Хитайниң йеңи баҗ сиясити уйғурларни бай қиламду?


2005.10.28

Хитайдики байлар билән кәмбәғәлләр кирим пәрқиниң барғансери чоңийиши узундин бери мутәхәссисләрниң диққитини тартип келиватқан муһим мәсилиләрниң бири болуп, хитай һөкүмитиниң өз мәтбуатлири әгәр хитайда "пуқралар ара байлар билән намратларниң пәрқи һазирқидәк күндин -күнгә чоңлап кетивәрсә, бу кәң көләмлик топилаң чиқишқа сәвәбчи болиду", дәп агаһландурған иди.

Б б с ниң хәвәр қилишичә, бу мәсилини һәл қилиш үчүн хитайда дөләт пуқралиридин елинидиған шәхсий кирим беҗиниң чәклимә сизиқини өзгәртиш арқилиқ байлар билән намратларниң пәрқини кичиклитиш пиланланған.

Хитай һөкүмити 1980 - йиллардики 800 юәнлик чәклимә сизиқини 1600 юәнгә өзгәртиш, техиму тәпсилий баян қилғанда, айлиқ кирими 1600 юәндин төвән болған хитай пуқралиридин баҗ алмаслиқ арқилиқ бу мәсилини һәл қилмақчи болған.

Хитай һөкүмити йолға қоймақчи болған бу иқтисадий сиясәтниң уйғур хәлқиғә немә мәнпәәти бар? бу мәсилидә иқтисадий пәнләр бойичә магистирлиқ унвани алған, һазир америкиниң верҗиния шитатида яшаватқан иляр шәмшидин әпәндиниң қарашлири қандақ?

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.