Уйғур алий мәктәп оқуғучилири мәҗбури пахта териш әмгикидә


2006.09.27

Уйғур елидики һәр дәриҗилик али мәктәп оқуғучилириниң һәр йиллиқ пахта териш мәҗбури әмгикигә қатнишиши 1995 - йилдин башланған болуп, шундин бири йүз миңлиғаин оқуғучилар күз мәзгилидики оқуш мәвсуми башлиниш биләнла оқушлирини ташлап пахта теришқа мәҗбури елип меңилмақта.

Уйғур аптоном районлуқ маарип назаритиниң тор бетидә берилгән хәвәрдин мәлум болушчә, бу йиллиқ йеңи оқуш мәвсуми башлиниш биләнла уйғур аптонум райониниң һәр қайси җайлиридики али мәктәпләрдин 800 миңдин артуқ оқуғучи пахта териш һашириға елип меңилған болуп, ялғуз йеза игилик университетиниң өзидинла 4 миң оқуғучи пахта теришқа сәпәрвәрлик қилинған.

Хәвәрдә маарип назаритиниң өткән йиллиқ пахта теришқа чиққан оқуғучилар истатискисини нәқил қилип, 2005 - йилниң өзидила 2689 мәктәптин 100 миңдин артуқ оқуғучиниң пахта теришқа чиққанлиқини билдүргән. Хәвәрдә йәнә уйғур елидики һәр қайси али мәктәпләр оқуғучиларниң пахта териш мәҗбури әмгикини оқуғучиларниң күндилик өгиниш, пән-техника билимлирини игиләш, синип көчүш, мукапатлиниш, 3тә яхши оқуғучи болуш қатарлиқларниң муһим асаслириниң бири болуватқанлиқини алаһидә тилға алған вә буни оқуғучиларниң җапаға чидаш, әмгәкни сөйүш роһини йетилдүрүш тәрбийисиниң муһим асаси дәп чүшәндүргән. Әмма чәтәлдә яшаватқан, бурун пахта теришқа қатнашқан уйғурлар бу хил мәҗбури әмгәкни оқуғучиларға һечқандақ пайдиси болмиған пахта териш һашири дәп атимақта.

Һазир шветсийидә яшаватқан ниҗат әпәнди телефон зияритимни қобул қилип, өзиниң пахта теришқа қатнашқан чағдики кәчүрмишлири вә туйғулирини әсләп өтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.