий түркистанниң алтай вилайити көктоқай наһийисидә туғулдум. 1993-Йилидин 2002-йилиғичә қазақ оттура мәктипидә оқудум. Бу мәктәпни пүттүргәндин кейин қазақистанниң түркистан шәһиридики әһмәт йәсәви университети хәлқара мунасивәтләр бөлүмигә оқушқа кирдим. Һазир бу университетниң 3-синипида оқуватимән. 2006-Йили 3-айда йәни норуз байримида қазақистан гиражданлиқиға өттүм. 2006-Йили 12-айда қазақистанниң алмата шәһиридә осман батур вәхпини қурдум.
RFA: Түркийидә осман батур һәққидә нурғун китаблар вә мақалиләр чиқти, сиз осман батур вәхпиниму қурупсиз? вәхпиңизниң паалийәтлири һәққидә қисқичә мәлумат бәрсиңиз қандақ?
Өркән нәбийоғли: қазақистанда осман батур вәхпи қурулғандин бери, қазақистандики радио - телевизийә вә гезитләр арқилиқ осман батурни аңлитишқа тиришиватимиз. 2007-Йили 2-айда алматада осман батурниң роһиға атап қурани керим оқуттуқ. Йәнә 2007-йили 4-айниң 23-күни қазақистанниң түркистан шәһиридә осман батурға атап түрк дуняси яшлири кечилики өткүзүп, түрк дунясидики яшларға осман батурни тонутушқа тириштуқ. Бундин башқа йәнә 2007-йили 5-айда осман батур намлиқ мақалиләр топлимини нәшр қилдурдуқ. Бу китабта осман батур һәққидики көп мақалигә йәр бәрдуқ.
RFA: Түркийидики шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлири һәр йили осман батурни әсләш йиғинлирини өткүзүп, осман батурни түрк җамаитигә аңлитишқа тиришиватиду. Сиз осман батурниң нәвриси болуш сүпитиңиз билән осман батур үчүн бу хәлқтин күтидиған үмидиңиз немә?
Өркән нәбийоғли: яврупа, түркийә, қазақистан вә моңғулийидики қазақлар осман батурни хатириләш вә тонутуш үчүн көп нәрсиләрни йезип нәшр қилдурди. Әмма шәрқий түркистандики қазақлар осман батурни тилға алалмайду. Чүнки хитайда зулум вә бесим бар, у йәрдики кишиләрниң әркин сөзләш һәққи йоқ. Булардин башқа түркийә вә қазақистан осман батур үчүн қолидин келишичә хизмәт қиливатиду. Осман батур вәхпи йеңи қурулди. Пүтүн дунядики шәрқий түркистанлиқларниң вә түрк қериндашлиримизниң вәхпимизни қоллап қуввәтлишини үмид қилимән. 20-Әсирдә хитайға қарши күрәш қилған әң бүйүк қәһриман осман батур һәққидә мән билән сөһбәт елип барғанлиқиңиз үчүн сизгә рәһмәт ейтимән. (Әркин тарим)
Мунасивәтлик мақалилар
- Өктичиләр қазақистан сақчи даирлирини хитайниң совғисини қобул қилмаслиққа чақирди
- Қазақ мәктәплири тақалмақта
- Қазақистан җамаәтчилики осман исламни "қәһриман " дәп хатирилиди (1)
- Қазақистанда 31 - май хатириләш күни паалийити елип берилди
- Қазақистан тутқун қиливатқан уйғур паалийәтчилири көпәймәктә
- Қазақистан асасий қануниға өзгәртиш киргүзди
- Истанбулда: `шәрқий туркистан вә қазақистан` темисида йиғин
- Осман батурниң шеһит болғанлиқиниң 55 - йиллиқи хатириләнди
- 3-Нөвәтлик дуня қазақлири қурултийи рәсми башланди
- Түркийидә осман батур вә шәрқий түркистан намлиқ йиғин өткүзүлди
- Шерипҗан надироф әпәнди билән сөһбәт
- "Достлуқ вә қериндашлиқ риштини бағлаш" қа барған вәкилниң тәсиратлири