Нәнси пелоси : җорҗ буш олимпик ечилиш мурасимини байқут қилиши керәк
2008.04.01

Бүгүн сәйшәнбә күни әтигән америка кеңәш палата рәиси нәнси пелоси ханим хитай һөкүмитиниң тибәттә елип бериватқан бастуруш һәрикити вә хитайниң кишилик һоқуқни яхшилаш җәһәтләрдә дуня җамаәтчиликигә бәргән вәдилиридә турмиғанлиқи түпәйли америка президенти җорҗ бушниң бу йил 8 - авғуст бейҗиңда өткүзүлидиған олимпик йеғининиң ечилиш мурасимини байқут қилиши керәкликини көрсәтти.
Олимпик ечилиш мурасимини байқут қилиш мәсилиси очуқ - ашкара болуши керәк
Илгири буш хитай президент ху җинтав билән көрүшкәндә ху җинтавниң тәклипини қобул қилған һәмдә өзиниң бейҗиң олимпикиниң ечилиш мурасимиға қатнишидиғанлиқини билдүргән иди.
Пелоси ханим бүгүн ABC телевизийисигә бәргән зияритидә америка президенти бушниң башқа дөләт рәһбәрлиригә охшаш иш көрүп бейҗиң олимпикиниң ечилиш мурасимиға қатнишиш мәсилисидә ойлинип көрүши керәкликини билдүрди.
У мундақ деди: "мениңчә олимпик ечилиш мурасимиға қатнишиш ишини, башқа дөләт рәһбәрлириниң қандақ қилишиға қарап президент буш кейин қайта ойлап көрүши керәк."
У йәнә , германийә баш министири ангела меркелниңму вә башқа дөләт рәһбәрлириниңму бейҗиң олимпикиниң ечилиш мурасимиға қатнишиш яки қатнашмаслиқ мәсилисидә очуқ - ашкара болғанлиқини , шундақ болғанда ишларни яхши бир тәрәп қилғили болидиғанлиқини билдүрди вә " мәнчә олимпик ечилиш мурасимини байқут қилиш мәсилиси очуқ - ашкара болуши керәк, шундақ болғанда хитайғиму һөрмәт көрсәткән болимиз "деди .
Пелоси ханим: "баштила олимпик хитайға берилмәслики керәк иди"
Пелоси ханим йәнә олимпикниң хитайға берилиши мәсилисидә тохтилип: "баштила олимпик хитайға берилмәслики керәк иди, лекин улар олимпикни өткүзүш шәрипигә кишилик һоқуқни яхшилар вәдиси билән еришти, бирақ улар бу вәдилиригә вапа қилғини йоқ" деди.
Пелоси ханимниң чақириқиға җавабән ақсарай инкас қайтуруп, олимпикиниң пәқәт тәнтәрбийә мусабиқиси икәнликини , сиясий билән алақидар әмәсликини илгири сүрүп, пәқәт тибәттики бастуруш һәрикити сәвәбидинла президент бушниң олимпикни байқут қилмаслиқи мумкинликини билдүрди .
Пелоси ханим : хитай кишилик һоқуқни яхшилаш , ахбаратни кәң қоюветиш вәдилиридә турғини йоқ
Бүгүн пелоси ханим өзиниң олимпик мәйдани һәмдә хитай һәққидә ейтқанлири үстидә йәнә тохталди вә өзиниң йеқинда һиндистанға қилған зиярити җәрянида хитай һәққидә сәпсәтә тарқатмиғанлиқини бәлки хитайниң хәлқара олимпик комитетиға бәргән вәдилирини ақлимиғанлиқидин ибарәт һәқиқәт үстидә сөз ачқанлиқини тәкитлиди.
У мундақ деди: мән һиндистанға барған чеғимда хитай һәққидә ялған гәп қилғиним йоқ, бәлки хитайниң тибәттә немә қилмишлар билән шуғуллиниватқанлиқини һәмдә хитайниң олимпик өткүзүшни қолға кәлтүрүш үчүн кишилик һоқуқни яхшилаймиз вә ахбаратни кәң қоюветимиз дәп хәлқара олимпик комитетиға бәргән вәдилиридә турмиғанлиқидин ибарәт һәқиқәт үстидә тохталдим."
Хитайда бу йил авғустниң 8 - күни өткүзүлидиған 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпикигә дәл 130 күн қалди, әмма хитай 2001 - йили олимпик саһибханилиқини елиш алдида дуня җаматчиликигә бәргән кишилик һоқуқни яхшилаш , ахбаратни кәң қоюветиш дегәнгә охшаш вәдилириниң биридиму турғини йоқ.
Униң үстигә хитайниң 10 - март тибәттә елип берилған наразилиқ намайишини зораванлиқ васитилири ишлитип бастуруши , бу нөвәтлик олимпикни дуня характерлик байқут қилиш идийилирини улғайтқан иди.
Ангела меркел олимпик ечилиш мурасимиға қатнашмайдиғанлиқини җакарлиди
Гәрчә һазир бирәр дөләт бу олимпикни пүтүнләй байқут қилидиғанлиқини җакарлимиған болсиму, әмма бир қисм ғәрб әллири рәһбәрлири олимпик ечилиш мурасимини байқут қилидиғанлиқини елан қилди.
явропа иттипақиға әза дөләтләр ичидә 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпикиниң ечилиш мурасимини байқут қилишни полша баш министири доналд туск җакарлиғандин кейин, униң мәзкур чақириқиға чех президенти ваклав клаус аваз қошқан иди.
Униңдин башқа , 31 - март күни германийә баш министири ангела меркел ханимму өзиниң бу олимпик ечилиш мурасимиға қатнашмайдиғанлиқини җакарлиған болуп, мәлум болушичә, франсийә президенти нәколас саркозийму өзиниң бейҗиң олимпикниң ечилиш мурасимини байқут қилиши мумкинликини билдүргән иди. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити тибәтләрни қул қилиш үчүн далай ламаға қарши туруп кәлмәктә
- Тибәтләр'қарлиқ тағдики шир' бәлгилик дөләт байриқини пүтүн дуняда ләпилдәтти (3)
- Тибәтләр ' қарлиқ тағда шир' бәлгилик дөләт байриқини пүтүн дуняда ләпилдәтти (2)
- Хитай һөкүмитиниң олимпик мәшилини йәткүзүш һәрикити қаршилиқларға дуч кәлмәктә
- Бейҗиңдики олимпик уйғурларға һәссиләп қийинчилиқ елип кәлди
- Ваң лечүәнниң уйғурларға қаритиватқан сүйиқәстлири
- Түркийидики шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлири вилайәт рәһбәрлири билән көрүшти
- Тибәттики намайишни далай лама кәлтүрүп чиқарғанму?
- Тибәтләр ' қарлиқ тағда шир' бәлгилик дөләт байриқини пүтүн дуняда ләпилдәтти (1)
- Хитай тибәтләрниң һәрикитигә терроризм җинайити артишқа қәдәм басмақта
- Намайишчилар афенадики олимпик мәшилини йеқиш мурасимида хитайға қарши кашила чиқирип һәйвә көрсәтти
- Авам палата рәиси нәнси пелусиниң дарамсала зиярити
- Тибәтләр хитайларни қоғлап чиқириш һәркити елип барған
- Хитай 2008 - йиллиқ олимпиктин айрилип қаламду?
- Хитай, дуня миқясида аммиви тәшкилатларниң бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш чақириқиға дуч кәлди
- Хитай, тибәттики наразилиқ һәрикитини бастурушқа техиму зор көләмдә һәрбий күчлирини ишқа салмақта