Америка дөләт мәҗлисидә оттура асия темисида испат бериш йиғини ечилди
2006.07.26
Оттура асияниң енергийә вә бихәтәрлики асаси тема қилинған америка дөләт мәҗлисидики испат бериш йиғинида америка ташқи ишлар министирликиниң муавин ярдәмчи министири стивен манн, сабиқ совет иттипақи җумһурийәтлири вә хитай билән русийини өз ичигә алған район характерлик гуруһниң һәрикити, гәрчә бәзидә америкиниң райондики мәнпәәтигә хирис қилсиму, лекин америка улардин зиядә әндишә қилип кәтмәслики керәк, дәп әскәртти. Стивен манниң тәкитлишичә, гәрчә бу дөләтләр шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң әзаси болсиму, лекин NATO вә явропа бихәтәрлик - һәмкарлиқ тәшкилати қатарлиқ органлар нефит енергийисигә бай бу дөләтләрниң ғәрб билән достанә мунасивитини сақлап қелишиға түрткә болмақта.
Русийә билән хитайниң америкини оттура асияда йитим қалдуруш нийити бар
Русийә билән хитайниң америкини оттура асияда сияси, һәрбий вә иқтисади җәһәттин йитим қалдуруш нийити бар.
Сәйшәнбә күни дөләт мәҗлисиниң рейбон хизмәт бинасида чақирилған бу йиғинни авам палата әзаси илена рос- литенән ханим йетәкчиликидики хәлқара мунасивәтләр төвән комитети уюштурған.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики қазақистан, қирғизистан, таҗикистан, өзбекистан, җоңго вә русийә қатарлиқ дөләтләр бу йил 6 - айда чақирилған шаңхәй башлиқлар йиғиниға иран президенти махмуд әхмәдинәҗадни тәклип қилди вә америка бу йиғинға терроризмни қоллайдиған бир дөләт рәһбириниң тәклип қилинғанлиқини "қоллимаймиз," дәп баянат елан қилған.
Йиғинниң ечилиш мурасимидики нутиқида авам палата әзаси илена рос- летинән, гувачилардин америкиниң райондики енергийә мәнпәәти, болупму "америкиниң стратегийилик обйекти вә еһтияҗи" ға алақидар йетәкчи принсипини сориди. У, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң өткән айда чақирилған башлиқлар йиғини үстидә тохтилип, бу шуни испатлайдуки "русийә билән хитайниң америкини оттура асияда сияси, һәрбий вә иқтисади җәһәттин йитим қалдуруш нийити бар," дәйду.
Лю шавҗу: җоңго америкиниң енергийә саһәсидики мәнпәәтигә риқабәтчи болуп қелиштин иһтият қилмақта
Лекин америкидики җоңго стратегийә тәтқиқат орниниң мутәхәссиси лю шявҗуниң радиомизға әскәртишичә, җоңго билән америка енергийә мәсилисидә һәм һәмкарлашмақта һәм өз ара тиркәшмәктә.
Лю шавҗу, "җоңгониң енергийә еһтияҗи йилдин йилға көпийип, дуня бойичә 2 - чоң нефит импорт қилидиған дөләт болуп қалди. Бу америкиниң йәр шари нефит тәқсиматиға бесим шәкилләндүрсиму, лекин һазирғичә һәр икки тәрәп һәмкарлиқни асас қилип кетиватиду. Җоңго америкиниң енергийә саһәсидики мәнпәәтигә риқабәтчи болуп қелиштин иһтият қилмақта," дәйду.
Сәйшәнбә күнки испат бериш йиғинида шаңхәйдики башлиқлар йиғинға иран президенти әхмәдинәҗадниң көзәткүчи сүпитидә қатнашқанлиқини тәкитлигән стивен манн, бу йилқи башлиқлар йиғини президент әхмәдинәҗадниң тиришчанлиқиға қаримай, америкиниң райондики һәрбий базилири мәсилисидә 2005 - йилдики башлиқлар йиғиниға қариғанда "нисбәтән иҗади ипадигә йеқинлишидиған позитсийидә болди," дәп көрсәтти.
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң 2005 - йили астанида чақирилған башлиқлар йиғини америкидин қирғизистан вә өзбекистандики базилирини елип чиқип кетишни тәләп қилған. Қирғизистан өткән һәптә баянат елан қилип, манас һава армийә базисидики америка қисимлирини елип чиқип кетиш тоғрисида америкиға тапшурған олтуматумни қайтурувалғанлиқини вә америкиниң афғанистанда елип бериватқан һәрбий һәрикитини қоллайдиғанлиқини җакалиди.
Әгәр хитай америкиниң истратегийилик мәнпәәти билән тоқунушуп қалса, америка хитайға қарши туруш йолини талливелиши мумкин
Җоңгониң иран вә африқидики судан қатарлиқ мәсилиләргә тутидиған позитсийиси муһим әһмийәткә игә. Әгәр җоңго бу мәсилиләрдә америкиниң истратегийилик мәнпәәти билән тоқунушуп қалса, у һалда америка җуңгоға қарши туруш йолини талливелиши мумкин.
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң ашкарилишичә, қирғизистан икки тәрәп һасил қилған келишим бойичә америка қирғизистанға 150 милйон доллар ярдәм беришни вә буниң 20 милйонини манас һава армийә базисиниң иҗарә һәққи үчүн төләшкә мақул болғандин кейин олтуматумни қайтурувалған. Буниңдин бурун америка, манас һава армийә базисиниң йиллиқ иҗарә һәққи үчүн қирғизларға йилда 2 йерим милйон доллар өтәйтти.
Стивен манн вә йиғинда испат бәргән гувачиларниң әскәртишичә, оттура асия зор нефит вә тәбий газ байлиқиға игә болсиму, лекин совет иттипақи дәвридә вә униңдин кейинки йиллардики мәвҗут әң зор тосалғу нефит тошуйдиған туруба вә транспорт әслиһәлириниң йетәрлик әмәслики болуп, 2001 - йили шимали каспий деңизидин қара деңизғичә тутушидиған 1000 километир узунлуқтики нефит турубиси ясалғандин кейин вәзийәттә өзгириш болған.
Йиғинда гувачилар, әзарбәйҗанниң баку шәһиридин түркийиниң җәйһан портиғичә тутушидиған вә йеқинда ечилған бу туруба йолини бу җәһәттики йәнә бир зор қәдәм, дәп қариди. Лю шявҗуниң қаришичә, җоңго билән америка хели вақитларғичә бир- бири билән ашкарә дүшмәнләшмәслики мумкин. Лекин у, "җоңгониң иран вә африқидики судан қатарлиқ мәсилиләргә тутидиған позитсийиси муһим әһмийәткә игә. Әгәр җоңго бу мәсилиләрдә америкиниң истратегийилик мәнпәәти билән тоқунушуп қалса, у һалда америка җуңгоға қарши туруш йолини талливелиши мумкин," дәйду.
Оттура асияға сәл қаридуқ
Испат бериш йиғинида стивен манн америкиниң оттура асия сияситини чүшәндүрүп, "бизниң оттура асиядики 5 дөләт билән болған мунасивитимиз бихәтәрлик, нефит - тәбий газ санаетини өз ичигә алған иқтисади ислаһат вә тәрәққият, демократик ислаһаттин ибарәт 3 нуқтиға таянған," дәйду. Стивен манниң әскәртишичә, "қазақистанниң бихәтәрлик вә иқтисади ислаһат җәһәттики ипадиси сабиқ совет иттипақи бойичә әң авангард дөләт болсиму, лекин демократик ислаһат пиланини илгири сүрүшкә тоғра келидикән."
Йиғинда демократик авам палата әзаси гәрей екирмән, демократийә мусаписи оттура асияда үзүлүп қалғанлиқини вә буниңға буш һөкүмити җавапкар, дәп әйиблиди. Униң әскәртишичә, америкиниң " ирақтики битәләйлики" буш һөкүмитиниң нервисини чечивәткәнликтин оттура асияға диққитини буралмиған. У, "америка оттура шәрқни демократийиләштүрүш шуари товлаватқанда биз оттура асияни көзитиш вә көңүл бөлүшкә сәл қариғанмиз," дәйду.(Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка оттура асияда туридиған һәрбий қисимлирини қисқартиши мумкин
- Хитайниң иран президентини шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға тәклип қилиши америкиға тақабил турғанлиқму?
- Қурманбек бақийеф америка - қирғизистан иҗарә һәққи ихтилапида тез бирликкә келишни тәләп қилди
- Қирғизистан америкиға манас һава армийә базисини тақаш тоғрисида тәһдит салди
- Бақийев америка армийә базиси һәққидә тохталди
- Америка оттура асияға қаратқан сияситини күчәйтиши мумкин
- Қирғизистан америкидин һәрбий базисиға төләйдиған иҗарә һәққини өстүрүшни тәләп қилди
- Оттура асияниң кәлгүси зор
- Қирғизистанда америкини қоллаш намайиши йүз бәрди
- Америка тәләп қилинған шараитта, қазақистанда һәрбий база ечиши мумкин