Немә үчүн уйғур деһқанлар пахта үзүш әмгикигә қатнаштурулмиди ?
2006.08.23
Хитай даирилири йеқинда 100 миңдин артуқ чоңчиңлиқ хитай деһқанни тәшкилләп, уйғур диярида пахта үзүш әмгикигә селиш, бу арқилиқ апәткә дуч кәлгән хитай деһқанлириниң қийинчилиқини йәңгиллитиш һәриктини башлиди.
Хитай хәвәр агентлиқиниң бу һәқтә бәргән хәвиридин мәлум болишичә, һөкүмәт пахта үзүшкә салидиған хитай диханларни 30 дин артуқ пойизда уйғур елиға һәқсиз тошиғандин сирт, уларни һәқсиз ятақ вә йимәк - ичмәк билән тәминләйдикән.
Хәвәрдә йәнә, икки айға йеқин давамлишидиған пахта үзүш әмгикидә, һәр бир деһқанниң еришидиған сап тапавити 2000 йүәндин ашидикән.
Мәлуматларға қариғанда уйғур елидә , намрат деһқанлар интайин көп болуп, һәтта йилиға 1000 йүән кирим қилалмайдиған деқанларму хели көп салмақни игиләйдикән. Бундақ әһвал астида ичкири өлкиләрдин 100 миңлап деһқанни уйғур елидә пул тепишқа орунлаштуруш, чәтәлләрдики уйғурлар арисида күчлүк наразлиқларни мәйданға кәлтүрмәктә.
Бу мунасивәт билән, мухбиримиз әқидә уйғур елидики йәрлик деһқанлардин юқирида тилға елинған мәсилә үстидә әһвал игиләп беқиш үчүн, бир қанчә деһқанларниң өйигә телефун уруп әһвал игилиди.
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур аптоном райони йүз миң кишилик пахта үзгүчиләрниң еқимиға дуч кәлди
- Башланғуч мәктәп балилиридин башқа оқуғучилар йәнила пахта териштин қутулмиди
- Мәҗбурий пахта териштин әмдила қайтип кәлгән деһқан әмди һашарға елип кетилди
- Бу йиллиқ пахта теришта пайда алғанлар ким?
- Оқуғучиларни пахта теришкә ким орунлаштурған?