Хитай бесими қазақистан уйғурлириниң әтрапида чиңимақта


2005.11.09

Хитай билән қазақистан мунасивәтлириниң күнсайин күчийишигә әгишип, қазақистанда яшаватқан уйғурлар ичидики бир қисим кишиләр өзлириниң уйғурларға вәкиллик қилидиғанлиқини билдүрүш билән хитай һөкүмити билән қоюқ мунасивәт орнатмақта. Хитай һөкүмитиму муһаҗирлар сияситини яхшилаш нами астида чәтәлләрдики уйғур җамаити билән һәр хил шәкилдә алақилар орнитип, уларға хитай һөкүмитиниң ечиветиш сиясити, җүмлидин муһаҗирлар сияситини тәшвиқ қилмақта. Лекин, көпинчә уйғур сиясий паалийәтчилириниң қаришичә, буниң арқисиға хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдә күнсайин җанлиниватқан уйғур сиясий паалийәтлиригә зәрбә бериш һәм сиясий паалийәтчилирини йетим қалдуруп, хәлқара җәмийәтниң уларниң сөзлиригә ишәнмәсликини қолға кәлтүрүш арқилиқ, уйғур мәсилисиниң хәлқаралишишиниң алдини елиш мәқсиди йошурунған.

Йеқинда уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң муавини җаппар һәбибулла башчилиқидики өмәк қазақистандики уйғурлар арисида паалийәт елип барғандин кейин пәйда болған һәр хил инкаслар қатарида қазақистанлиқ сиясий анализчи озеропниң " хитай бесими қазақистан уйғурлириниң әтрапида чиңимақта" намлиқ мақалисини тилға елиш мумкин.

Хитайниң йеқинқи йиллардин буян қазақистандики сиясий паалийәтлиригә қоллиниватқан тактикисининиң наһайити устилиқ вә дипломатийилик йол билән елип бериливатқанлиқини тәкитлигән қазақистан анализчиси озероп, өзиниң қазақистанниң "асия-прәсс" агентлиқи тәрипидин елан қилинған мәзкур мақалисида хитай һөкүмитиниң қазақистанға бесим ишлитиш арқилиқ у җайдики уйғур сиясий паалийитини чәкләштә мувәппәқийәт қазанганлиқини илгири сүргән. Төвәндә мухбиримиз үмидвар қазақистандики "Asiya-Press" агентлиқиниң обзорчиси н.Озәровниң мақалисиниң уйғурчә нусқисини силәргә суниду.

Хитай бесими қазақистан уйғурлириниң әтрапида чиңимақта

Н.Озәров, қазақистандики "Asiya –press" агентлиқиниң көзәткүчиси

Қазақистан һөкүмити хитайниң бесим қилиши арқисида өз вәтәнлириниң мустәқиллиқи үчүн күрәш қилған уйғурларниң сиясий һәрикәтлирини бир тәрәп қилишқа еришти. Әмди һазир хитай һакимийитиниң күн тәртипигә мәркизий асия уйғурлирини қандақ "қолға көндүрүш" мәсилиси қоюлди. Буниңдики биринчи қәдәмләр мувәппәқийәтләргә еришти. Өз паалийәтлирини асаслиқи мәдәнийәт вә маарип ишлириға мәркәзләштүргән уйғур тәшкилатлириниң рәһбәрлири хитайлар тәрипидин "қолға көндүрүлди".

Бундақ рәһбәрләрниң бири пәрһат һәсәноп болуп, у қазақистан уйғур зиялийлириниң шинҗаң уйғур аптоном райониға қилған сәпирини уюштурған. Тиҗарәтчи дилмурат қузийев бу из билән меңип хитай һөкүмитиниң диққитини җәлп қилишта техиму зор нәтиҗә қазанди. Җумһурийәтниң һакимийәт қурулмилириниң, болупму өзиниң пүтүн көп санлиқ аилә әзалири бойичә әзалиққа йезилған "асар" партийисиниң рәһбәрлири тәрипидин қоллашқа еришкән дилмурат қузийев, өзини сиясий саһәгә синап беқишни қарар қилған болуп, бу сиясий саһә уйғур тиҗарәтчисиниң шараити бойичә алғанда җумһурийәтлик уйғурларниң рәһбәрлики вә хитай билән алақә қилиш арқилиқ хәлқара сәһнигә чиқиш болуп қалған. Бүгүнки шараитта маддий байлиқлар сиясий җәһәттин мәхсус тәрбийигә көрмигән тиҗарәтчиләрни сиясәткә арилишиш мумкинчиликигә игә қилди. Әқәллий сиясий сават вә маарип тәрбийиси йетәрлик болмисиму, әмма пул вә чегриниң икки тәрипидики һөкүмәтләрниң қоллиши болсила болди.

- Сиясәтчи қузийевниң зор мувәппәқийити униң тәрипидин уюштурулған тиҗарәтчиләр вә уйғур тиятириниң директори мурат әхмәдийев һәм "уйғур авази" гезитиниң баш тәһрири йолдаш азаматопниң шинҗаң уйғур аптоном райониға болған зиярити вә шинҗаң уйғур аптоном райони әмәлдарлириниң қазақистанға қилған җавабән зиярити болуп һесаблиниду.

Җавабән тәшкилләнгән хитай зиярәт вәкиллири өмикигә асаслиқ иккинчи дәриҗилик йәрлик әмәлдарлар киргән болуп, улар шинҗаң һөкүмитиниң муавин рәиси җаппар һәбибулла, хитай хәлқ җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиниң шинҗаң уйғур аптоном районидики вакаләтчиликиниң муавин директори музәппәр миҗит, турпан вилайитиниң валиси абдулла қасим, или қазақ аптоном областиниң муавин башлиқи шардбек нурлан, қәшқәр вилайитиниң муавин валиси пәрһат халиқ, чәтәлләрдики муһаҗирлар ишлири башқармисиниң башлиқи әркин әхмәт, шинҗаң телевизийә истансисиниң мухбири әнвәр рози, хитай ташқи ишлар миниситирлиқиниң вәкили лаң хуаңдиң қатарлиқлардур.

Вәкилләр өмики 26-өктәбир күни алмутиға йетип кәлгәндин кейин йәнә астанани вә уйғурлар топлишип яшайдиған йәркәнт, чунҗи һәм алмутиниң уйғур райони, достлуқ мәһәллиси шуниңдәк уйғур мәктәплири вә башқа җайларни зиярәт қилди. Уйғур зиялийлириниң вәкиллири билән ахирқи қетимлиқ учришиш қузийев тәрипидин контрол қилиниватқан уйғур мәдәнийәт мәркизиниң тәшәббуси билән пәнләр академийиси ичидә өткүзүлди. Бу учришишқа алмутидики уйғур зиялийлири йиғилған болуп, буниң тәркибигә қузийев таллиған адәмләр киргән.

Уларниң диққитигә җаппар һәбибулланиң дөләт тәрәптә туруп шинҗаңниң қолға кәлтүргән нәтиҗилири һәққидики көп сөзлири сунулди. У хитай хитай қериндашлирини махтап, уйғур бөлгүнчилириниң хитайдики хәлқләрниң бирликини бузғанлиқини әйиблиди. Алаһидә көрүнәрлик тәрәп шинҗаң әмәлдариниң сөзиниң өгитиш аһаңи болуп, у бу йәргә йиғилған аммини қандақ яшаш лазимлиқи һәм өзлирини қандақ тутуш керәклики билән өгәтмәкчи болди. Буларниң ичидә зиялий сүпәт вә өзини тутувалғанрақ һалаттә сөзлигини хитай ташқи ишлар министирлиқиниң вәкили болуп, у чәтәлләрдики уйғурларниң башқа мәмликәтләрниң тәрәққиятиға қошқан төһпилири вә хитайниң сиртида яшаватқан уйғурлар билән зич алақә орнитишиниң зөрүрлүки һәққидә наһаһийити дипломатийилик һалда тохтилип өтти. Униң сөзидин чәтәлләрдики уйғурларниң хитай "вәтини" билән һәмкарлишишиниң лазимлиқини тәшәббус қиливатқанлиқини толуқ биливалғили болатти. У чәтәлләрдики уйғур алимлириниң илим-пәнгә қандақ төһпә қошуватқанлиқиниң мисали сүпитидә америкиниң аләм бошлуқи тәтқиқат мәркизидә ишләватқан алим әркин сидиқни көрситип өтти.

Қазақистан тәрәптин болса, уйғур зиялийлириниң явашландурулған вәкиллири қазақистан уйғур алимлири билән шинҗаң алимлири арисида алмаштуруш елип беришниң зөрүрлүки һәққидә дудуқлиған һалда сөзлигән болсиму. Бирақ , уларниң авазлири шинҗаң әмәлдарлириниң вә униңдин кейин сөзлигән уйғур мәдәнийәт мәркизиниң вәкиллириниң сөзлири ичидә қелип йоқап кәтти. Қузийев һәттә буниңдин кейинки шинҗаң уйғур аптоном райониға қилинидиған барлиқ сәпәрләрниң һәммисиниң униң тәшкилати тәрипидин контрол қилинидиғанлиқини елан қилди. Шинҗаң вәкилләр өмики қазақистан уйғурлири вә уйғур зиялийлири билән болған учришишларда хитайниң қазақистан уйғурлирини вәтәнниң сиртида яшаватқан вәтәндашлири дәп қарайдиғанлиқини, улардин хитай билән һәмкарлишишни күтүш үмидлирини йошурмай көрсәтти.

Қузийев тәминләшкә тиришидиған бу һәмкарлиқ қазақистанниң бихәтәрликигә пайдилиқ һәмкарлиқ болуши мумкинму?( русчидин тәрҗимә қилғучи умидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.